Түрк ахбаратчи: түркийә билән хитай мунасивәтлири уйғур түрклири үчүн пайда елип келиши керәк

Йеқиндин буян уйғур диярини икки қетим зиярәт қилған, тәтқиқат вә тәкшүрүш елип барған һәмдә уйғурларниң иҗтимаи һаяти, сияси вәзийити шундақла мәдәнийәт өрп - адәтлири тоғрисида бир қанчә парчә мақалә елан қилған түрк ахбаратчи тамәр әр йигит уғузтүрк әпәнди сөһбәт елип бардуқ.
Ихтиярий мухбиримиз арслан
2013.01.18
tamer-eryigit-qeshqer-appaq-xoja-305.png Тамәр әр йигит уғузтүрк әпәнди қәшқәрдә
RFA/Arslan


Тамәр әр йигит, түркийә билән хитайниң мунасивәтлири тәрәққи қилғансери уйғурларниң һәқ - һоқуқлири қоғдилидиғанлиқини, түркийә билән хитай мунасивәтлири уйғур түрклири үчүн пайда елип келиши керәкликини ипадилиди.

Соал: сизниңчә, түркийә дөләт әрбаблириниң уйғур диярини зиярәт қилиши қандақ әһмийәткә игә? җ һ п рәиси қиличдар оғлиниң хитай вә уйғур зияритигә қандақ баһа берисиз? сизниңчә, бу зиярәтниң уйғурларға пайдиси боламду?

Җаваб: шәрқий түркситанға түркийә җумһурийитиниң министирлири зиярәткә бериши билән у йол ечилди. Түнҗи болуп, түркийә милләтчи һәрикәт партийсиниң рәиси дәвләт бағчәли, баш министир ярдәмчиси болуш сүпити билән хитайни зиярәт қилди вә шәрқий түркситанниң қәшқәр шәһиригә барди. Мәһмут қәшқириниң вә йүсүп хас һаҗипниң қәбрисини зиярәт қилди, униңдин кейин түркийә җумһурийитиниң җумһур рәиси абдуллаһ гүл үрүмчигә барди, ташқи ишлар министири әхмәт давутоғли қәшқәрни зиярәт қилди. Баш министир рәҗәп таййип әрдуғанниң үрүмчини зиярәт қилиши билән хитай билән түркийиниң арисидики иқтисади вә сияси мунасивәтләр тәрәққи қилди. Буниңға әгишип җумһурийәт хәлқ партийисиниң рәиси камал қиличдар оғли хитайға зиярәткә барди. Қиличдар оғлиму үрүмчигә барди вә йәрдә уйғурлар билән учрашти. Бу зиярәтләр асаси җәһәттин уйғурларни хушал қилиду вә хитайларниң уйғурларға болған қаришини өзгәртиду. Буниң үчүн бәк муһим дәп қараймән. Җумһурийәт хәлқ партийиси рәиси қиличдар оғлиниң бу зиярити бәк муһим. Мән мәтбутлар арқилиқ бу зиярәтни йеқиндин көзитип келиватимән, бу зиярәтләр һәр икки дөләт үчүн хусусән уйғур түрклири қатарлиқ шәрқий түркситандики пүтүн түркләр үчүн пайдиси болидиғанлиқиға ишинимән. Шуниң билән биргә түркийә хәлқи у районға көңүл бөлүши керәк дәп ойлаймән.

Соал: қиличдар оғлиниң бейҗиңда хитай әмәлдарлири билән елип барған учришиши ахбаратларға йепиқ һалда елип берилған, бу учришишта қиличдар оғли уйғур мәсилисни оттуриға қойған яки қоймиғанлиқи тоғрисида мәтбуатларда һечқандақ учур берилмиди. Сизниңчә, буни қандақ чүшинишкә болиду?

Җаваб: камал қиличдар хитай дөләт әмәлдарлири билән уйғур мәсилиси тоғрисида сөзләшти дәп қараймән, камал қиличдар оғли түркийидә бир өктичи партийә рәиси болсиму, түркийә җумһурийитиниң әң алдинқи қатардин орун алған асаси мухалип партийисиниң рәиси, бундақ бир партийиниң рәисиниң уйғур мәсилисини оттуриға қоймаслиқи, бу һәқтә сөзләшмәслики мумкин әмәс, чоқум оттуриға қоюлди дәп қараймән. Омумий җәһәттин қарайдиған болсақ, түркийә билән хитай оттурисидики мунасивәтләрниң тәрәққи қилиши уйғурларға пайда елип келиду дәп қараймән. Буниңдин илгири уйғурлар яшайдиған үрүмчи, турпан, тәклимакан чөли, ақсу, қәшқәр, йәкән, қағлиқ, тәңритағлири вә хотән дегәнгә охшаш йәрләргә бериш мумкин әмәс иди. Чүнки алди билән бейҗиңға берип у йәрдин шәрқий түркистанға келиш қийин бир иш иди. Бир йилдин буян хитай авиасийә шерикити шәрқий түркистан үрүмчи арқилиқ бейҗиңға учиду, һәтта истанбулдин үрүмчигә бивастә айропилан қатнаватиду, бу бәк муһим бир илгириләш. Илгири у йәргә түркләрниң кетиши мумкин әмәс иди, һазир халиған киши саяһәт үмики билән у йәргә берип саяһәт қилип келәләйду, мәнму бир саяһәт үмики билән у йәргә 2 қетим зиярәткә бардим.

Соал: сиз уйғур дияриға икки қетим зиярәткә берипсиз, уйғурлар тоғрисида қандақ чүшәнчигә игә болдиңиз вә уйғурларниң иҗтимаи һаяти вә сияси вәзийити тоғриисда немиләрни һес қилдиңиз?

Җаваб: мән икки қетим хитайға вә шәрқий түркситанға зиярәткә бардим. Мән алди билән үрүмчигә бардим у йәрдин турпанни зиярәт қилдим, түрпанниң үзүмзарлиқ гүзәл мәнзирлирини айландим. Турпан тәклимакан чөлиниң етикидә тағ бағрида гүзәл үзүмзарлиқ мәнзириләрни, кариз қудуқлирини зоқ билән айлинип чиқтим. Кейин айропилан билән хотәнгә бардим. Гүзәл гиләмләр вә қаш теши макани хотәнни зиярәт қилдуқ. Уйғур сиңиллиримиз гиләм тоқуватқан завутларни көрдуқ. Тәклимакан чөлини түгигә минип айландуқ, худди нәччә йүз йил илгـри әҗдадлиримиз түгигә минип бесип өткән қәдими йипәк йолини әҗдадлиримизға вакалитән бесип өткәндәк һес - туйғуға кәлдуқ. Кейин йәкәнгә бардуқ, уйғур султанниң аяли вә 12 муқамниң иҗадкари аманнисханниң қәбрисини зиярәт қилдуқ, йәкәндики хан мазарлирини зиярәт қилдуқ, йәкән базири худди бизниң анадулийиниң базириға охшаш икән. Өзимизни худди анадулийидә бир базарға келип қалғандәк һес қилдуқ, базарда керәклик болған һәммә нәрсә тепилиду. Йәкәнни зиярәт қилғандин кейин қағлиққа вә қағлиқтин қәшқәргә бардуқ. Қәшқәр муһим бир дияр, қәшқәр тәңритағ билән памир тағниң етикигә җайлашқан гүзәл бир йәр, мәһмут қәшқириниң мәқбәрсини зиярәт қилдуқ, кейин пүтүн түркистанға ислам мәдәнийитини тарқатқан сутуқ буғраханниң атуштики қәбрисини зиярәт қилдуқ вә атушта нәччә миң уйғур мусулманлар билән биргә җүмә намизи оқудуқ, йүсүп хас һаҗип вә аппақ хоҗаниң мазирини зиярәт қилдуқ. Кейин қәшқәрниң базар - кочлирини айландуқ, булар у йәрниң әң гүзәл алаһидликлири, әмма у йәрдә хәлқ бесим астида яшайду, гәрчә дуняниң охшимиған йәрлиридин саяһәтчиләр келип туридикән, мени әң қайғуға салған бир иш болса йолниң һәммә йеридә тосақ болуп йолдин өткән һәр қандақ адәм тәкшүрүлиду, аптомобиллар тәкшүрүлиду, хусусән қәшқәргә кирип чиқишта инсанлар тосақта қаттиқ тәкшүрүлидикән, аптомобиллар бир - бирләп тәкшүрүлиду, аяллар, кичик баллар узун сақлайдикән, әмма у йәрдә еһтияҗлири үчүн бир һаҗәтхана йоқ, қийин әһвалда қалидикән. Инсанийәткә мунасип болмиған бир иш дәп қараймән. У йәрдә инсан ғурурини йәнҗийдиған бир шәкилдә бесим бар. Мән у йәрдики инсанлар үчүн бәк ечиндим. Әмма түркийә билән хитай оттурисидики мунасивәтләр вә учришишларниң уйғурларғар пайда елип келидиғанлиқиға ишинимән. Кишилик һәқ - һоқуқлири техиму яхши бир шәкилдә қоғдилидиғанлиқиға ишнимән, түркийә бу йәрдә күчлүк болғансери уйғур қатарлиқ дунядики көплигән мәзлум милләтләр күчлүк болиду. Түркийә билән хитай оттурисидики мунасивәтләрдин уйғурлар җиддий бир шәкилдә пайдилиниду дәп қараймән. Һәқ - һоқуқлирини қоғдилидиғанлиқиға ишнимән. Инсанпәрвәрлик һәммидин үстүн орунда туруши керәк дәп қараймән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.