Тик-ток уйғур кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә аит видийоларни өчүрүвәткән
2024.11.04
ByteDance Вә тик-ток ширкити өзлириниң хитай һөкүмити билән мунасивити йоқлуқини вә мустәқил бир ширкәт икәнликини җар салсиму, уйғур кишилик һоқуқ дәпсәндичилики вә уйғур ирқий қирғинчилиқиға аит видийоларни суписидин өчүрүветишни давамлаштурмақта.
Истанбул университетиниң оқуғучиси уйғур қизи нәфисә оғуз, 10-айниң 24-күни истанбул университетида өткүзүлгән йиғинда вәтән партийәсиниң рәиси доғу перинчәк билән уйғур ирқий қирғинчилиқи вә хитайниң бесим сиясити тоғрисида елип барған муназирисиниң видийосини шу күни кәчтә тик-токқа йүклигән болуп, бу видийо әтиси әтигәндә тик-ток суписидин өчүрүветилгән. Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған нәфисә оғузниң билдүрүшичә, у 10-айниң 24-күни кәчтә у видийони фейсбок вә башқа иҗтимаий таратқуларда тарқатқандин кейин тик-токқа йүклигән икән, әтиси әтигәндә у видийониң тик-токтин өчүрүветилгәнликини байқиған. Тик-токта видийониң өчүриветилгәнлик сәвәби тоғрисида: “бизниң җәмийәт қаидилиримизгә хилаплиқ қилинған бир видийо болғанлиқи үчүн өчүрүвәттуқ”, дәп учур қалдурулған вә бу һадисә иҗтимаий таратқуларда кәң тарқилип күчлүк инкас қозғиди.
Тик-токниң дуня миқясида омумлишишиға әгишип униң баш ширкити болған ByteDance ниң бирләшмә қурғучиси җаң йимиң хитайдики әң чоң байға айланған.
Б б с агентлиқиниң 29-өктәбирдики хәвиригә қариғанда, хурун тәтқиқат институтиниң елан қилған истатистикилиқ доклатида билдүрүлүшичә, җаң йимиңниң байлиқи 49.3 Милярд доллар болуп, униң байлиқи 2023-йилидикигә қариғанда бу йил 43% ашқан. 41 яшлиқ бу киши 2021-йили ширкәтниң мәсуллуқидин истепа бәргән, бирақ у бу ширкәтниң йүздә 20% һәссигә игидарчилиқ қилидикән.
Хәвәрдә билдүрүлүшичә, тик-ток бәзи дөләтләрдә хитай дөлити билән болған мунасивәтлири тоғрисида чоңқур әндишә пәйда қилиниватқан болсиму, лекин барғансери дунядики әң көп омумлашқан иҗтимаий таратқу әплиридин биргә айланған, һәр икки ширкәт хитай һөкүмити билән мунасивити йоқлуқи, мустәқил икәнликидә чиң туруп тәкитләп кәлгән. Бирақ ByteDance тик-токни сатмиған тәқдирдә 2025-йили америка уни чәкләшни ойлишидикән. Тик-ток гәрчә америкада бу күчлүк бесимға дуч кәлгән болсиму, әмма ByteDance ниң йәр шари пайдиси өткән йили 60% ешип җаң йимиңниң шәхси байлиқини ашурған.
Нәфисә оғуз видийони өчүрүветишниң сәвәби һәққидә тохтилип мундақ деди: “хитайниң уйғурларға қиливатқан ирқий қирғинчилиқи вә зулми бир һәқиқәт, буни хитайниң тик-токқа охшаш өзиниң қанилида чиқиришим хитайни раһәтсиз қилди, бу әлвәттә бир әмәлийәт, мән раһәтсиз қилғанлиқим үчүн видийорумни өчүрүвәтти, буниңдин бурунму тағам тоғрулуқ йүклигән видийониму өчүрүвәтти, мән (түрмидики) тағамниң һөҗҗәтлирини елип истанбулдики бирләшкән дөләт тәшкилатиниң ишханисиға барғанда видийо чиқарғанидим. Униму өчүрүвәтти. Мән у тоғрилиқ һечқандақ гәп қилмиған, лекин бу қетим видийони тамамән адаләтсиз бир шәкилдә өчүрүвәтти. Бурун мениң тик-токтики видийолирим түркләр тәрипидин көп көрүләтти лекин һазир көрүш нисбити қәстән чүшүрүветилди”.
Нәфисә оғуз сөзидә йәнә видийолириниң өчүрүлүш сәвәби тоғрисида тохтилип мундақ деди: “өчүрүлгән видийолирим асасий җәһәттин уйғурлар тоғрулуқ, шәрқий түркистан тоғрулуқ вә тағам тоғрулуқ иди, мән тик токқа тағам тоғрулуқ нәрсиләрни чиқиримән, хитайниң чоқум чәклимиси бар, чүнки хитайниң тик-ток суписида уйғурлар тоғрисида, хитайниң қилған яманлиқлири тоғрисида видийо чиқиришимизни хитай һәргиз қобул қилмайду, хитай өзиниң пайдисиға болмиған нәрсилирини өчүрүветиду”.
Голландийәдә яшаватқан уйғур яш паалийәтчи абдурахман мәмәтму өзиниң уйғур ирқий қирғинчилиқи тоғрисида тик-токқа йүклигән видийосиниң өчүрүветилгәнликини билдүрди.
У мундақ деди: “икки йил бурун мениң тик-токқа чиқарған видийолиримни йүйивәтти, униңға көрсәткән сәвәби болса, җәмийәт бихәтәрликигә тәсир йәткүзидиған, қаидә пиринсиплириға уйғун болмиған видийо дәп, көрсәткән”.
Абдурахман мәмәт видийосиниң өчүрүлгәнлики сәвәби тоғрисида тохтилип мундақ деди: “мениң йүклигән видийолирим асаси җәһәттин уйғур ирқий қирғинчилиқи тоғрисида иди, тик-ток хитайниң ширкити болғанлиқи үчүн, хитайниң вәтинимиздә елип бериватқан ирқий қирғинчилиқини вә вәтинимиздә елип бериватқан юқири бесимлиқ сияситини йошуруш үчүн юювәтти дәп ойлаймән”.
Тик-ток хитайға зиянлиқ дәп қаралған видйоларни өчүрүштин сирт йәнә бәзи абонтларниң һесабини сәвәбсиз тақиветидиған әһвалларму көрүлгән. Уйғур паалийәтчи доктур бурһан улуғйолниң тик-ток һесаби 4 қетим тақиветилгән.
Зияритимизни қобул қилған доктур бурһан улуғйолниң билдүрүшичә, у 2020-йиллири уйғур елидики туғқанлирини көрүп туруш үчүн тик-токтин һесаб ачқан бирақ униң һесабини 4 қетим сәвәбсиз тақивәткән.
У бу һәқтә мундақ деди: “тик-ток һесабимни 3-4 қетим тақивәтти, уни тақиған вақитта телефонумни номури билән қошуп тақивәтти. Шуңлашқа һәр қетим һесаб ачқан вақитта чоқум йеңи бир телефонда һесаб ечишқа тоғра кәлди, мән тик токқа нормал бир нәрсә чиқарған болсамму уни мениң чиқарғанлиқимни билгәндин кейин тақивәтти”.
Тик-ток мустәқил бир ширкәтму яки хитай дөлитигә бағлинишлиқи болған ширкәтму? немә үчүн уйғур кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә мунасивәтлик видийолар өчүрүветилиду? нәфисә оғузниң доғу перинчәк билән елип барған бәс муназирә видийоси немә сәвәбтин өчүрүветилди? биз бу соалларға җаваб тепиш үчүн тик-ток ширкитигә и хәт язған болсақму һеч қандақ җаваб қайтурмиди.
Шивейтсарийә дөләтлик телеком ширкитиниң булут техника мәслиһәтчиси болуп хизмәт қиливатқан уйғур зиялийси доктор абдушүкүр абдурешит тик-токниң чәклимиси тоғрисида тохтилип мундақ деди: “тик-ток ширкити хитайниң байтәнс дегән ширкитигә қарайдиғанлиқини билимиз. Улар бирқисим темиларда мушу хитайниң компартийә сияситигә тоғра кәлмәйду дәп қаралған мәзмунларниму өчүрүветиш еһтималлиқи наһайити юқири, мәсилән уйғур инсан һәқлири яки болмиса уйғур қирғинчилиқи дегәндәк тема бу байтәнс дегән ширкәтниң қаидә-қанунлириға мас кәлмигәнлики үчүн өчүрүветидиғанлиқи тәбиий, шуңа видийо йолланған вақтида көпинчә вақитларда уйғур кимлики вә инсан һәқлири билән мунасивәтлик нәрсиләргә йол қоймайдиғанлиқини биз пәрәз қилалаймиз”.
Тик-ток вә шуниңға охшаш хитай ширкәтлириниң әплириниң һәммиси кишиләрниң шәхси учурлирини топлаш билән тонулған ширкәтләрдур.
Доктор абдушүкүр абдурешит тик-токниң учур бихәтәрлики тоғрисида тохтилип мундақ деди: “тик-ток вә шуниңға охшаш хитайдики әплириниң һәммиси алди билән ишләткүчиниң тизимлатқан учурлирини топлайду. Мәсилән исм-фамилиси ишләткән ил хәт, телефон номури дегәндәк тизимлитиш җәрянида қайси учурлар берилгән болса уни топлайду. Бу учурлар төвәндикичә, кишиләрниң ишләткән ториниң учурлири, мәсилән: телефон тори билән кирилдиму яки өйдики симсиз тор билән кирилдиму, телефонниң тори билән киргән болса қайси ширкәтниң тори яки болмиса сим картиниң қайси номурлири, ишләткән телефонниң маркиси вә нусхиси, әгәр өйниң интернет тори ишлитилгән болса, вайфайниң, йәни торниң исимлири, униңдин башқа ишләткүчиниң орни вә башқилар. Мәсилән орун дегән вақтида телефонда биз адәттә ишләткән орунни етивәткән тәқдирдиму улар ишләткән торға қарап турупму орунни бәлгилийәләйду. Шуңа бу тик-токни уйғурларниң ишлитишини анчә тоғра дәп қаримаймиз”.
2019-Йили 25-ноябир күни американиң невҗерсей штатида яшайдиған мусулман қиз ферозә әзиз өзиниң тик-ток һесабатида кирпик қайриш тактикисини өгитишни васитә қилип туруп, 40 секунтлуқ бир видийо тарқатқан. Ферузә әзиз видийода қиз-аялларға кирпик қайриш усулини өгинивелишни тәвсийә қилип, арқидинла “һазир хитайда немиләр болуватқанлиқиға диққәт қилиңлар,” дегән. У видийосиниң кейинки қисмида хитайниң милйонлиған уйғурни лагерларға солиғанлиқи, лагерларда қиз-аялларға басқунчилиқ қилиш, тутқунларға мәҗбурий чошқа гөши йегүзүш, һарақ ичкүзүш, тән җазаси қатарлиқ вәһшийликләрниң елип бериливатқанлиқини чүшәндүргән. Униң видийоси таратқуларда ғулғула қозғап, көрүш қетим сани бир милйон 600 миңға йәткән. Лекин “тик-ток” бу видийони дәрһал чәкләп өчүрүвәткән. Бу вәқә “тик-ток” абонтлириниң шәхси учури мәсилиси америка дөләт мәҗлисиниң диққитини қозғаватқан мәзгилдә йүз бәргәниди.