“тәмбүр вәқәси” ни әслигәндә: нурмәмәт турсун вапатиниң сәккиз йиллиқ хатирисигә

Үрүмчидә буниңдин 11 йил аввалқи йеңи ераниң шундақла йеңи әсирниң тунҗи кечиси мәрһум сәнәткар нурмәмәт турсунниң музика кечилики билән башланғаниди.
Ихтиярий мухбиримиз қутлан
2012.12.18
nurmuhemmet-tursun-305.jpg Мәрһум нурмуһәммәт турсунниң “йәттә нәзири” дә чоңайтилған сүрити. 2004-Йили декабирда
RFA/Qutlan

Уйғур миллий музикилириниң җәвһәрлири “тәмбүр шаһи” нурмәмәт турсунниң тәмбүр тарилирида яңриған бу кечиликтин кейин уйғур аптоном районида бир мәйдан сиясий боран-чапқун башланған иди.

Мәзкур кечиликкә қатнашқан шаһитларниң баянлириға қариғанда, музика кечиликиниң әтиси, йәни 2001-йили 2-январдин башлап уйғур аптоном райониниң мәркизи үрүмчидә “тәмбүр вәқәси” мунасивити билән “идеологийә саһәсидики миллий бөлгүнчиликкә қарши күрәш” долқуни қанат яйдурулиду. Һәрқайси университетлар, ахбарат вә тәшвиқат орунлири һәмдә иҗтимаий пән саһәсидики идарә-җәмийәтләр 15 күнләп “сиясий өгиниш” кә орунлаштурулиду.

Хәлқ сарийида өткүзүлгән “тәмбүр шаһи–нурмуһәммәт турсун музика кечилики” үчүн тарқитилған бағақчиниң муқависи. 2001-Йили 1-январ, үрүмчи.
Хәлқ сарийида өткүзүлгән “тәмбүр шаһи–нурмуһәммәт турсун музика кечилики” үчүн тарқитилған бағақчиниң муқависи. 2001-Йили 1-январ, үрүмчи.
RFA/Qutlan

Идарә-җәмийәтләрдики уйғур хизмәтчи хадимлар миллий мәсилидә ипадә билдүрүшкә, өзини тәкшүрүшкә шуниңдәк язма доклат тапшурушқа мәҗбурлиниду. Уйғур аптоном районидики маарип вә илим, саһәсини йеңи әсирниң тунҗи күнила гоя “мәдәнийәт инқилаби” ға охшап кетидиған вәһимә қаплайду.

Ундақта, “тәмбүр вәқәси” дәп нам берилгән бу вәқә йүз берип 11 йил өткәндин кейинки бүгүнки күндә шу кечиликкә қатнашқан шаһитлар немә дәйду?

Биз уйғур хәлқиниң пәхирлик оғлани, “тәмбүр шаһи” дегән пәхирлик намниң саһиби, мәрһум сәнәткар нурмәмәт турсунниң вапатиға 8 йил болған бүгүнки күндә муһаҗирәттики уйғур зиялийлиридин сәлимә камал ханимниң бу һәқтики баянлирини диққитиңларға сундуқ.

Сәлимә ханим 2001-йили 1-январда үрүмчидики хәлқ сарийида өткүзүлгән “тәмбүр шаһи - нурмәмәт турсун музика кечилики” гә қатнашқанлиқини һәмдә бу кечиликтә орунланған надир музикилар һәққидә тәпсилий тохталди. У йәнә юқири кәйпиятта өткән бу кечиликтә мәрһум нурмәмәт турсунниң аҗайип музика талантини намайиш қилғанлиқини, 2000 кишилик тамашибинларниң әзәлдин көрүлүп бақмиған һес-һаяҗанларға чөмүлгәнликини баян қилди. Шуниң билән биргә, у йәнә бу кечиликтә турсунҗан әмәт намлиқ бир шаирниң “тәмбүрүм” намлиқ шеирни декламатсийә қилғанлиқи вә башқа мәсилиләрни баян қилди.

Шу кечиликкә қатнашқан йәнә бир шаһит айтекин ханимму зияритимизни қобул қилип, өзиниң бу кечиликтә көргән-билгәнлирини һәмдә шәхсий тәсиратлирини әсләп өтти. У йәнә мушу вәқә мунасивити билән өзи хизмәт қиливатқан университетта елип берилған 15 күнлүк “идеологийә саһәсидики миллий бөлгүнчиликкә қарши күрәш” долқуни һәққидә мәлуматлар бәрди.

Сәлимә ханим ахирида мәрһум нурмәмәт турсунниң аилә арқа көрүнүши, өсүп-йетилиш җәряни, музика иҗадийити саһәсидики издинишлири, кишилик характери шуниңдәк уйғур миллий музика сәнитигә қошқан төһписи һәққидә тәпсилий тохталди. У сөзиниң ахирида “тәмбүр шаһи” нурмәмәт турсун вапат болған 2004-йилиниң 19-декабир күни һәмдә мәрһумниң мейит намизи оқулған 21-декабир күни һәққидики өз қәлбидә сақлинип келиватқан унтулмас тәсиратлирини оттуриға қойди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.