Истанбулда “түрк байриқидин шәрқий түркистан байриқиға салам” намлиқ көргәзмә уюштурулди

Истанбулдин ихтиярий мухбиримиз арслан тәйярлиди
2024.05.20
istanbul-korgezme-00

2024-Йили 5-айниң 17-күни истанбулдики мәһмәт әмин сарач толуқ оттура мәктипидә өткүзүлгән шәрқий түркистан мәдәнийәт көргәзмиси вә йиғиндин көрүнүшләр, 2024-йили 17-май, истанбул RFA/Arslan

istanbul-korgezme-01

2024-Йили 5-айниң 17-күни истанбулдики мәһмәт әмин сарач толуқ оттура мәктипидә өткүзүлгән шәрқий түркистан мәдәнийәт көргәзмиси вә йиғиндин көрүнүшләр, 2024-йили 17-май, истанбул RFA/Arslan

istanbul-korgezme-02

2024-Йили 5-айниң 17-күни истанбулдики мәһмәт әмин сарач толуқ оттура мәктипидә өткүзүлгән шәрқий түркистан мәдәнийәт көргәзмиси вә йиғиндин көрүнүшләр, 2024-йили 17-май, истанбул RFA/Arslan

istanbul-korgezme-03

2024-Йили 5-айниң 17-күни истанбулдики мәһмәт әмин сарач толуқ оттура мәктипидә өткүзүлгән шәрқий түркистан мәдәнийәт көргәзмиси вә йиғиндин көрүнүшләр, 2024-йили 17-май, истанбул RFA/Arslan

istanbul-korgezme-04

2024-Йили 5-айниң 17-күни истанбулдики мәһмәт әмин сарач толуқ оттура мәктипидә өткүзүлгән шәрқий түркистан мәдәнийәт көргәзмиси вә йиғиндин көрүнүшләр, 2024-йили 17-май, истанбул RFA/Arslan

istanbul-korgezme-05

2024-Йили 5-айниң 17-күни истанбулдики мәһмәт әмин сарач толуқ оттура мәктипидә өткүзүлгән шәрқий түркистан мәдәнийәт көргәзмиси вә йиғиндин көрүнүшләр, 2024-йили 17-май, истанбул RFA/Arslan

istanbul-korgezme-06

2024-Йили 5-айниң 17-күни истанбулдики мәһмәт әмин сарач толуқ оттура мәктипидә өткүзүлгән шәрқий түркистан мәдәнийәт көргәзмиси вә йиғиндин көрүнүшләр, 2024-йили 17-май, истанбул RFA/Arslan

istanbul-korgezme-07

2024-Йили 5-айниң 17-күни истанбулдики мәһмәт әмин сарач толуқ оттура мәктипидә өткүзүлгән шәрқий түркистан мәдәнийәт көргәзмиси вә йиғиндин көрүнүшләр, 2024-йили 17-май, истанбул RFA/Arslan

istanbul-korgezme-08

2024-Йили 5-айниң 17-күни истанбулдики мәһмәт әмин сарач толуқ оттура мәктипидә өткүзүлгән шәрқий түркистан мәдәнийәт көргәзмиси вә йиғиндин көрүнүшләр, 2024-йили 17-май, истанбул RFA/Arslan

17-Май җүмә күни истанбулниң башакшәһәр райониға җайлашқан мәһмәт имин сарач намидики толуқ оттура мәктәпниң қармиқидики “үммәт җуғрапийәси кулуби” ниң уюштуруши билән мәктәптә шәрқий түркистан күни намида паалийәт өткүзүлди. “түрк байриқидин шәрқий түркистан байриқи болған көк байраққа салам” дегән шоар астида уюштурулған паалийәттә оқуғучилар уйғурларниң мәдәнийити, өрп-адәтлирини намаян қилған шуниңдәк дутар, тәмбур қатарлиқ чалғу әсваблири, доппа, канвай вә әтләс көңләк қатарлиқ миллий кийим-кечәклири, полу, саңза қатарлиқ таамлири, шундақла уйғурларниң хоҗанияз һаҗим қатарлиқ рәһбәрлириниң рәсимлири вә тәрҗимиһали тонуштурулған тахтайларни көргәзмигә қойған. Бу мәдәнийәт көргәзмиси әтигәндин кәчкичә бир күн давам қилди.

Игилинишичә, бу паалийәт түрк оқуғучиларға уйғурларни вә уйғурларниң тарихи, мәдәнийити, өрп-адәтлири вә җуғрапийәсини тонуштуруш билән биргә уларни уйғурлар һазир дуч келиватқан ирқий қирғинчилиқ тоғрисида чүшәнчигә игә қилиш мәқсәт қилинған болуп, чүштин кейинки пирограммида, “мениң намим шәрқий түркистан” дегән темида чоң йиғин ечилди.

Йиғинға 500 дин артуқ оқуғучи қатнашти. Йиғинда оқуғучилар тәрипидин уйғурлар учраватқан зулум вә ирқий қирғинчилиқ әкс әттүрүлгән һөҗҗәтлик филим көрситилди, шеир декламатсийә қилинди, һәр хил номурлар көрситилди.

Йиғинға тәклип билән қатнашқан “Toplama kamp mağdurları platformu” ниң рәиси мәдинә назими ханим сөз қилип, хитайниң йиғивелиш лагерлири вә лагерларда уйғурлар учраватқан қәбиһ искәнҗиләр тоғрисида тохталди.

У сөзидә йәнә хитайниң уйғурларниң иҗтимаий һаятиға тәһдит селиватқанлиқини көрситиш билән биргә, уйғур қизлириниң хитайлар билән той қилишқа мәҗбурлиниш, қошмақ туғқан нами астида уйғур аилилиригә бирдин хитайни орунлаштуруш әһваллири һәққидә тохталди.

Биз көргәзмә паалийитини нәқ мәйдан зиярәт қилип, бу паалийәтни уюштурған мәһмәт имин сарач толуқ оттура мәктипиниң оқутқучиси әсра диндарханим билән сөһбәт елип бардуқ. Әсра ханим бу паалийәтни уюштуруштики мәқсити тоғрисида тохтилип мундақ деди: “бизниң мәктәптә һәр йили бир ислам дини районлири тоғрисида паалийәт уюштуруп у җуғрапийәдики инсанларниң тарихи, мәдәнийити вә уларниң дуч келиватқан қийинчилиқ мәсилилири тоғрисида оқуғучиларға мәлумат берип келиватимиз. Биз шәрқий түркистан тоғрисида буниңдин илгириму паалийәт вә йиғин уюштурғанидуқ, оқуғучилиримиз шәрқий түркистанниң әһвалини аңлап бәк қизиқти вә тәсирләнди. Мәниви җәһәттин бизниң көңлимиз шәрқий түркистанға шунчә йеқин, бирақ әпсуслинарлиқи шуки шәрқий түркистанда йүз бериватқан паҗиәләр тоғрисида йетәрлик мәлуматимиз йоқ, хитайниң бесими вә һийлә-нәйриңи билән у йәрдики қериндашлиримиз тоғрисида кәң түрдә қарилаш вә тәтүр тәшвиқатлар елип бериливатиду. Биз буни чүшинип йәткәндин кейин шәрқий түркистан тоғрисида оқуғучилиримизға тоғра мәлумат бериш вә аң-чүшәнчигә игә қилиш үчүн бу паалийәтни уюштурушни тоғра таптуқ” .

Әсра ханим уйғурларға демәкчи болған йүрәк сөзлирини ипадиләп мундақ деди: “биз уларниң шунчә еғир бесимға учрап турупму қилчә иккиләнмәстин қарши туруштин ибарәт тәврәнмәс әркинлик ирадисидин өзимиз үчүн чоң бир савақ алдуқ. Биз қолимиздин келидиған һәр қандақ имканийәтни ишқа селип уларға ярдәм беришни халаймиз, уларниң авазлири у йәрдин аңланмаслиқи мумкин, әмма биз бу йәрдә уларниң авази болимиз, улар өзлириниң ялғуз әмәсликини унтумисун, худайим буйруса биз уларниң бир күни бу зулумдин қутулғанлиқини көримиз”.

Биз йәнә көргәзмә мәйданини айлинип йүрүп бир қисим оқуғучилар билән уйғурлар тоғрисида сөһбәт елип бардуқ. Зияритимизни қобул қилған әфифә мәрйәм яғҗи исимлик түрк қизи уйғурлар тоғрисида тохтилип мундақ деди: “дуняниң охшимиған җайлирида зулум болсиму хусусән шәрқий түркистандики түркләрниң зулумға учраватқанлиқини билимиз, шәрқий түркистанда һәм исламий һәм миллий һәм қандашлиқ җәһәттә қериндаш болған шәрқий түркистанлиқларниң зулумға учраватқанлиқини билимиз, мән кичик вақтимдин башлап дадам маңа шәрқий түркистанни сөзләп берип чоң қилди. Бирақ бу йәрдики оқуғучиларниң көпинчиси уйғурларниң кимлики, шәрқий түркистанниң қәйәрдә икәнликини билмәйду, шуниң үчүн биз уларға билдүрүш үчүн бу көргәзмә паалийәтни уюштурдуқ”.

Бу мәктәптә бир қанчә уйғур оқуғучиларму оқуватқан болуп, көргәзмидә вәзипә алған хәдичә исимлик уйғур қизи зияритимизни қобул қилип, бу паалийәт һәққидики көз-қарашлирини ипадилиди. У, уйғурларни вә бүгүнки күндә уйғурлар дуч келиватқан ирқий қирғинчилиқни түрк савақдашлириға тонуштуруш үчүн һәм көргәзмә паалийити һәм йиғин уюштурулғанлиқини тәкитлиди.

Биз йәнә уйғур мәдәнийәт көргәзмисини зиярәт қиливатқан һәсән бәсри аккая исимлик түрк оқуғучи билән сөһбәт елип бардуқ, у уйғурлар тоғрисидики көз қарашлирини ипадиләп мундақ деди: “мән бу көргәзмидә, шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримизниң иҗтимаий һаятини асанлаштурған һәр хил мәдәнийәт буюмлири, кийим-кечәк, чалғу-әсваб вә йемәкликләрдә ишлитилидиған қол һүнәр-сәнәтлирини көрдүм. Биз өзимизни уларға әң йеқин һес қилимиз, уйғурлар билән биз бир аилигә охшаш улар бизниң өз қериндашлиримиз һесаблиниду”.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.