Уйғур вәкиллири түркийә парламентидин уйғур қирғинчилиқини өз күнтәртипигә қоюшни тәләп қилди
2024.12.02
27-Ноябир күни шәрқий түркистан кишилик һоқуқини көзитиш җәмийитиниң баш катипи абдуләһәд удун, шәрқий түркистан тәшкилатлири бирлики муавин баш катипи ибраһим сидиқ башчилиқидики 5 кишидин тәркиб тапқан һәйәт түркийә парламентидики кишилик һоқуқ комитети мәсули дәря яниқ ханим, “ийи” партийәсиниң гуруппа башлиқи буғра қавунҗу, “саадәт” вә “келәчәк” партийәсидин болған парламент әзалириниң парламенттики гуруппа мәсули сәлчуқ өздағ, “саадәт” партийәси муавин рәиси, парламент әзаси мустафа қая вә “дәва” партийәсидин болған парламент әзаси мустафа йәнәроғлу қатарлиқлар билән айрим-айрим көрүшүп, уйғурларниң еғир вәзийити вә ирқий қирғинчилиқ тоғрисида тәйярлиған доклатларни сунди. Ахирида бәзи конкрет тәләпләрни оттуриға қойди.
Учришишта абдуләһәд удун әпәнди һәйәт әзалири намидин сөз елип, мәркизи истанбулдики шәрқий түркистан кишилик һоқуқини көзитиш тәшкилатиниң елип барған паалийәтлири вә қолға кәлтүргән нәтиҗилири тоғрисида мәлумат бәрди. Андин түркийә һөкүмити вә парламентиниңму қериндаш уйғур хәлқиниң бундақ еғир вәзийитигә қарап турмаслиқи керәкликини, һеч болмиса буларни түркийә парламентида оттуриға қоюши керәкликини билдүрди.
Һәйәт намидин абдуләһәд удун әпәнди кишилик һоқуқ комитети мәсули дәря яниқ ханим вә парламент әзалириға уйғур дияридики ирқий қирғинчилиқ тоғрисида тәйярланған доклатларни бәргәндин кейин, қериндаш түркийә җумһурийитидин хәлқара сорунларда, болупму ислам һәмкарлиқ тәшкилати билән түрк дөләтлири тәшкилатида уйғур қирғинчилиқини оттуриға қоюши вә уйғурларни қоллиши керәкликини илтимас қилди.
Учришиш ахирида зияритимизни қобул қилған абдуләһәд удун “бу қетимлиқ учришишниң әһмийити зор болди” дәп тәкитлиди.
Абдуләһәд удун әпәнди түркийә парламенти кишилик һоқуқ комитети мәсули вә парламент әзаси дәря яниққа вә башқа 4 нәпәр парламент әзасиға тапшурған язма тәләп хетиниң мәзмуни тоғрисида бизгә мәлумат берип мундақ деди: “биз тапшурған 4 маддидин тәркиб тапқан тәләп хетидә, биринчиси, шәрқий түркистан йүз бериватқан ирқий қирғинчилиқниң түркийә парламентида техиму көп күн тәртипкә келиши, иккинчиси, түркийә парламентиниң хитай билән болған мунасивитидә шәрқий түркистандики кишилик һоқуқ киризисиниң көпрәк оттуриға қоюлуши, үчинчиси, түркийәдики кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң шәрқий түркистанда йүз бериватқан ирқий қирғинчилиқ вә кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә техиму көпрәк көңүл бөлүши вә түрк җамаәтчиликигә тонуштуруши, төтинчиси болса түркийәдә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлирини һәр җәһәттин қоллишини тәләп қилдуқ”.
Учришиш ахирида, парламент әзаси буғра қавунҗу әпәнди зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “уларға шәрқий түркистан тоғрисида һәр җәһәттин түркийә парламентида уларниң авази болидиғанлиқимизни дедуқ. Уларму өзлири елип бериватқан паалийәтлири тоғрисида мәлумат бәрди. Бизниң партийәмиз қурулған күндин тартип һәр сорунда, болупму түркийә парламентида шәрқий түркистанлиқларниң авази, уйғур қериндашлиримизниң авази болуп кәлди. Уйғурларниң тәләплирини һәр даим түркийә парламентида күн тәртипкә елип кәлдуқ. Шәрқий түркистан кишилик һоқуқини көзитиш тәшкилати оттуриға қойған тәләпләрниму орунлашқа тиришимиз.”
Хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлири бирлики муавин баш катипи ибраһим сидиқму бу қетимқи зиярәткә иштирак қилғанларниң бири. У, 27-ноябир күни әнқәрәгә елип барған зиярәттики мәқситиниң уйғурларниң еғир вәзийитини аңлитиш билән бирликтә түркийә парламенти, һөкүмити вә түркийәдики өктичи партийәләрниң уйғур ирқий қирғинчилиқини түркийәдә вә хәлқара сорунларда, болупму түрк һәм ислам дунясида оттуриға қоюшини әмәлгә ашуруш икәнликини билдүрди.
Бу учришишқа хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлири бирлики тәтқиқат бөлүминиң мутәхәссиси йүсүп турсун, кишилик һоқуқ тәтқиқатчиси вилдан қадиоғлу вә ташқий мунасивәткә мәсул хадими фатимә муһәммәд йүсүп қатарлиқлар иштирак қилған. Фатимә муһәммәд йүсүп бу хил учришишларниң әһмийитиниң зор икәнликини илгири сүрди.
Шәрқий түркистан кишилик һоқуқини көзитиш тәшкилати 2019-йили истанбулда қурулған күндин башлап 20 әтрапида доклат, 10 қетимдәк кишилик һоқуқ йиғини чақирған һәм бу җәһәттә мәлум утуқларни қолға кәлтүргәниди.