Ғайип аниси патигүл ғулам пар пулини толийәлмигәнлики үчүн сотқа чақирилған

5 - Июлдин кейинки ғайиплардин имаммәмәт әлиниң аниси патигүл ғулам, 4 йилдин бери олтуруватқан өйиниң пар пулини төлийәлмигәнлики үчүн, сотқа чақирилған.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2013.02.15
patigul-ghulam-305.jpg Ғайиблардин имаммәмәт елиниң аниси патигүл ғулам.
RFA/Shohret Hoshur


Сот чақириқида униңға пулни тапшуруш үчүн бир айлиқ мөһләт берилгән. Патигүл ғулам даириләргә оғлиниң из - дерики билән болуп 4 йилдин бери ишлийәлмигәнликини сәвәб көрситип, пар пулиниң бир қисмини төләйдиғанлиқини, қалған қисми үчүн пар ширкитиниң пар қазиниға от қалап беришни ойлишиватқанлиқини ейтқан.

Төвәндә мухбиримиз шөһрәт һошурниң бу һәқтә патигүл ғулам билән өткүзгән сөһбәт хатирисини аңлайсиләр.

Патигул ғулам сот чақириқини елип кәлгән сақчи хадимлириға өзиниң нөвәттә пулни толуқ төләшкә қурби йәтмәйдиғанлиқини, чүнки 4 йилдин бери оғлиниң из - дерикини елиш билән болуп ишсиз қалғанлиқини, һәтта уяқ - буяққа йол меңип көп чиқимдар болғанлиқини ейтқан. Сақчилар болса, бу аваричлиқларға патигүлниң өзиниң сәвәбчи икәнликини, шуңа пар пулини төләштин өзини қачурмаслиқини ейтқан. Мана бу чағда патигүл “мени бақидиған, мениң пар пулумни төләйдиған, оғлумни һөкүмәт йәп кәтти, бу ишта мән сәвәбкар әмәс” дәп җаваб бәргән. У йәнә оғли ғайип болушниң алдида турмушиниң нормал кетиватқанлиқини, һәтта 4 балисини тиккучилик билән тапқан пули билән оқутуп чиққанлиқини, һөкүмәткә қилчиму таянмиғанлиқини, болупму тапқан - туккининиң һәммисини чоң оғлини оқутушқа сәрп қилип, чоң оғлини даңлиқ бир унивирсиитета енҗинир қилип йетиштүрүп чиққанлиқини, оғли әмдила хизмәткә чиққанда уни һөкүмәтниң йәп кәткәнликини ейтқан.

Мәлум болушичә, ғайип имаммәмәт әли тутқун қилинған мәзгилидә банка һесабида 5миң йүән пул бар болуп, бу пул имаммәмәт билән тәң йоқ қиливетилгән. Патигул ғулам бу пулни қайтуривелиш үчүн көп қетим даириләргә илтимас сунған болсиму, та һазирғичә қайтуруп берилмигән. Шуңа патигүл ғулам өзидин һал сорап кәлгән мәһәллә секритариға сотниң чақириқини көрситип,, һөкүмәтниң оғли билән тәң йоқитивәткән шу 5 миң юәнни қайтуруп беришини йәнә бир қетим тәләп қилған вә пулни пар ширкитигә тапшуридиғанлиқини, қалған қисми үчүн пар ширкитиниң пар қазиниға от қалап беришни халайдиғанлиқини ейтқан. Йәрлик әмәлдарлар вә сақчиларниң бәзилири патигүлни мәзкур пулни төләшкә зорлса, бәзилири патигулгә бу җәһәттә ярдәм қилидиғанлиқини билдүрүшкән. Патигул болса ярдәм қобул қилмайдиғанлиқини, пәқәт оғлиниң из - дерикини тәләп қилидиғанлиқини, чүнки оғли теплмай туруп униң маддий вә мәнивий дәрт - әләмлириниң түп йилтизидин түгимәйдиғанлиқини ейтқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.