Пирофессор алаеддин ялчинқая: “түркийә хитайға қарши тәдбир алидиған болса, башқа түрк вә мусулман әллириму һәрикәткә өтиду”

Әнқәрәдин ихтиярий мухбиримиз әркин тарим тәйярлиди
2024.04.05
alaeddin-yalchinqaya Истанбулдики мармара университети хәлқара мунасивәтләр факултетиниң мудири, 21-әсир түркийә институтиниң тәтқиқатчиси, пирофессор алаеддин ялчинқая әпәнди йиғинда сөзлимәктә. 2023-Йили 14-декабир, истанбул.
RFA/Erkin Tarim

Истанбулдики мармара университети хәлқара мунасивәтләр факултетиниң мудири, 21-әсир түркийә институтиниң тәтқиқатчиси, пирофессор алаеддин ялчинқая оттура асиядики түркий җумһурийәтләр вә түркийәниң уйғурларға игә чиқиши керәкликини тәкитлиди.

27-Март күни пирофессор алаеддин ялчинқая әпәнди телефон зияритимизни қобул қилди. У бизниң “уйғур мәсилиси һәққидә көп санда мақалилириңиз елан қилинди. Сиз қачандин тартип уйғурлар тоғрисида тәтқиқат елип бериватисиз?” дегән соалимизға мундақ җаваб бәрди: “мениң докторлуқ илмий мақаләмниң темиси ‛түркистан‚ иди, йәни бу шәрқий вә ғәрбий түркистанни өз ичигә алиду. Түркистан дегән вақтимизда оттура асия түркий җумһурийәтлири, афғанистанниң шималий қисми вә пүтүн шәрқий түркистанни өз ичигә алиду. Буларниң ичидә шәрқий түркистанниң алаһидә орни бар. Мән илмий мақаләмдә мустәқил түркий җумһурийәтлири билән шәрқий түркистанниң сиясий, иқтисадий вә мәдәнийәт җәһәтләрдин қәдимдин бүгүнгичә башқа дөләтләр һәм милләтләр билән болған мунасивитини тәтқиқ қилған идим. Бу тәтқиқатим җәрянида шәрқий түркистан тоғрисида нурғун йеңи мәлуматларни оттуриға чиқардим. ”

Пирофессор алаеддин ялчинқая әпәнди йәнә мундақ деди: “мән тәтқиқатим җәрянида шуни чүшинип йәттим, шәрқий түркистан гәрчә қәдимки түрк юрти болсиму, әмма хитайниң бу йәрни ишғал қиливелишида нурғун мәсилиләр мәвҗут. Йәни хитай бу земинни бесивелип, өзиниң идариси астиға алғандин кейин, дунядики һәр қайси дөләтләр вә бирләшкән дөләтләр тәшкилати бу тупрақни хитайниң земини дәп қобул қилған. Коммунист хитай һакимийити бу районға ‛уйғур аптоном райони‚ дегән намда шәклән аптономийәлик салаһийәт бәргән. Хитай гәрчә хәлқара кишилик һоқуқ келишимигә охшаш нурғун хәлқаралиқ келишимләргә имза қойған болсиму, әмма һечқачан буниңға риайә қилмиған, уйғурларға қарита еғир дәпсәндичиликләр елип барған. ‛аптономийә‚ берилгән бу районда һеч вақит аптономийә һоқуқини иҗра қилмиған. Бу районда зулум, бесим вә кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири бурунму бар иди, лекин ши җинпиң һакимийити мәзгилигә кәлгәндә бу зулум еғирлашти, техиму күчийип уйғурларни системилиқ һалда йоқ қилишқа қарап йүзләнди. Шуңа бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң мунасивәтлик қануниға асасән, һәр қайси дөләтләр шәрқий түркистанниң бесивелинған земин икәнликини етирап қилиши керәк.”

Алаиддин ялчинқая әпәнди уйғурларниң һазирқи вәзийитиниң наһайити еғир икәнликини, хәлқара қанун вә инсаний қиммәт қарашлириға асасланғанда, буниң инсанлиқ мәсилиси икәнликини, болупму уйғурлар билән қан-қериндашлиқи вә туғқанчилиқи болған милләтләр вә дөләтләрниң бу мәсилидә уйғурларға игә чиқишиниң бир миллий бурч икәнликини тәкитлиди: “уйғурлар билән қан-қериндашлиқ, туғқанчилиқ вә диндашлиқ мунасивити болған милләтләрниң уйғурларға игә чиқиш мәсулийити бар, әлвәттә. Әгәр ирқий қирғинчилиққа учримай, пәқәт иқтисадий җәһәттин чәткә қеқишқа учриған тәқдирдиму, уларға игә чиқиш мәҗбурийити бар. Шуңиму түрк дөләтлири билән мусулман әллириниң ирқий қирғинчилиққа учраватқан уйғурларға игә чиқиши, уларниң зиммисидики һәм диний һәм миллий бурчидур.”

 “өткән йили түркийә хитайдин 40 милярд долларлиқ мал алди. Хитайға аран 4 милярд долларлиқ мал саталиди. Хитай маллириниң түркийәгә көпләп кириши билән түркийәдики нурғун завутлар етилип, ишчилиримиз ишсиз қалди. Әгәр түркийә хитайға қарши тәдбир алидиған болса, башқа түрк дөләтлири вә мусулман әллириму һәрикәткә өтиду, дәп ойлаймән.”

Мармара университети хәлқара мунасивәтләр кәспиниң пирофессори, доктор алаеддин ялчинқая әпәнди, 1990-йиллардин тартип түркийәдики гезит-журналларда, кейинки йилларда нопузлуқ тор бәтләрдә уйғурлар тоғрилиқ нурғунлиған обзор вә мақалиләрни елан қилип кәлмәктә. Униң бу саһәдики издинишлири вә тәтқиқатлири түрк илим саһәсигә вә авам җамаәтчиликкә уйғурлар мәсилисини тонутушта муһим ролларни ойнимақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.