“ирпан” ширкити “қутадғу билик” ниң авазлиқ нусхисини дуняға кәлтүрди

Уйғур мәдәнийәт тарихидики өлмәс абидә “қутадғу билик” ниң авазлиқ нусхисиниң йеқинда рәсмий нәшр қилинип тарқитилиши уйғур аптоном районидики илим саһәсидикиләр арисида зор тәсир пәйда қилған.
Ихтиярий мухбиримиз қутлан
2012.12.31
qutadghu-bilik-un-305.jpg “ирпан” електрон чәклик ширкитиниң пиланлиши, мәбләғ селиши вә нәшргә тәйярлиши билән бейҗиң милләтләр нәшриятида нәшр қилдурған “қутадғу билик” ниң авазлиқ нусхисиниң қап көрүнүши. 2012-Йили.
RFA

Уйғур тор бәтлири тарқатқан хәвәрләргә қариғанда, 14-декабир күни үрүмчидики хәлқ сарийида миңлиған уйғур зиялийлири вә билим адәмлириниң җәм болуши билән “қутадғу билик” ниң авазлиқ нусхисини тарқитиш мурасими өткүзүлгән. Мурасимда мәдәнийәт вә әдәбият-сәнәт саһәсидики көзгә көрүнгән тәтқиқатчилар пикир баян қилип, нөвәттә уйғур илим саһәсидә мәйданға кәлгән бу йеңилиқни тәбриклигән.

Бу қетимқи “қутадғу билик” ниң авазлиқ нусхиси үрүмчи “ирпан” електрон чәклик ширкитиниң пиланлиши, мәбләғ селиши вә нәшргә тәйярлиши билән к д вә д в д шәклидә йоруқлуққа чиққан. “ирпан” ширкити “қутадғу билик” ниң 1991-йили нәшр қилинған уйғурчә нәсрий йәшмисигә асасән 17 саәтлик авазлиқ нусхисини тәйярлап бейҗиңдики милләтләр нәшриятида нәшр қилдурған. Мәзкур нусхиниң текистини уйғур районидики даңлиқ аваз артиси абдуқейюм имин юқири маһарәт билән оқуп чиққан. юқири сүпәт вә илмий өлчәм бойичә йеңидин нәшр қилинған бу авазлиқ әсәр, нөвәттә уйғур елиниң һәрқайси җайлиридики “ирпан” ширкитиниң сетиш нуқтилирида базарға селинмақта икән. Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған пәзиләт ханим мунуларни билдүрди.

Үрүмчи “ирпан” електрон чәклик ширкити абдулла өмәрниң тиришчанлиқи билән 2003-йили 14-декабирда қурулған болуп, өзиниң тунҗи қәдимини уйғур тилидики електрон луғитини лайиһиләш вә базарға селиш билән башлиған. Шундин кейин қисқиғина 9 йил җәрянида бу ширкәт уйғурчә, инглизчә, хитайчә, русчә, қазақчә, қирғизчә, түркчә, әрәбчә вә япончә тоққуз хил тилда електронлуқ луғәтләрни ишләп базарға салған һәмдә уйғур районидики истемалчиларниң қарши елишиға сазавәр болған.

“ирпан” ширкити бу җәрянда уйғурларниң классик билим байлиқини қезиш вә уни заманиви пән-техника билән қайта йоруқлуққа чиқириш җәһәттә зор тиришчанлиқ көрсәткән. 2008-Йили маһмуд кашиғәри туғулғанлиқиниң 1000 йиллиқиға атап “дивани луғәтит түрк” ниң 4 тилдики нусхисини ирпан електрон луғитигә киргүзгән. 2009-Йили уйғур тилидики тунҗи “луғәтлик янфон” ни ишләп базарға салған. 2010-Йилиға кәлгәндә болса мәшғулат тили вә системиси уйғурчә болған “ирпан һәрдәм компютери”ни ишләп бу саһәдики бошлуқни толдурған. Нөвәттә “ирпан” ширкити йәниму илгирилигән һалда уйғур маарипи, әдәбият-сәнити вә мәдәнийити саһәсидә қоллинишчанлиқи юқири болған електронлуқ мәһсулатларни ишләпчиқириш билән шуғулланмақта икән.

Бу йил 14-декабирда үрүмчидики хәлқ сарийида тарқитиш мурасими өткүзүлгән “қутадғу билик” ниң авазлиқ нусхиси “ирпан” ширкитиниң 9 йиллиқ туғулған күнигә беғишлап өз хәлқигә сунған совғити икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.