Алматада коммунар талип оғлиниң 65 йиллиқиға беғишланған илмий муһакимә йиғини өткүзүлди
2012.12.06
“мәркизий асиядики етника вә мәдәнийәт” темисидики мәзкур хатирә йиғинида мәрһумниң қазақистан пәнигә қошқан төһписи, униң инсаний пәзиләтлири алаһидә тәкитләнди. Униңға қатнашқан тарихчи, тилшунас, әдәбиятшунас, иқтисатчи, пәйласоп, алимлар мәркизий асия мәмликәтлири арисидики сиясий вә иқтисадий алақиләр, етникларниң өтмүш тарихи, мәдәнийити, дини, өз - ара мунасивәтлири һәққидә доклатлар оқуди. Йиғинда шундақла уйғур елиниң тәрәққият мәсилилиригә, уйғурларниң мәдәнийитигә, тарихиға һәм бүгүнки әһвалиға даир қизиқарлиқ мәсилиләрму муһакимә қилинди.
Атап ейтқанда, тарих пәнлириниң доктори рисаләт кәримованиң “қәдимий вә оттура әсирләр дәвридики шәрқий түркистанниң шәкиллиниш тарихи”, иқтисад пәнлириниң намзати гүлҗаһан һаҗиеваниң “түркий мәмликәтлирини бирләштүрүш җәрянлириниң амиллири”, тарих пәнлириниң намзати гүзәл баһавдинованиң “21 - әсирниң бешидики ш у а р ниң раваҗлиниш мәсилилири вә келәчики”, филологийә пәнлириниң намзати рәхмәтҗан йүсүпофниң“19 - әсирниң ахири - 20 - әсирниң башлиридики шәрқий түркистан әдәбиятида миллий - азадлиқ күрәш идейиси” намлиқ доклатлар шулар җүмлисидиндур.
Мәлумки, каммунар талипоф қазақ дөләт университетини тамамлиғандин кейин қазақстан пәнләр академийиси пәлсәпә институтида илмий хадим, андин 1986 - йили пәнләр академийисидә уйғуршунаслиқ институти қурулғанда, униң мудириниң муавини, шундақла бөлүм башлиқи, кейинирәк болса институт мудири лавазимлирини атқурған. 1996 - Йилдин башлап та 2007 - йилғичә шәрқшунаслиқ институти тәркипидики уйғуршунаслиқ мәркизиниң рәһбири болуп ишлигән. К.Талипоф һаятиниң ахирқи вақитлирида 1930 - вә 40 - йилларда қурулған шәрқий түркистан җумһурийәтлири тарихи вә шу дөләтләрдә хизмәт қилған бир қатар әрбапларниң һаяти мәсилилири билән шуғулланған.
Мәзкур илмий муһакимә йиғини келәчәктә мушу мәзмунда хәлқаралиқ әнҗуманларни уюштуруш қарарини алди.
Радиомиз зияритини қобул қилған абай намидики қазақ миллий педагогика университетиниң профессори димитрий мен каммунар талипоф вә әнҗуман һәққидә әслимилирини баян қилди.