Хитайдики ишсизлиқ мәсилиси сиясий мәсилигә айланмақта


2007.01.01

Чәтәл тор бәтлиридә бериливатқан хитайдики ишсизлиқ мәсилиси һәққидики мәлуматларда көрситилишичә, хитайдики ишсизлиқ мәсилиси интайин җиддий бир мәсилә болуп, хитай компартийиси үчүн бир чоң тәһдиткә айланған. Анализчиларниң пәрәз қилишичә, мәзкур мәсилә хитайдики муқимсизлиқни кәлтүрүп чиқиридиған асасий амил болуп, у пәқәт иҗтимаий мәсилила әмәс, бәлки сиясий мәсилигә айланған.

Америкидики улуғ ера гезитидә берилгән мәлуматларда көрситилишичә, йеқинқи 10 йилдин буян, хитайдики алий мәктәп системисиниң даириси 4 һәссә кеңәйгән. Һәмдә келәр йили али мәктәп пүттүридиғанларниң сани 5 милйонға йетидикән. Шундақла буларниң арисидики ишсиз қалидиғанларниң сани милйондин ашидикән.

Вашингтон почта гезитидә берилгән бу һәқтики мәлуматта ейтилишичә, хитай иқтисадиниң тәрәққий қилиши нурғунлиған мәсилиләрни кәлтүрүп чиқарған. Болупму алий мәктәп пүттүргән оқуғучилар саниниң көпийиши билән бир вақитта, ишсизлиқ мәсилисиниң техиму бәк еғирлишишиға сәвәбчи болған. Һазир ата ‏-анилар бар пулиниң һәммисини дегидәк балилириниң оқушиға һәтта уларни хизмәткә орунлаштурушқа сәрп қилидикән. Лекин али мәктәп пүттүргәнләр саниниң көпүйиши билән, алий мәктәптики оқуш бесими вә шундақла али мәктәп пүттүрүп хизмәт тепиш бесими илгирики йиллардикидин техиму бәк күчийип кәткән.

Хитай һөкүмәт даирлири тәрипидин берилгән мәлуматлардин ашкарилинишичә, 2006 ‏- йили алий мәктәп пүттүргәнләрниң 60% ти хизмәткә орунлишалмиған һәмдә 2005 ‏- йилиға селиштурғанда, ишсизлиқ нисбити 22% көпәйгән. Йеқинда хитайниң бейҗиң , шаңхәй қатарлиқ чоң шәһәрлиридә елип берилған бир қетимлиқ тәкшүрүштин мәлум болушичә, җәмийәттә ишсиз қеливатқан али мәктәп оқуғучилириниң 10 % кә йеқини бесим түпәйлидин өлүвелишни халайдикән. Чүнки һазир хитайда ишқа орунлишиишта, асасий рол ойнайдиған ишләш иқтидари вә қабилийити дегәндәк амиллар әмәс, бәлки мунасивәт вә кәйни ишик қатарлиқ амиллар икән.

Көплигән зиялий вә анализчилар " әгәр хитайдики алий мәктәп пүттүргән оқуғучиларниң ишсизлиқ мәсилиси мушу һаләттә давамлишидикән, узунға қалмай хитайда чоқум 89 ‏- йилидики тйәнәнмин вәқәсигә охшаш йәнә бир қетимлиқ оқуғучилар һәрикити йүз бериду" дәп билдүрмәктә. Анализчиларниң билдүрүшичә, һазир хитай һөкүмитигә әң чоң тәхдит боливатқан йәрсиз қеливатқан деһқанлардин башқа, ишсиз қеливатқан билимлик яшлар икән.

Америкидики уйғур тәтқиқатчи доктор қаһар барат әпәнди хитай вә шундақла уйғур елидики ишсизлиқ мәсилиси һәққидә тохтилип, уйғур елидики ишсизлиқ мәсилисиниң пәқәт иҗтимаий мәсилә әмәс, бәлки сиясий мәсилә икәнликини тәкитлиди. (Меһрибан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.