Сәлчуқ өздағ түркийә һөкүмити вә бәзи партийәләрниң немә үчүн д у қ ниң бу қетимлиқ қурултийиға вәкил әвәтмигәнликигә соал қойди

Әнқәрәдин ихтиярий мухбиримиз әркин тарим тәйярлиди
2024.10.31
Selchuq-ozdagh Түркийәниң саадәт вә келәчәк партийәсидин болған парламент әзалириниң парламенттики гуруппа мәсули сәлчуқ өздағ әпәнди түркийә парламенти омумий йиғинида сөзлимәктә. 2024-Йили 12-июн, әнқәрә
RFA/Erkin Tarim

Түркийәниң “саадәт” вә “келәчәк” партийәсидин болған парламент әзалириниң парламенттики гуруппа мәсули сәлчуқ өздағ әпәнди 10-айниң 30-күни түркийә парламенти омумий йиғинида сөз қилип, түркийә һөкүмити билән бәзи сиясий партийәләрниң немә үчүн сарайевода чақирилған 8-нөвәтлик дуня уйғур қурултийиға қатнашмиғанлиқиға соал қойди. У сөзидә уларни уйғурларға игә чиқмиғанлиқи билән әйиблиди.

Сәлчуқ өздағ, 600 әтрапида парламент әзаси иштирак қилған омумий йиғинда икки өктичи партийә намидин сөз қилди. У сөзини мундақ башлиди: “мән келәчәк вә саадәт партийәсиниң парламенттики барлиқ вәкиллири намидин сөзгә чиқтим. Түркийә һөкүмити 3 йил бурун бизгә әң қисқа заман ичидә шәрқий түркистанға бир һәйәт йоллаймиз. У йәрдә тәкшүрүш елип бариду, дегән иди. Һазирғичә бу җәһәттә һечбир илгириләш йоқ. Биз хитайдин уйғур, қазақ вә қирғиз қатарлиқ милләтләрниң кишилик һәқ вә һоқуқиға һөрмәт қилиши тәләп қилип кәлдуқ. Лекин хитай буни ғәрб дөләтлири ойдуруп чиқарған иш дәватиду. Америка қатарлиқ демократик дөләтләр шәрқий түркистанда кишилик һоқуқ дәпсәндичилики бар дәватиду, лекин хитай һөкүмити биздә кишилик һоқуқ дәпсәндичилики йоқ дәватисиләр”.

У сөзидә хитайниң бурундин тартип шәрқий түркистандики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини инкар қилип келиватқанлиқини, әгәр шундақ болидиған болса хитайниң шәрқий түркистанниң ишикини ечиши керәкликини тәкитләп, мундақ деди: “ундақ болса, хитай шәрқий түркистанниң ишикини ачсун. Парламент әзалири, журналистлар, аммиви тәшкилат мәсуллири вә кишилик һоқуқ паалийәтчилири барсун. Улар берип тәкшүрүш елип барсун. Әгәр силәр дегәндәк расттинла уйғур тилидики маарип әмәлдин қалдурулмиған, уйғурларниң диний етиқади чәкләнмигән, кишилик һоқуқ дәпсәндичилики билән ирқий қирғинчилиққа хатимә берилгән болса, биз силәрдин әпу сорайли. Әгәр уйғурлар, б д т вә яки америка оттуриға қоюп келиватқан ирқий қирғинчилиқ мәсилиси бар болса, биз силәрниң буниңға дәрһал хатимә беришиңларни тәләп қилимиз.”

У нутқида дуня уйғур қурултийиниң сабиқ рәиси долқун әйсаниң түркийәгә кириш чәклимисини әмәлдин қалдурушини тәләп қилғандин сирт, түркийә һөкүмитини д у қ ниң бу қетимлиқ қурултийиға қатнашмиғанлиқини тәнқид қилди. У йәнә мундақ деди: “мән дуня уйғур қурултийи чақирған 3 йиғинға қатнаштим. Бирси пирагада чақирилған 7-нөвәтлик қурултай, йәнә бири боснийәниң сарайево шәһиридә чақирилған қурултай, үчинчиси японийә парламентида чақирилған ‛уйғур мунбири‚. Бу йиғинларға пүтүн партийәләр тәклип қилинди. Лекин бәзи партийәләр буни көрмәсликкә селиватиду. Биз һөкүмәткә, силәр немишқа қатнашмайсиләр? дәп сорисақ, улар бу йиғинларни кимләр қоллаватқанлиқини билимиз, дәйду. японийә, чехийә вә боснийә бу йиғинларға саһибханилиқ қиливатиду. Ундақ болса, силәр немишқа саһибханилиқ қилмайсиләр? биз билән диндаш, милләтдаш болған уйғурларға немишқа игә чиқмайсиләр? һәммә нәрсә иқтисадий мәнпәәтму?”

У сөзиниң ахирида дуня уйғур қурултийиниң сабиқ рәиси долқун әйсаниң орниға, турғунҗан алавудунниң сайланғанлиқини, түркийә соти долқун әйсаниң түркийәгә кириш чәклимисини әмәлдин қалдурған болсиму, әмма түркийә һөкүмитиниң қайта чәклимә қойғанлиқини, буни дәрһал әмәлдин қалдуруши керәкликини тәкитлиди.

Сәлчуқ өздағ әпәнди түркийә парламентидики бу күчлүк нутқидин кейин, соалимизға телефон учури арқилиқ җаваб берип мундақ деди: “бу нутқумни парламентта һакимийәт бешидики ақ партийәдин болған 265 нәпәр парламент әзаси билән һөкүмәтни қоллаватқан милләтчи һәрикәт партийәсидин болған 50 нәпәр парламент әзаси һеч қандақ наразилиқ билдүрмәстин аңлиди. Буниңдики сәвәб шуки, улар һөкүмәтниң уйғурларға игә чиқмиғанлиқидин хиҗил болмақта. Өктичи партийәләрдин саадәт партийәси, келәчәк партийәси, ийи партийәсидин болған парламент әзалири мениң сөзүмни қаттиқ алқишлиди.”

“ийи” партийәси қатарлиқ түркийәдики бәзи партийәләр көп қетим уйғурларниң еғир вәзийити тоғрисида түркийә парламентида тәкшүрүш елип бериш комитети қуруш, уйғур елигә тәкшүрүш һәйити йоллаш тоғрисида тәклип лайиһәси сунған болсиму, әмма һакимийәт бешидики адаләт вә тәрәққият партийәси билән уларниң қоллиғучиси болған милләтчи һәрикәт партийәсиниң қарши чиқиши билән рәт қилинған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.