Русийә авази: хитай оттура асияни ишғал қиливатиду
2012.12.25
Обзорда мундақ дейилиду: хитай йеқиндин буян қирғизистанға болған мәбләғ селинмисини зор дәриҗидә ашурушқа киришти. Бейҗиң һакимийитиниң қирғизистанға көпләп мәбләғ селишиниң сәвәблири һәққидә тохталған “германийә авази” радиосиниң тәһлилидә мундақ дейилгән: мәбләғ көлиминиң кеңийишигә әгишип, хитай шеркәтлириниң қирғизистанниң иниргийә вә кан байлиқлириға болған қизиқишиму күчийишкә башлиди. Хитай шеркәтлири йеқинда 500 милйон америка доллири мәбләғ селип, қирғизистанниң җәнубида чоң типтики еликтир трансформатор истансиси қурушқа киришти һәмдә бу хилдики қурулуш түрини қирғизистанниң шималидиму қурушни пиланлаватиду. Охшашла хитай шеркәтлири йәнә, пүтүн қирғизистанни қаплиған юқири бесимлиқ төк йәткүзүш тори қурулушини илип бериватиду. Хитай қурулушчилири йәнә 250 милйон америка доллири мәбләғ селип бешкәк шәһириниң ғәрбигә 60 киломитир келидиған қара балта шәһиридә йиллиқ ишләпчиқириш көлими 800 миң тонна болған нефит айриш завуди қуруватиду. Йәрлик мутәхәссисләрниң қаришичә, буларниң һәммиси дөләт дәриҗилик қурулуш түрлири болуп һесаблинидикән.
Шуниңға әгишип, хитайниң қирғизистанниң кәм учрайдиған миталлар, рәңлик миталлар һәмдә қиммәт баһалиқ кан байлиқлирини қолға киргүзивилиш йолидики тиришчанлиқлириму һәссиләп ешип бериватиду.
Хитай даирилири қирғизистанниң маарип вә мәдәнийәт саһәлиригә сиңип киришниму әстин чиқирип қойғини йоқ. 2012 - Йили өктәбирдә қирғизистан һөкүмити хитайниң бешкәк шәһиридә хитай тилидики мәктәп қуруш тәлипини тәстиқлиди.Хитай университети қуруш мәсилисиму музакирә қилиниватиду.
Иқтисади вә мәдәнийәт кеңәймичиликидин кийин сияси кеңәймичиликиниң башлинидиғанлиқини унтуп қалмаслиқ лазим дәп агаһландурулған “германийә авази” радиосиниң бу һәқтики тәһлилидә.
Полша хәвәрләр агентлиқиниң Interia тор бетидә йезилишичә, хитай һазир оттура асиядики асаслиқ мәбләғ салғучи болуп қалған. Оттура асия дөләтлириниң иқтисадиға барғансери сиңип кириватқан хитай карханилириниң мәқсити ялғуз пайда тепишла әмәс, улар әмәлийәттә хитай коммунистик һакимийитиниң сияси мәқсәтлирини әмәлгә ашурушидики қораллири болуп һесаблиниду. Хитайниң оттура асия һәмдә афғанистанни контрол қилишқа киришиши нәччә он йил бурунла башланған болуп, бейҗиң афғанистанни өз тәсир даирисигә киргүзүвалғандин кейин униң асиядики бирдин - бир иттипақдиши иран билән болған арилиқи зор дәриҗидә қисқирайду. Хитай узундин буян иран билән болған ташйол қатниши линийисини қурушниң койида болуп келиватиду. Әгәр бу пилан әмәлгә ашса, оттура шәрқниң нефитини қуруқлуқ арқилиқ хитайға йөткәшниң шәртлири һазирланған болиду. Бу пилан хитайниң нефит тошуғучи парахотлирини деңиз қарақчилириниң һуҗумиға учраштин һәмдә һинди окянни өзиниң тәсир даириси дәп қарайдиған һиндистанниң гиополитикилиқ қамилидин сақлинишни мәқсәт қилған. Демәк, оттура асияға болған контроллуқ хитайни һиндистанниң тәсиридин сақлайду, шундақла асиядики иттипақдиши билән болған алақини күчәйтишигә шәрт һазирлап бериду.
Хитайниң мәбләғ селиш арқилиқ оттура асияға болған контроллуқини күчәйтиватқанлиқи һәққидә тохталған русийә һәрбий, сияси мәсилиләр тәтқиқат мәһкимисиниң муавин башлиқи карамушкин хитайниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидин пайдилинип оттура асия дөләтлирини сетивилишқа урунуватқанлиқини, русийиниң иқтисади күчи хитайға йәтмисиму, башқа амаллар арқилиқ бу дөләтләрни өзигә тартип хитайға тақабил туралайдиғанлиқини билдүрди. Униң қаришичә, оттура асия дөләтлириниң һәммиси дегүдәк русийә йитәкчиликидики колликтип хәвпсизлик келишими тәшкилатиға әза болғанлиқтин, русийә бу тәшкилаттики орнидин пайдилинип оттура асия дөләтлирини контрол қилип туралайдикән.
Русийә билән хитайниң оттура асиядики тәсир даирисини талишиш көришидә қазақистанниң муһим рол ойнайдиғанлиқини тәкитлигән русийә һәрбий, сияси мәсилиләр тәтқиқат мәһкимисиниң муавин башлиқи карамушкин хитайниң иқтисади мәнпәәткә қизиқтуруш арқилиқ қирғизистан, таҗикистан қатарлиқ дөләтләрни сетивалалайдиғанлиқини, әмма қазақистанниң хитайниң оттура асиядики тәсиригә тақабил туралайдиған һалқилиқ дөләт икәнликини, шуңлашқа қазақистанни қолға кәлтүрүш үчүн кәлгүсидә русийә билән хитай оттурисида кәскин бир мәйдан илишишниң йүз беридиғанлиқини билдүрди.
http://chinese.ruvr.ru/2012_12_06/