Хитай тәшвиқат органлири уйғур нахша-уссул сәнитидин қандақ пайдилиниватиду?
2012.11.29

Сәнәт әслидә естетик гүзәллик яритип инсанийәтниң мәниви дунясини нурландурушни мәқсәт қилған бәдиий иҗадийәт паалийитидур. У өз маһийити билән һәр вақит сиясәттин хали турушни вә һәрқандақ шәкилдики сиясий контроллуқтин мустәсна турушни истәйду. Әмма тарихтин буян бир қисим һөкүмранларниң сәнәтниң мәниви қудритидин пайдилинип өзлириниң сиясий тәшвиқатлирини елип барғанлиқи мәлум.
20-Әсирдә миллий сәнәтни тунҗи болуп сиясәт үчүн хизмәт қилдурған дөләт сабиқ советлар иттипақидур. Шундин кейин хитай, шималий корийә, куба, вйетнам қатарлиқ коммунистик идеологийә һәммигә һөкүмранлиқ қиливатқан әлләрдә миллий сәнәт җиддий рәвиштә сиясийлаштурулған. Сәнәтниң сиясийлаштурулуши униң мустәқил вә әркин һаләттики иҗадий характерини боғуп, сиясий тәшвиқатларниң васитисигә айландурулған.
Уйғур нахша-уссул сәнити өзиниң қоюқ миллий алаһидилики, мәзмун вә түрлириниң рәңдарлиқи, сәнәт характериниң нәпис вә җәзибидарлиқи билән мәшһурдур. Хитайда уйғур аптоном райониниң “нахша-уссул макани” дәйдиған намиму бар. Шундақ болушиға қаримай, уйғур миллий сәнитиниң гоминдаң дәвридин тартип бүгүнгичә болған җәрянда хитай һөкүмәт орунлириниң сиясий тәшвиқати үчүн пайдилинип келингәнлики мәлум.
Мәлум болушичә, йеқинқи йиллардин буян, уйғур аптоном районлуқ “нахша-уссул өмики” вә “муқам ансамбили” қатарлиқ орунларниң сәнәт арқилиқ елип бериватқан тәшвиқат паалийәтлири күнсери көпәйгән. Һәр дәриҗилик сәнәт өмәклири хитай һөкүмити тәшвиқат органлириниң тәшкиллиши билән уйғур ели вә хитайниң ички өлкилиридә айлинип йүрүп оюн көрсәткән. Сәнәт номурлириниң көпинчисидә “уйғур аптоном райониниң зор тәрәққиятларға еришкәнлики, һәрқайси милләтләрниң инақ-иттипақ яшаватқанлиқи шуниңдәк җәмийәтниң муқим вә параван икәнлики” ни тәшвиқ қилған. Шуниң билән бир вақитта, уйғур аптоном районлуқ “нахша-уссул өмики” ниң талланған артислири хитай тәшвиқат органлириниң биваситә тәшкиллиши билән чәтәлләргә әвәтилип “сәнәт номурлирини көрситиш” нами билән сиясий тәшвиқатларни қанат яйдурушқа башлиған. Биз бу һәқтә шветсийидә яшаватқан туран әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.
Тәпсилатини юқириқи аваз улиништин аңлиғайсиз.