Қиличдар оғли үрүмчи сәһнилиридә күтүлүватқанда үрүмчиниң арқа кочилирида болуп өткән вәқәләр (2)
2013.01.21
Түркийә өктичи партийә рәһбири камал қиличдар оғлиниң үрүмчи зияритиму бу әнәниниң сиртида қалмиди. Мәлум болушичә, қиличдар оғли үрүмчигә келиштин бир күн аввал, дөләтниң әйибини ечиш еһтимали бар дәп қаралған нуқтилиқ шәхс вә аилиләр омумйүзлүк һалда нәзәрбәнд қилинған. Нәзәрбәндтин хәвәрсиз яки униңға писәнт қилмай кочиға чиққанлар, анилар вә балилар болушиға қаримай хитай сақчилириниң тил-һақарәт вә таяқ-тоқмақлириға йолуққан. Әслидә 18-январ күни бир қисим ғайиблар аилә-тавабиатлири, әрзийәт кадириниң вәдисигә асасән шәһәрлик сақчиға қарап йолға чиққан болуп, бу сәпәр уларниң қаттиқ бир мәйдан зорлуқ-зомбулуқ вә хорлуққа йолуқушиға сәвәб болған.
Юқиридики аваз улинишидин, бу вәқәниң җәрянини зиянкәшликкә учриғучиларниң өз еғизидин аңлайсиләр.