Тоғрақ роһи уйғур сәнәт әсәрлири көргәзмиси мюнхенда дағдуғилиқ башланди

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.06.08
resim-korgezmisi-06

Германийәниң мюнхен шәһиридики шлос билутенбург мәдәнийәт мәркизидә өткүзүлгән уйғур сәнәткарлириниң әсәрлири тонуштурулған рәсим көргәзмисиниң көрүнүши. 2024-Йили 7-июн, мюнхен RFA/Memetjan Jume

resim-korgezmisi-01-1024

Германийәниң мюнхен шәһиридики шлос билутенбург мәдәнийәт мәркизидә өткүзүлгән уйғур сәнәткарлириниң әсәрлири тонуштурулған рәсим көргәзмисиниң көрүнүши. 2024-Йили 7-июн, мюнхен RFA/Memetjan Jume

resim-korgezmisi-02

Германийәниң мюнхен шәһиридики шлос билутенбург мәдәнийәт мәркизидә өткүзүлгән уйғур сәнәткарлириниң әсәрлири тонуштурулған рәсим көргәзмисиниң көрүнүши. 2024-Йили 7-июн, мюнхен RFA/Memetjan Jume

resim-korgezmisi-03

Германийәниң мюнхен шәһиридики шлос билутенбург мәдәнийәт мәркизидә өткүзүлгән уйғур сәнәткарлириниң әсәрлири тонуштурулған рәсим көргәзмисиниң көрүнүши. 2024-Йили 7-июн, мюнхен RFA/Memetjan Jume

resim-korgezmisi-05

Германийәниң мюнхен шәһиридики шлос билутенбург мәдәнийәт мәркизидә өткүзүлгән уйғур сәнәткарлириниң әсәрлири тонуштурулған рәсим көргәзмисиниң көрүнүши. 2024-Йили 7-июн, мюнхен RFA/Memetjan Jume

resim-korgezmisi-07

Германийәниң мюнхен шәһиридики шлос билутенбург мәдәнийәт мәркизидә өткүзүлгән уйғур сәнәткарлириниң әсәрлири тонуштурулған рәсим көргәзмисиниң көрүнүши. 2024-Йили 7-июн, мюнхен RFA/Memetjan Jume

resim-korgezmisi-08

Германийәниң мюнхен шәһиридики шлос билутенбург мәдәнийәт мәркизидә өткүзүлгән уйғур сәнәткарлириниң әсәрлири тонуштурулған рәсим көргәзмисиниң көрүнүши. 2024-Йили 7-июн, мюнхен RFA/Memetjan Jume

resim-korgezmisi-09

Германийәниң мюнхен шәһиридики шлос билутенбург мәдәнийәт мәркизидә өткүзүлгән уйғур сәнәткарлириниң әсәрлири тонуштурулған рәсим көргәзмисиниң көрүнүши. 2024-Йили 7-июн, мюнхен RFA/Memetjan Jume

resim-korgezmisi-10

Германийәниң мюнхен шәһиридики шлос билутенбург мәдәнийәт мәркизидә өткүзүлгән уйғур сәнәткарлириниң әсәрлири тонуштурулған рәсим көргәзмисиниң көрүнүши. 2024-Йили 7-июн, мюнхен RFA/Memetjan Jume

Германийәниң мюнхен шәһиридә дуняниң һәрқайси җайлирида яшайдиған уйғур сәнәткарлириниң әсәрлири тонуштурулған бир рәсим көргәзмиси уюштурулған. Мюнхен шәһиридики шлос билутенбург мәдәнийәт мәркизидә өткүзүлгән бу көргәзмигә уйғур рәссамлиқ сәнитиниң һәр хил жанирлириға вәкиллик қилидиған сәнәткарлардин германийәдин мәрвайит һапиз, норвегийәдин әкрәм имин, қазақистандин гүлназ турсун, әнглийәдин камилә дилшат, белгийәдин санийә имин вә америкадин мәмәтҗан җүмә қатарлиқ 6 нәпәр уйғур сәнәткар қатнашқан.

Мәзкур көргәзмини тәшкиллигән рәссам мәрвайит һапиз ханимниң радийомизға қилған сөзидә, бу қетимлиқ көргәзмини орунлаштуруштики мәқсәт уйғур миллий мәдәнийити зор хирисқа дуч келиватқан бир пәйттә униң һәргизму йоқалмайдиғанлиқини тәкитләштин ибарәт, деди.

“тоғрақ роһи” дәп нам берилгән бу сәнәт әсәрлири көргәзмиси 7- июн күни ахшам саәт 7 дә шлос билутенбург мәдәнийәт мәркизидә дағдуғилиқ ечилиш мурасими билән башланған. Йиғинниң ечилиш мурасимиға баварийә парламентиниң муавин рәиси маркус райндерейспакер Markus Rinderspacher)), мюнхен сәнәткарлар җәмийитиниң баш мудири андирияс сам, шлос билутенбург мәдәнийәт мәркизи башлиқи андирес әлмайр әпәндиләр қатнашқан вә сөз қилған.

 Мюнхендики кәң сәнәт сөйәр кишиләр вә һәмдә уйғур җамаити болуп 500 әтрапида адәм қатнашқан мурасим интайин қизғин кәйпият ичидә өткән. Ечилиш мурасимида уйғурларниң мәдәнийәт намайәндилирини тонутуш мәқситидә уйғур өйи булуңи безәлгән һәмдә уйғур дастихан мәдәнийитидин намайәндиләр көрситилгән. Ечилиш мурасимиға қазақистандики тонулған уйғур нахшичиси санийәм исмайилму қатнишип уйғур муқамлиридин арийәләрни орунлиған.

Мәрвайит ханим бу көргәзмигә қатнашқан уйғур сәнәткарларниң баварийә парламентиниң муавин рәиси маркус райндерейспакерниң қизғин күтүвелишиға еришкәнликини билдүрди.

Мәзкур сәнәт көргәзмисигә америкадин қатнашқан рәссам мәмәтҗан җүмә әпәнди бу көргәзминиң уйғурлар үчүн интайин муһим әһмийәткә игә икәнликини тәкитлиди.

Паалийәттә йәнә, шлос билутенбург мәдәнийәт мәркизи башлиқи андирес әлмайр әпәндиму радийомизниң зияритини қобул қилип, уйғур рәссамлиқ сәнитиниң охшимиған түрлиригә вәкиллик қилидиған бу сәнаткарларниң мюнхенда көргәзмә өткүзүши болупму көргәзминиң бу мәркәздә ечилишиниң алаһидә әһмийәтлик икәнликини билдүрди. У мундақ деди:

“ биз мәрвайит һапиз билән уйғур мәдәнийитигә даир көргәзмини өткүзүш, болупму мушу йәрдә өткүзүшни узундин буян мәслиһәтлишивататтуқ. Чүнки шлос билутенбург қорғини дәп атилидиған бу мәдәнийәт мәркизи әйни йилларда германийәдики йәһудий қирғинчилиқидин қечип қутулған бир йәһудий аялниң тәшәббуси билән қурулған. Бу мәркәз дунядики һәрқайси милләтләр балилири вә яшлири үчүн тәсис қилинған кутупханиниму өз ичигә алидиған бир хәлқаралиқ мәркәз. Уйғурлар мәсилисиму хәлқаралиқ бир мәсилә вә дуня көңүл бөлүшкә тегишлик бир мәсилә болғанлиқтин бу көргәзмини бу йәрдә ечиш толиму әһмийәтлик.”

Шлос билутенбург әпәнди йәнә, бу көргәзминиң ечилиш мурасимиға нурғун киши қатнишип, уйғур мәдәнийитини герман хәлқигә тонуштуридиған интайин мувәппәқийәтлик сорун болғанлиқини ейтти.

Өзиниң қапақ, таш, көтәк қатарлиқларға сизилған тәбиәт мәнзирилири вә уйғурлар һаяти әкс әттүрүлгән сизма сүрәтлири билән норвегийәдә көп қетим көргәзмә ачқан уйғур сәнәткар әкрәм имин әпәндиму радийомизға қилған сөзидә, өзиниң тунҗи қетим барлиқ уйғур сәнәткарлар билән бирликтә бундақ бир көргәзмигә қатнашқанлиқини вә буниңдин толиму хурсән болғанлиқини ейтти.

Мәлум болушичә, “тоғрақ роһи” дәп нам берилгән чәт әлләрдики уйғур сәнәткарлириниң бир ариға җәм болуши билән өткүзүлгән бу уйғур сәнәт әсәрлири көргәзмиси 9- июн йәкшәнбә күнигичә давамлишидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.