Һенри шаҗивески: “уйғур қизлириниң хитай әрлиригә тойлаштурулуши мустәмликиниң бир шәкли”

Вашингтондин мухбиримиз нуриман тәйярлиди
2024.10.28
uyghur-xitay-toylishish-toylashturush-graphic.jpg
Photo: RFA

Дуняниң һәммә йеридә һәр хил шәкилдә той-‏мәрикиләр өткүзүлиду. Әмма иҗтимаий таратқуларда тарқалған учурларға қариғанда уйғур елидә әһвал бир аз мурәккәп.

Йеқинда иҗтимаий таратқуларда тарқалған саяһәт орни икәнлики билинип туридиған “куча ваң сарийи” дәп вивиска есилған бир имарәтниң алдида, уйғур қизлири сәһнигә елип чеқилип, әтрапта топлашқан саяһәтчи хитай әрлиригә хитайларниң адити бойичә гүллүк топ ташлап йигит таллаватқан син көрүнүши муһаҗирәттики уйғурларниң наһайити ғәзипини қозғиған.

Мәзкур син көрүнүшидә оюн орнида болсиму, йүзини йерим етип қойған бир чирайлиқ уйғур қизини риясәтчи билән саяһәтчи хитай базардики “мал” ниң орнида келишип “той” ини қилип қойған.

Тарихи мәлуматларға қариғанда, “гүллүк топ ташлаш” адити хитайларниң қәдимки тойлишиш адәтлириниң бири болсиму, лекин йеқинқи заманларда бу адәт хитайларниң арисидиму қарши елинмиған.

Бу һәқтә америкадики хитай вәзийити анализчиси илшат һәсән әпәнди радийомизға сөз қилип, хитай һөкүмитиниң һәр хил шәкилдики тәшвиқат шәкиллиридин пайдилинип, уйғур қизлирини хитай әрлиригә тойлаштуруш сияситини йүргүзүватқанлиқини тәкитлиди.

Иҗтимаий тартқуларда ғулғулиға сәвәб болған йәнә бир видийо болса, бир хитай ютюбирниң типик уйғурчә ясанған икки уйғур қизи билән өткүзгән сөһбәт хатириси. Бу видийода оттура яшлиқ бир хитай әр уйғур қизлириниң хитай әрлириниң қайси тәрипини яхши көридиғанлиқи, әгәр уйғур қиз той қилса той қаидилириниң қандақ болидиғанлиқини сорайду. Қизлар болса, хитай әрлири билән уйғур әрлирини селиштуруп, уйғур қизлириниң хитай әрлиригә той қилишни халайдиғанлиқни ейтиду.

Илшат һәсән әпәнди бу һәқтә тохтилип, бу хил видийоларниң қаримаққа аддийла бир зиярәт хатирисидәк көрүнгини билән әмәлийәттә хитай һөкүмитиниң бир қоллуқ орунлаштурған, уйғур қизлирини хитай әрлиригә “базарға селиватқан” бир тәшвиқат икәнликини әскәртти.

2017-Йили2-айниң 21-күни “тәңритағ тори” да “айнургүл билән тйән чаңшиң (қәйсәрҗан) ниң никаһ тойиға мубарәк болсун!” дегән лозунка есилған той мурасими һәққидики бир сүрәтлик хәвәр елан қилинған, вә шуниңдин кейин уйғур қизлириниң хитай әрлири билән тойлаштурулған хәвәрлири үзлүксиз көпәйгәниди.

Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси һенри шаҗивески (Henryk Szadziewski) юқирида тилға елинған икки видийо һәққидә сөз қилип, буниң һәқиқәтән ечинишлиқ бир әһвал икәнликини билдүрди.

У йәнә мундақ деди: “бу бир ассимилятсийә. Уйғур әнәнисиниң бузулуши, хитайларниң әнәнисини, өзлириму өткүзмәйдиған һәр хил мурасимлирини уйғурларға ойнитиши. . . Йәни шуни дейишим керәкки, бу икки видийо баштин-ахири уйғур миллитигә қилинған һақарәт билән толған. Адәттә мустәмликә қилинған районда мушундақ әһвал йүз бериду. Йәни, шуан уйғур елидә уйғур аялларниң бәдини мустәмликичи хитай әрлириниң мустәмликисиниң, бастурушиниң бир парчисиға айланған. Демәкчимәнки, бу йәрдики һәрикәтләндүргүч күч ениқ. Бу йәрдики мунасивәт милләтләр арисидики мунасивәт әмәс, бәлки һөкүмранлиқ һоқуқиға игә болған мустәмликичи әрләр мустәмликә астидики аялларниң күчи оттурисидики мунасивәт. Бу хил усул арқилиқ, һөкүмәт биваситә хитайларни уйғур елигә көчмән болушқа риғбәтләндүриду, уйғур аяллар бәдинини базарға селиш арқилиқ, уларни линзиси арқилиқ олтурақлаштуриду. Мушундақ тәдриҗий һалда мустәмликә қилишни күчәйтиду. Бу әһвал кишини әндишигә салиду. Йәнә бир қошумчә нуқта шуки, ашундақ видийоларни ишлигән хитайлар мушундақ мәзмунлар арқилиқ қошлап пул тапиду.”

“һәммигә адаләт тәшкилати” ниң вашингтон алаһидә районидики директори хена зубәри ханим бу йил 3-айда елан қилинған “шәрқий түркистандики аялларға қилинған вәһшийлик” намлиқ доклати һәққидә радийомизға қилған сөзидә, ишғалчилар, йәни мустәмликичиләрниң алди билән өзи бесивалған ашу җәмийәтниң иҗтимаий риштисини бузушқа урунидиғанлиқи, шуниң үчүн җәмийәтниң җан томурини тутуп туридиған аялларни вәйран қилиштин башлайдиғанлиқини ейтқаниди.

Һенри шаҗивески ахирида мундақ деди: “мән бир йәрдә уйғурларниң гәрчә хитайлар вә хитай компартийәси тәрипидин ишғал қилинған болсиму, уларниң бәдининиң мустәқил икәнликини һес қилидиғанлиқиға даир бир язма оқуған идим. Болупму ислам әқидиси бойичә яшиған уйғурларда бәдәнгә һөрмәт билән муамилә қилиду. Бу ениқки һарақ ичмәсликниму, қиз-аялларниң бәдинини ятлардин қоғдишиниму өз ичигә алиду. Бу әқидә дин билән мунасивәтлик дәп қаралсиму, мән буни уйғурларниң бәдинини хитай компартийәсидин мустәқил тутуш йоли дәп қараймән. Уларниң бәдини хитайлар вә хитай компартийәси чеқилалмайдиған 'район' иди. Улар гәрчә уйғурларниң йерини игиливалған болсиму, бәдинини игилийәлмигәниди. Әмма һазир көрүватқинимиз болса, хитай әрлири, хитай компартийәси уйғур аялларниң бәдини арқилиқ бу тосуқни бузуп ташлиған. Бу бәдәнләрму әмди уйғурларға тәвә әмәс. Улар хитайлар вә партийәгә мәнсуп. Ейтқинимиздәк, мустәмликиниң бир шәкли.”

Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши 2022-йили 11-айда елан қилған “уйғур аяллириниң мәҗбурий тойлаштурулуши: хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистандики милләтләр ара тойлаштуруш сиясити” сәрләвһилик чоң һәҗимлик доклатида, хитай һөкүмити уйғур аяллирини хитай әрлири билән тойлаштуруш сияситини дөләт сиясити сүпитидә системилиқ елип барғанлиқини, әмәлийәттә бу бир ассимилятсийә сиясити вә мәдәнийәт қирғинчилиқиниң қорали икәнлики көрситилгәниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.