Қиличдароғли: бу йәр бизниң миң йил бурунқи вәтинимиз
2013.01.18
У сөзидә мундақ дегән: “биз миң йил бурун бу тупрақларни ташлап, анадолийигә йәни бүгүнки түркийигә көчүп кәткәнидуқ. Силәр болса бу вәтәндә қелип, миллитиңларниң байлиқиға төһпә қошуп, чоң бир дөләтниң тәрәққиятиға әң муһим төһпә қоштуңлар, һелиһәм төһпә қошуватисиләр. Түркийә билән уйғур дияри арисидики мусапә 4300 келометир келиду. Лекин икки район арисидики хәлқ ортақ тарих, ортақ күлтүр вә ортақ қиммәт қаришиға игә. Биз дәл мушу достлуқниң илгирилишигә төһпә қошуш мәқситидә һозурруңларға қәдәм қойдуқ. Түркийидин силәргә отлуқ салам елип кәлдим.”
Анадолийә хәвәр агентлиқиниң хәвиригә асасланғанда, унван бериш мурасимида сөз қилған кәмал қиличдароғли сиясәттин қол үзгәндин кейин, әгәр шинҗаң университети тәклип қилса шәрәп билән келип дәрс сөзләп беридиғанлиқини ейтқан. У сөзидә йәнә, сиясәт билән шуғуллиништин бурун әнқәрәдики һаҗәттәпә университетида магестир оқуғучиларға дәрс беридиған бир оқутқучи икәнликини вә университетларниң җәмийәтниң тәрәққиятиға төһпә қошидиған бир тармақ икәнликини оттуриға қойған.
Җумһурийәт хәлқ партийиси рәиси кәмал қиличдароғли үрүмчидики музийни айланди
Шинҗаң университетиниң пәхри доктурлуқ унваниға еришиш мурасимини оңушлуқ аяғлаштурған кәмал қиличдароғли хитай зияритиниң әң ахириқи бекити болған “шинҗаң музийи” ни екискурсийә қилиш билән хитай зияритини ахирлаштурди.
Музей башлиқлири кәмал қиличдароғлини һөрмәт билән күтүвалди. Кәмал қиличдароғли музейниң кириш залиға қоюлған уйғур райони моделидин уйғур райониниң җуғрапийилик түзүлүшини бир қур көрүп чиққандин кейин, музей хизмәтчисиниң уйғурчә чүшәндүрүшлирини аңлиғач музейдики һәрбир асарә әтиқини бирдин - бирдин көрүп чиқти. Кәмал қиличдароғли асарә - әтиқиләрниң ярдимидә уйғур тарихиға нисбәтән омумий чүшәнчигә игә болғандин башқа йәнә, уйғур дияриниң әң муһим тарихий байлиқи болған бәш миң йиллиқ тарихқа игә момияни көздин кәчүрди.
Музей зияритини аяғлаштурғандин кейин, қиличдар оғли музейниң зиярәт хатириләш дәптиригә муну әслимиләрни йезип қойди:
“өз тәктимни өз тарихимни көрдүм. Түрк, хитай, уйғур хәлқлириниң достлуқлирини саламлаймән. Кәмал қиличдароғли. Җумһурийәт хәлқ партийиси рәиси”
Биз җумһурийәт хәлқ партийиси рәиси кәмал қиличдароғли шинҗаң университетиниң өзигә пәхри докторлуқ унвани бериш мурасимида қиған сөзи вә униң тәсири һәққидә көз қаришини елиш үчүн истратегийилик чүшәнчә ениститүти мутәхәссиси доктор әркин әкрәмгә микрафонимизни узаттуқ.