Китаб оқуш, компютер көрүшму җинайәт һесаблинамду?
2013.02.15
Бүгүнки программимизда “ява кәптәр” намлиқ һекайини компиютериға чүшүрүп сақлаш, уни башқиларға көчүрүп бериш, бу һекайиниң авазлиқ нусхисини аңлап, башқиларға көчүрүп бериш, усама бинладенниң рәсимини көрүш, язғучи ваң лишюңниң “уйғурлар арисиға чоңқур чөкүш” намлиқ мақалисини компютерда сақлаш, абдухалиқ уйғурниң “ойған” намлиқ шеирини оқуш, тордин америкидики уйғурларниң сүритини көрүш, түркийә рәиси абдуллаһ гүл әпәндиниң үрүмчи зияритиниң филимини тордин көрүш, елихан төриниң рәсимини көрүш, турғун алмасниң “уйғурлар”, “уйғурларниң моңғул ханлиқида ойниған роли” қатарлиқ китаблирини компиютерида сақлаш, ислам диниға аит елкитапларни компютерда сақлаш, америка авази радиосини аңлаш, тордин әркин асия радиосиниң уйғурчә программилирини аңлаш, әркин асия радиосиниң мақалилирини оқуш, әркин асия радиосиниң тор бәт адресини башқиларға дәп бериш, әркин асия радиосиниң тор бәт адресини телефонида сақлаш вә диний китабларни оқуш қатарлиқ аталмиш җинайәтләр артилип қамақ җазасиға һөкүм қилинған бәш киши һәққидики мутәхәссисләрниң көз қарашлирини силәр билән ортақлишимиз.