Һиҗрәттики уйғурлар америкидики “уйғур өйи” үчүн алтун қозуқ қақти

Һиҗрәттә яшаватқан уйғурларниң арзуси вә уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханимниң тәшәббуси билән 2008-йилидин башлап америкида уйғурлар үчүн бир универсал паалийәт мәркизи йәни мәдәнийәт өйи қуруш пиланланған иди.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2011.12.21
uyghur-oyi-305.jpg Һиҗрәттики уйғурларниң қурмақчи болған уйғур өйи үчүн алған земин. 2011-Йили 21-декабир.
www.sawbuck.com

Буниң үчүн бир қанчә йиллардин буян пүтүн дунядики уйғурларниң иқтисадий вә маддий җәһәттин тәйярлиқ хизмәтлирини ишләп келиватқанлиқи мәлум. Дуня уйғур қурултийи 21-декабир күни тор бетидә баянат елан қилип, 20-декабир уйғур миллий һәрикити рабийә қадир ханимниң қануний рәсмийәтләргә қол қоюши билән һиҗрәттики уйғурларниң қурмақчи болған Уйғур өйи Үчүн рәсмий земинға игә болғанлиқини тәбриклиди.

Биз һиҗрәттики уйғурларниң америкидики иҗтимаий вә мәдәнийәт паалийәтлири үчүн алтун қозуқ қеқилғанлиқидәк бу хәвәрни көрүп, бу һәқтә йәниму тәпсилий мәлумат елиш үчүн рабийә қадир ханим вә униң ярдәмчиси зубәйрә ханимларни зиярәт қилдуқ.

Юқиридики аваз улинишидин мухбиримизниң улар билән өткүзгән сөһбитини аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.