Рус мутәхәссиси: мәркизий асия рәһбәрлири һазирчә су мәсилисини һәл қилишқа қадир әмәс
2012.12.17
“азадлиқ” радиоси елан қилған “хитай мәркизий асия билән омумий тил тапти” намлиқ мақалидә хитайниң қирғизистанни қазақистан вә өзбекистан арқилиқ түркмәнистандин хитайға елип баридиған газ турубисиға қошулушқа мақул кәлтүргәнлики һәққидә ейтилған. Мақалидә “асия таймс” гезитиниң бу һәққидики пикриму берилип, униңда башқиларниң мәркизий асия мәнбәлирини бөлүшүш үстидә ойлишип турғинида, хитайниң бу мәмликәтләр рәһбәрлири билән тил тепишип, “қазақистан-хитай нефит йоли”ни вә “түркмәнистан-өзбекистан-қазақистан-хитай газ турубиси” ни тез арида селип, ишқа кириштүрүшкә үлгүргәнлики тәкитләнгән. Буниңдин ташқири хитай билән қирғизистанниң өзбекистанға маңидиған төмүр йолни ясаш, су електр истансиси қуруш вә трактор завутиға мәбләғ селиш үстидиму келишимгә кәлгәнлики тәкитләнгән.
Әмди литваниң “геополитика мәркизи” дә берилгән игор иванофниң “мәркизий асияниң лай сулири” дегән мақалисидә мәркизий асия мәмликәтлириниң совет иттипақи йимирилгәндин кейин кәскин су мәсилисигә дучар болғанлиқи тәкитләнгән.
Аптор бу қудрәтлик дөләтниң йиқилиш билән тәң мәзкур җумһурийәтләр арисида су мәсилисиниң пәйда болғанлиқини, әгәрдә бу мәсилә һәл болса, бу мәмликәтләрдә йеза игиликиниң раваҗ тапидиғанлиқини һәм сиясий вәзийәтниңму нормаллишидиғанлиқини, уларниң иқтисади өскәнсери суға болған еһтияҗиниңму күчийидиғанлиқини илгири сүргән.
Мақалидә , мәркизий асия мәмликәтлириниң өзлириниң ички мәсилилирини һә қилиш, йәни етизлиқларға йол ечиш, уларға келидиған су қаналлирини қурушқа охшаш мәсилиләр һәққидә чарә-тәдбирләрни қолланмай туруп, дөләтләр ара зиддийәтләрни йәниму күчәйтиватқанлиқи етирап қилинған.
Бу мақалидә и.Иваноф “өз өйидә тәртип орнитиштин көрә, қошнини әйибләш һәр қачан оңайдур” дәп йезиш билән биргә бәзи мәмликәтләрниң су мәсилисини иккинчи бир мәмликәткә бесим көрситиш мәқситидә пайдилиниватқанлиқини йошурмиған. У қазақистанниң или вә қара ертиш дәрялирини тәң пайдилиниш мәсилисини һәл қилишқа интиливатқанлиқини, хитайниң болса, бу интилишни, әксичә инкар қиливатқанлиқини билдүргән. Аптор, мәзкур дәряларниң сүйиниң асасий җәһәттин өз земинида болғанлиқи сәвәбидин, хитайниң уларни пайдилиништа көпрәк мумкинчиликкә игә икәнликини, әмди қошна мәмликәтниң еһтияҗини һесабқа алмайватқанлиқини оттуриға қойған.
“хитайниң мундақ һәрикити бу земинда иқтисадий һөкүмранлиқ орнитип, риқабәтчиси америка қошма штатлири билән күрәш қилишқа интиливатқанлиқини тәстиқлайду” дәп йезилған мәзкур мақалидә.
Униңда шундақла қазақистанниң или вә қара ертиш сүйигә болған муһтаҗлиқиниң йәниму өсүп, бу мәсилини һәл қилишқа пәқәт сиясәтчиләрниңла әмәс, бәлки алимларниңму арилишиш зөрүрлүки тәкитләнгән.
Аптор мундақ язған: “мубада йәнә, хитай қошнилириниң мәнпәәтлирини инкар қилса, у вақитта таҗикистан билән қирғизистан қошна өзбекистан вә қазақистанға өзлириниң үстүнлүкини намайиш қилиду. Мәсилән, өзбекистан үчүн су пәқәт йеза игилики мәһсулатлирини суғириш үчүнла әмәс, бәлки көплигән шәһәр вә йезиларниң нәмликини тәминләш үчүнму муһим әһмийәткә игә икәнлики көрситилгән”.
Мақалидә таҗикистанниң рогун су електр истансисиниң лайиһиси һәққидиму сөз болуп, “бу йәрдә аләмдики әң чоң су тосмисини селиш көздә тутулмақта” дәп көрситилгән . Бу истансисиниң ишқа қошулуши ақивитидә өзбекистанниң иқтисадиниң көп миқдарда судин мәрһум болуши еһтималлиқи бар.
И. Иванов мәркизий асиядики су мәсилиси тоғрилиқ талаш-тартишларни хуласиләп, вәзийәтниң һәқиқәтәнму мурәккәп икәнликини һәм мәмликәтләр рәһбәрлириниң һазирчә бу мәсилини һәл қилишқа қадир әмәсликини илгири сүргән.