Түркийидики уйғурлар хошал хорам һалда һейит өткүзмәктә


2007.01.01

Пүтүн дуня мусулманлириниң улуғ айәм күни болған қурбан һейт йетип кәлди. Айәм әһли қурбанлирини союшуп, уруқ- туғқан, қолум -қошнилирини зиярәт қилишмақта. Адавити барлар һейит хасийити билән адавәтлирини унутушип достлуқ қоллирини бир биригә узатмақта. Ана вәтинидин узақ йәрдә - түркийидә яшаватқан уйғурларму уйғурларниң әнәниси бойичә қурбан һейитлирини өткүзүшмәктә.

Биз түркийидики уйғурлар зич олтурақлашқан шәһәрләрдин истанбул, қәйсири вә әнқәрәдики уйғурларға телефон қилип һейтни қандақ өткүзүватқанлиқини соридуқ. Улар һейт җәрянида тәшкилат мәркәзлиригә топлишип опчә һалда дуа-тилавәт қилғанлиқини, дуасида уйғурларниң балдуррақ әркинликигә еришишини аллаһдин тилигәнликини ейтишти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.