Немә үчүн түркийәдики ахбаратларда уйғурлар мәсилиси күнтәртипкә кәлмәйду?
2024.03.22

Түркийә җумһурийити пирезидентлиқиға қарашлиқ түркийә диний ишлар идариси түркийә тәвәсидики 81 вилайәткә җайлашқан 90 миң җамә вә мәсчиткә һөҗҗәт чүшүрүп, һәр җүмә күни җүмә намизида уйғурлар үчүн дуа қилиш тоғрисида буйруқ чиқарғаниди. Өткән йили 22-декабир күни чиқирилған бу буйруқ түркийәниң һәр қайси җайлиридики җамәләрдә һазирғичә иҗра қилинип келиватқан болсиму, бирақ түркийәниң дөләтлик яки йәрлик таратқулирида уйғурлар тоғрисида учур берилмәй кәлмәктә.
Немә үчүн түркийә таратқулирида уйғурлар тоғрисида көпләп учурлар берилмәйду? уларниң уйғурлар тоғрисида учур бериши вә күнтәртиптә тутуп туруши үчүн немә ишларни қилиш керәк? биз түркийәдики журналист вә обзорчи халис демир билән бу һәқтә сөһбәт елип бардуқ.
Журналист халис өздемир әпәнди бу һәқтә тохтилип мундақ деди: “буниң бир қанчә сәвәблири бар. Биринчи сәвәби, хитайдин келидиған учур йоқ. Коммунист хитайниң ишғалийити астидики шәрқий түркистанда йүз бериватқан һадисиләр тоғрисида учур шәкилдә күндилик хәвәр бериш чәклиниду вә дуняға аңлитилмайду. Шәрқий түркистандики зулумға алақидар дәлил-испатлиқ йеңи вә күндилик учурлар тепилмиғанлиқи үчүн дуня җамаитигә вақти-вақтида хәвәр бериш имкани болмайватиду, йәни үн-син вә яки һөҗҗәтлик дәлил-испатлиқ учурларниң тарқилиши хитай тәрәптин контрол қилинип келиватиду. Шу сәвәбтин түркийәдики мәтбуатларни учур билән тәминләштә қийинчилиқ туғулуватиду. Шуниң үчүн түркийәдики шәрқий түркистан тәшкилатлири ахбарат саһәсидә кәспи хадимларни йетиштүрүп чиқиши, йәрлик мәтбуатларни күндилик вә бәзи җиддий учурлар билән вақтида тәминлиши керәк. Униңдин башқа йәнә, түркийәдики мәтбуатларда мақалә вә обзор язидиған мухбирлар билән йеқиндин мунасивәт орнитип уларни йеңи учурлар билән тәминләш керәк. Түркийә мәтбуатлирида пәләстин тоғрисида көпләп учурлар бериливатиду, чүнки у йәрдин нәқ мәйдандин биваситә учур тарқитиш имканийити бар. Бирақ шәрқий түркистандин һеч қандақ учур алғили болмиғанлиқи вә мухбирлар чәклимигә учриғанлиқи үчүн ахбаратчилар учур тарқиталмайватиду, әмәлийәттә түркийәдики инсанлар шәрқий түркистанда йүз бериватқан һадисиләргә көзини юмған иш йоқ. Бу ахбаратчилиқтики техникилиқ бир мәсилә, башқа сәвәб йоқтур. Әмма һәргизму үмидсизликкә патмаслиқимиз, тохтимай тиришишимиз керәк, шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримизниң зулумдин қутулидиған күнлириму келиду” .
Биз йәнә түркийә ахбаратчилиқи вә таратқу бирләшмиси (TIMEF) ниң рәиси, журналист шакир гүрәл әпәнди билән уйғурлар вә ахбарат тоғрисида сөһбәт елип бардуқ.
Журналист шакир гүрәл әпәнди “уйғурлар мәсилисини күнтәртипкә кәлтүрүш үчүн қандақ хизмәтләрни ишләш керәк? ” дегән соалимизға җаваб берип мундақ деди: “бүгүнки күндә дуняда учур-алақә дәвридә яшаватимиз, бундақ шараитта мәйли хитай болсун яки башқиси болсун қилмишлирини һәргиз йошуруп қалалмайду һәм йошуруп қалалмиди. Биз журналист достлиримиз, кәсипдашлиримиз вә түрк дуняси ахбаратчилиридин уйғур қериндашлиримизниң садасиға қулақ селишини, һелиһәм йүз бериватқан бу зулумни пүтүн дуняға аңлитип, бу мәсилини давамлиқ күнтәртиптә тутушини вә хәлқ аммисиға бу тоғрулуқ учур йәткүзүп турушини үмид қилимиз һәм тәвсийә қилимиз. Әгәр бу әмәлгә ашқан тәқдирдә, хитай пат арида омуми хәлқниң бесими алдида бара-бара зулумни азайтишқа вә әң ахирида тохтитишқа мәҗбур болиду. Бирақ ахбаратларда учур тарқитишла купайә қилмайду, өз нөвитидә түркийә җумһурийитиму уйғур хәлқини һазирғичә қоллиғинидәк, буниңдин кейинму изчил қоллап қуввәтлиши, уйғурлар дуч келиватқан зулумни күнтәртиптә тутуп туруши керәк” .
Зияритимизни қобул қилған явропа ахбаратчилар җәмийитиниң рәиси, журналист аднан фишәнк әпәнди уйғурлар тоғрисидики көз қарашлирини ипадиләп мундақ деди: “шәрқий түркистанда йүз бериватқан зулумни билмәйдиған һеч ким йоқ, пүтүн дуня билиду, әмма улар үчүн һеч иш қилалмиғанлиқимиздин азаблинимиз. Чүнки у йәрдә инсаний паҗиәләр йүз бериватиду, у инсанларниң дуняниң һечқандақ йеридә һечким учрап бақмиған азаб-оқубәтләргә учраватқанлиқини хәвәрләрдин оқуватимиз, дәлил-испатларни көрүватимиз, инсанийәткә қарши ишлиниватқан бу җинайәтләрниң дәрһал тохтитилишини тәләп қилимиз” .
Аднан фишәнк әпәнди “уйғурлар учраватқан зулум вә бесимларни түркийә вә дуня җамаитиниң диққитидә тутуп туруш үчүн немиләрни қилиш керәк? ” дегән соалимизға җаваб берип мундақ деди: “биз журналистлар бу мәсилини күнтәртипкә кәлтүрүшимиз, җамаәт пикри пәйда қилишимиз керәк; әркин дунядики инсанлар билән биллә намайиш қилишимиз керәк; җинайи қилмишларни садир қиливатқан рәһимсиз диктаторлар җазаға учриши керәк; чүнки улар бир хәлқни пүтүнләй йоқитишни мәқсәт қиливатиду, биз ахбаратчиларниң әң муһим вәзипилиридин бирси бу зулумни башқиларға аңлитиш, болупму әркин дуняниң қоғдиғучилири болған ғәрб әллиригә, хәлқара сот мәһкимиси, кишилик һоқуқ органлириға тохтимай аңлитишимиз керәк” .
Биз йәнә испарта радийо-телевизийә пирограмма риясәтчиси журналист әлиф акгүл ханим билән сөһбәт елип бардуқ, әлиф акгүл ханим уйғурлар мәсилисини күнтәртипкә кәлтүрүш тоғрисидики пикир-қарашлирини ипадиләп мундақ деди: “һәммидин аввал уйғур түрклири бизниң қериндашлиримиздур, биз улар билән охшаш қан вә охшаш ирққа мәнсуп, уйғур түрклири тилға илинғанда ичим бир хил аччиқ болиду вә қәлбимни қайғу-әләм қаплайду, чүнки улар узун мәзгилдин бири дәрд-әләм тартиватиду вә әркинликлиридин мәһрум қилиниватиду. Дуня мәдәнийәт җәһәттә тәрәққий қилған бүгүнки күндә инсанниң инсанға зулум қилиши қобул қилғусиз бир әһвал. Буниңдин биз уларниң йенида болимиз, чүнки улар бизниң қериндашлиримиз, ирқдашлиримиз, биз анатолийәгә келиштин бурунқи келиш мәнбәйимиз” .
У йәнә уйғур мәсилисиниң күн тәртипкә келиши үчүн ахбаратчиларниң тәшвиқат васитилири арқилиқ тәшвиқатни күчәйтиш керәкликини тәкитләп мундақ деди: “инсанлар әркин дуня тоғрулуқ сөзлишиватқан бүгүнки күндә, биз йәнила инсанниң башқа бир инсанға зулум қилиши һәққидә сөзлишиватимиз, бу әслидә номус қилидиған бир әһвал болуши керәк. Уйғур мәсилисиниң тез вақит ичидә һәл болуши вә тинчлиқ орнитиш йолиға қәдәм бесиш үчүн биз ахбаратчиларниң вәзиписи бу мәсилә һәл болғанға қәдәр уни күнтәртипниң бешида тутушни давамлаштуруш. Мән уйғур қериндашлиримизниң пат арида бизгә охшаш әркин яшаш пурситигә еришишигә тиләкдашмән” .