Уйғур зиялийлири: тибәт зиялийлириниң ачлиқ елан қилиши уйғур зиялийлирини ойғитиши керәк

Тибәт, чиңхәй, сичүәндики тибәт зиялийлири қериндашлириниң өзини көйдүрүп қаршилиқ билдүрүш һәрикитини қоллаш вә хитай түрмилиридә азаб чекиватқан қериндашлириға һесдашлиқ қилиш үчүн ачлиқ елан қилған.
Ихтиярий мухбиримиз батур
2012.12.05
muhajiret-tibet-ozini-koydurush.jpg Муһаҗирәттики тибәт аял, өзини көйдүрүвалған тибәт яшниң рәсимини көтүрүп көз йеши қилмақта. 2012-Йили 30-сентәбир.
AFP

Бу һәқтә пикри йүргүзгән уйғур зиялийлири, бу тибәт зиялийлири шу арқилиқ өз виҗданий бурчини ада қилишқа тиришиватқанлиқи, уйғурларниңму уйғур миллий дәвасини техиму әвҗ алдуруш үчүн һәр саһәдә бирлик шәкилләндүрүши зөрүрлүкини билдүрди.

Тибәт бөлүминиң игилишичә, 7-ноябир тибәт сачуда сиҗи исимлик бир тибәтлик өзигә от қойған болуп, нәқ мәйданға йетип кәлгән хитай қораллиқ сақчилири отни өчүрүп, сиҗини тутуп кәткән вә қамап қоюп давалатмиған. Нәтиҗидә 18-ноябир сиҗи түрмидә қаза қилған.

27-Ноябир кәчтә, гәнсу сачуда саҗи җаши исимлик 18 яшлиқ бир тибәт, хитай һөкүмитиниң қаттиқ қол сияситигә наразилиқ билдүрүп, өзигә от қоюп нәқ мәйданда қаза қилған. Бу йеқинқи икки ай ичидә шахе наһийисидә йүз бәргән 8-қетимлиқ өзигә от қоюп қаршилиқ билдүрүш һәрикити, саҗи җаши йеқинқи 24 күн ичидә өзини көйдүрүп қаршилиқ билдүргән 25-тибәтлик.

Хәвәрдә йәнә, саҗи җашиниң һиндистан дарамсаладики бир туғқини, униң өзини көйдүрүштин бурун өйигә телефон қилип, тибәт хәлқиниң һөрлүки үчүн өзини қурбан қилидиғанлиқини ейтқандин кейин өзини көйдүргәнликини илгири сүргән.

Тибәтләрниң хитайниң тибәтләргә йүргүзүватқан қаттиқ қол сияситигә наразилиқ билдүрүп, өзини көйдүрүп қаршилиқ билдүрүш һәрикити йеқиндин буян күчийишкә башлиған.

Хәвәр қилинишичә, хитай һөкүмитиниң қаттиқ қол сияситигә наразилиқ билдүрүп, өзини көйдүрүп қаршилиқ билдүрүш һәрикити елип барған қериндашлирини қоллаш вә хитай түрмилиридә азаб чекиватқан қериндашлириға һесдашлиқ қилиш үчүн, лхасани мәркәз қилған һалда башқа тибәт районлирида яшайдиған алий мәктәп оқуғучиси, һөкүмәт кадири, язғучи, тиҗарәтчи вә зиялий болуп 60 тин артуқ тибәтлик 26 вә 28-ноябирдин башлап ачлиқ елан қилиш паалийити қанат яйдурған.

Түркийидики уйғур зиялийси вәли әпәнди тибәт зиялириниң қериндашлирини қоллап ачлиқ елан қилғанлиқи һәққидә тохтилип, һазир хитайниң мәйли уйғурларға болсун, мәйли тибәтләргә болсун мәзкур милләтләргә қаратқан бастуруш сияситиниң күнсери ешип бериватқанлиқи, инсаний вә виҗдани нуқтидин қоллашқа тегишлик икәнликини билдүрди.

Вәли әпәнди йәнә, тибәт давасиниң тибәтләр арисида кәң көләмдә йейилишқа башлап, һәр саһәдики тибәтләрниң қобул қилишқа башлиғанлиқи, милләтниң тәқдири һәққидә һәр саһә кишилириниң бирликтә һәрикәт қилишиниң зөрүрлүкини тонуп йәткәнликиниң бәлгиси икәнлики дәп қарашқа болидиғанлиқини, тибәт зиялийлириниң бу паалийити вә тибәтликләрниң өзини көйдүрүп қаршилиқ билдүрүш һәрикитиниң, тибәт мәсилисини мувәппәқийәтлик һалда дуня күнтәртипигә елип чиқалиғанлиқини илгири сүрди.

У йәнә, уйғурларниңму хитайниң қаттиқ бастуруш сияситигә дуч келиватқанлиқини, уйғурларға қаритилған бастурушниң тибәттикидинму ешип чүшидиғанлиқини, шуңа уйғурларниңму хитай һөкүмитиниң бастуруш сияситигә болған қаршилиқ һәрикитиниң башқичә усулупта, салмиқи еғир вә кәң көләмдә болуши керәкликини, вәтән ичи вә сиртидики уйғурларниң бир бири билән маслашқан һалда қаршилиқ паалийәтлири елип бериши керәкликини, буниң үчүн вәтән ичи вә сиртидикиләрниң зич алақә орнитип, ортақ пикир вә идийидә һәрикәт қилиши керәкликини, мушундақ болғанда хитайниң уйғурларға қаратқан бастуруш сиясәтлирини хәлқара җамаәтчиликкә паш қилғили болидиғанлиқини, шундақла вәтән ичидә паалийәт қиливатқан қериндашларға роһи илһам бәргили болидиғанлиқини илгири сүрди.

Түркийидә яшаватқан уйғур зиялийси азадҗан буғра бу һәқтә тохтилип, өзини көйдүрүп қаршилиқ билдүрүшниң бир дөләтниң сияситигә, қануниға болған наразилиқ паалийитиниң әң юқири сәвийиси икәнликини, бу һәрикәтниң нәтиҗисидә америка дөләт ишлириниң бу һәқтә баянат елан қилғанлиқини тилға елип, уйғур зиялийлириниңму өзниң мәсулийәт туйғусини ойғитип, башламчилиқ ролини җари қилдуруши керәкликини билдүрди.

Бу вәқәләрдин кейин, америка дөләт ишлар министирлиқи баянатчиси векторийә нуланд баянат берип, америка дөләт ишлири муавин министири майк поснерниң, өзигә от қоюп қаршилиқ билдүргән тибәтликләрниң аилә-тавабиатлири билән көрүшүп уларға һесдашлиқ қилидиғанлиқини, хитайниң тибәткә қаратқан бастурушлиридин бәк әндишә қилидиғанлиқини билдүрүш билән биргә, америка һөкүмитиниң хитайниң тибәттә әкс тәсир бериватқан сиясәтлиригә һәмдә диний әркинлик, сөз-пикир әркинлики, тәшкиллиниш-җәмийәт қуруш әркинликигә қоюлуватқан чәклимиләргә йеқиндин диққәт қиливатқанлиқини билдүргәниди.

2009-Йили 4-айдин тартип бүгүнгичә хитайниң қаттиқ қол сияситигә наразилиқ билдүрүп, өзигә от қоюп қаршилиқ билдүргүчи сани 91 кишигә йәткән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.