Һәрбий форма билән уйғур райониға йәрләштүрүлгән шаңхәйлик паһишә аяллар
2013.02.13
Йеқинда “уйғурбиз” торида елан қилинған учурлардин мәлум болушичә, 1950 - йилларниң башлирида коммунист хитай һөкүмити шаңхәй шәһиридики чоң - кичик паһишиханилардин зор түркүмдики паһишә аялларни йиғивелип, аялларға әмгәк билән өзгәртиш елип баридиған мәхсус орун тәсис қилиду. 1949 - Йили әтиязда хитай “хәлқ азадлиқ армийиси” шаңхәйни алғандин кейин, дәриҗидин ташқири бу шәһәрниң аманлиқини қоғдаш үчүн орунлаштурған һәрбий қисим җәңчилири “қизил чирақ” районидики паһишиханиларниң тәсиридә турмушта чириклишиш һадисилири көрүлүшкә башлайду.
1955 - Йили 4 - айда, йәни “шинҗаң уйғур аптоном райони” ни қуруш иши пиланлиниватқан күнләрдә, үрүмчидики һәрбий райондин бир алаһидә һоқуқлуқ һәрбий әмәлдар мәхсус вәзипә билән шаңхәйгә келиду. У шаңхәйдики аялларни әмгәк билән өзгәртиш орниға берип, бу йәрдә “өзгәртиливатқан” паһишә аялларға “өз ихтиярлиқи билән армийигә қатнишишқа тизимлитиш” чақириқини оттуриға қойиду. Шаңхәй шәһириниң башлиқи болуп туруватқан чен йиму “паһишә дегән бу сөз йеқин кәлгүсидики җуңгониң луғәт фондидин өчүрүп ташлиниду” дәп илһам бериду. Буниң билән бу йәрдики паһишә аяллар бәс - бәс билән армийигә тизимлитип, узақ өтмәйла учисиға хитай “хәлқ азадлиқ армийиси” ниң сериқрәң һәрбий формисини кийиду. 1955 - Йили 4 - айда 920 нәпәр паһишә аялдин тәшкилләнгән алаһидә һәрбий қисим узун йолларни бесип, “нәннивәндә боз йәр ечиш” дегән қизил нахшини ейтқан һалда тәңритағлириниң етикигә йетип келиду.
Узақ өтмәйла, улар уйғур елидә җиддий кеңийиватқан “шинҗаң ишләпчиқириш - қурулуш армийиси”ниң һәрқайси дивизийәлиригә тәқсим қилинип, бу йәрдики гоминдаң әскәрлиридин өзгәртилгән һәрбийләр билән тойлаштурилиду. Шундин башлап хитайниң өлкилиридин армийә формиси кийгән түркүм - түркүм аяллар “чегра районни ечиш вә гүлләндүрүш” шуари билән уйғур райониға келип йәрлишиду һәмдә биңтуәндики әскәрләр билән тойлишип бала - чақилиқ болиду. 1950 - Йилларда хитай даирилири тәрипидин интайин устилиқ билән пиланланған уйғур елигә көчмән йәрләштүрүш сияситиниң арқа көрүнүши һәққидә шиветсийә уйғур комитетиниң рәиси абдушүкүр самсақ өз қарашлирини баян қилди.
Йоқириқи аваз улиништин тәпсилатини аңлиғайсиз.