Рабийә қадир ханим йеңи йил мунасивити билән өткән йил вә йеңи бир йил һәққидә тохталди


2007.01.01

31- Декабир күни кәчтә өткүзүлгән йеңи йилни күтүвелиш мурасимда уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим нутуқ сөзләп, вәтән ичи-сиртидики барлиқ уйғурларниң йеңи йили һәм қурбан һейтини тәбриклиди шуниңдәк барлиқ уйғурларни иттипақлишип күрәш қилиш арқилиқ өз һоқуқлирини қолға кәлтүрүшкә чақирди.

Уйғур аптоном райониниң рәиси исмаил тиливалдиму охшаш бир күндә йеңи йил нутқи елан қилған болуп, тәңри тағ төридики мәлуматтин қариғанда, өткән бир йилниң нәтиҗилирини мәдһийилигән исмаил тиливалди 2007-йили бөлгүнчилик паалийәтлиригә қаттиқ зәрбә беришни тәләп қилған. Бу мунасивәт билән рабийә қадир ханим зияритимизни қобул қилип, өз көз қарашлирини оттуриға қойди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.