Рабийә қадир ханим йеңи йилни тәбриклиди

Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим 2012-йилиниң ахирлишип, 2013-йилини күтүвелиш мунасивити билән пүтүн уйғур хәлқини йеңи йил билән тәбриклиди һәмдә өзиниң йеңи бир йилдики үмид-арзулирини ипадә қилди.
Мухбиримиз үмидвар
2012.12.31
rabiye-xanim-picnic-305.jpg Америка уйғур бирләшмисиниң уюштуруши билән өткүзүлгән вашингтон әтрапидики уйғурларниң дала сәйлиси. 2011-Йили 23-апрел, вашингтон.
RFA

У, сөзидә 2012-йилида дуня уйғур қурултийиниң хәлқара сәһниләрдә зор нәтиҗиләрни қолға кәлтүргәнликини тәкитлиди шуниңдәк йәнә өз хәлқиниң күткән арзу -арманлириниң әмәлгә ешишиға болған тиләкдашлиқи вә уйғур хәлқиниң кишилик һоқуқлири һәм әркинлики йолидики хәлқаралиқ паалийәтләрни техиму күчәйтип, иттипақлиқни ашуруп, йеңи мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүрүш үмидини оттуриға қойди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.