Уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим “хәлқаралиқ әркинлик мукапати” ға еришти

Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим америкиниң виргинийә штатиға җайлашқан биринчи әркинлик мәркизи дәп аталған кишилик һоқуқ вә диний етиқад әркинлики оргининиң 2013-йиллиқ мукапатиға еришти.
Мухбиримиз үмидвар
2013.01.17
rabiye-erkinlik-1-mukapati-305.jpg Уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим “хәлқаралиқ әркинлик мукапати” ға еришти. 2013-Йили 16-январ, америка.
RFA

16-январ күни ахшими виргинийә шитаниң мәркизи ричмонд шәһиридә өткүзүлгән мурасимда рабийә қадир ханим бу мукапатни тапшурувалди. Бу мукапат рабийә ханимниң уйғурларниң диний етиқад әркинликини илгири сүрүштә қошқан төһпилиригә берилгән.

Бу йиллиқ мукапат рабийә қадир ханим билән бирликтә йәнә вилям вә мерий институтиниң мудири тайлор ревелй һәмдә “кишилик һоқуқ биринчи” тәшкилатидики тад станке қатарлиқ кишиләргиму берилди.

“хәлқаралиқ әркинлик мукапати” һәр йили 16-январ виргинийә штатида хатирилинидиған “диний әркинлик күни” ни мунасивити билән йилда бир қетим тарқитилиду. 16-январдики мурасимға даңлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчилири, америка һөкүмитиниң вәкиллири, дөләт мәҗлис әзалири, профессорлар вә башқа һәр саһәгә мәнсуп кишилик һоқуқ һәм диний етиқад әркинликини һимайә қилидиған әрбаплардин 500 әтрапида киши қатнашти. Рабийә ханим мукапатни тапшурувалғанда пүтүн залдикиләр орнидин туруп һөрмәт билдүрди.

Рабийә қадир ханим илгири норвегийиниң “рафто кишилик һоқуқ мукапати” ға һәмдә башқа бир қисим мукапатларғиму сазавәр болған. У йәнә бир нәччә қетим “нобел тинчлиқ мукапати” ниң намзати болған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.