Илһам тохтиниң өйигә нәзәрбәнд қилинғанлиқи хәлқара мәтбуатларда

Мустәқил тәтқиқатчи илһам тохтиниң америка сәпиридин тосулуп, өйигә нәзәрбәнд қилинғанлиқи хәлқара мәтбуатларниң диққитини тартти.
Мухбиримиз җүмә
2013.02.09
ilham-toxti-liksiyedin-burun.jpg Илһам тохти әпәнди лексийигә кириштин бурун сиртни көзәтмәктә. 2010-Йили 12-июн бейҗиңда.
AFP


“ню - йорк вақит гезити” шәнбә күнидики хәвиридә пәйшәнбә күни радиомизда хәвәр қелинған илһам тохтиниң нөвәттики әһвали һәққидики хәвәрдин нәқил алди.

Илһам тохти пәйшәнбә күни радиомиз билән алақилишип, өзиниң нөвәттә кечә - күндүзләп назарәт астиға елинғанлиқини билдүргән.

“уйғурбиз” ториниң башқурғучилиридин бири мәзкур ториниң чаршәнбә күни кәчтә һуҗумға учриғанлиқини хәвәр қилған иди.

“ню - йорк вақит гезити” радиомизниң юқири хәвиридин нәқил алған.

Илһам тохти уйғурларниң қануний һәқ - һоқуқлирини қоғдаш йолида көп һәрәҗ тартқан уйғур зиялийлиридин бири.

У, 2 - феврал америкиға келип тәтқиқат қилиш үчүн йолға чиққанда бейҗиң айродромида тосуп қилинған вә 11 саәткә йеқин сорақ қилип өйигә қайтурулған иди.

Илһам тохти зияритимиздә өзиниң бу иш сәвәбидин һәргиз мәйүсләнмәйдиғанлиқини, йәнила виҗдани вә миллий бурчни ада қилиш үчүн тиришчанлиқ көрситидиғанлиқини билдүргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.