Қарабүк университетида уйғур қирғинчилиқи тонуштурулди
2024.12.03
Түркийәниң ғәрбий қисмидики қарабүк шәһиригә җайлашқан қарабүк университети түркийә бойичә чәт әллик оқуғучилар әң көп болған алий мәктәп болуп, 28-ноябир күни уюштурулған түрк дөләтлирини тонуштуруш йиғинида уйғурлар вә уйғур елиму тонуштурулған. Түрк вә чәт әлликләрдин болуп 500 әтрапида киши иштирак қилған паалийәткә мәзкур университетниң муавин мудири пирофессор исмайил рақип қараш, вилайәтлик яшлар вә тәнтәрбийә идарисиниң мәсули җошқун гүвән қатнашқан вә айрим-айрим сөз қилған. Исмайил рақип қараш әпәнди қилған сөзидә қарабүк университетиниң чәт әллик оқуғучилар әң көп университет икәнликини, бу хил паалийәтләрниң һәр қайси дөләтләрдин кәлгән оқуғучиларниң өзара чүшиниши үчүн сорун тәйярлап бериватқанлиқини тәкитлигән.
Йиғин залиниң сәһниси түркийә, қазақистан, өзбекистан, қирғизистан, әзәрбәйҗан, түркмәнистан қатарлиқ дөләтләрниң байрақлири қатарида “шәрқий түркистан байриқи” билән безәлгән болуп, мәзкур дөләтләрдин кәлгән оқуғучилар өз дөлитидики мәшһур бир кишиниң ролини ойнаш арқилиқ өз дөләтлирини тонуштурған. Мәзкур университетниң тарих факултети докторанти, дуня уйғур қурултийи (д у қ)ниң вәкили мамутҗан әркин “мәһмуд кашиғәри” ниң ролини ойнап, уйғурларни, уйғур қирғинчилиқини вә уйғурларниң еғир вәзийитини тонуштурған.
Мамутҗан әркин бу мунасивәт билән телефон зияритимизни қобул қилип, 28-ноябир күни қарабүк университетида өткүзүлгән сәнәт паалийити һәққидә мәлумат бәрди. У бу һәқтә мундақ деди: “мән дуня уйғур қурултийи вәкили, қанун вә тәтқиқат комитетиниң муавин мудири болуш сүпитим билән улуғ алимимиз мәһмуд кашиғәрини вә нөвәттә хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқи, шуниңдәк инсанийәткә қарши җинайәтлирини вә бесим сияситини тонуштурдум. Йиғинға иштирак қилған мәктәп рәһбәрлири, оқутқучи вә оқуғучиларниң шәрқий түркистан мәсилисигә болған чүшәнчилирини чоңқурлаштурдум.”
Игилишимизчә, қарабүк университетида 42 миң оқуғучи бар икән. Буларниң 13 миң 500 нәпири чәт әллик оқуғучилар болуп, бу оқуғучиларниң ичидин төт миңи түркий җумһурийәтләрдин кәлгән оқуғучилар икән. Бу җәһәттин елип ейтқанда мәзкур университетта уйғурларни тонуштуруш зор әһмийәткә игә икән. Мамутҗан бу тоғрилиқ бизгә мундақ деди: “бу җәһәттин елип ейтқандиму университетимизда шәрқий түркистан вә хитайниң бүгүн хәлқимизгә йүргүзүватқан зулмини аңлитиш зор әһмийәткә игә дәп ойлаймән. Чүнки бу оқуғучилар түркийәдә оқуп өз дөләтлиригә қайтқандин кейин муһим идарә җәмийәтләрдә ишлиши мумкин. Шуңа университетимизда өткүзүлгән һәр хил йиғин, фестивал вә көргәзмиләргә актип қатнишип, уйғурларни вә уларниң бешиға кәлгән еғир күлпәтләрни тонуштуруватимән.”
Паалийәткә иштирак қилғанлар бу арқилиқ уйғурлар һәмдә уларниң нөвәттики әһвали тоғрисида хели тәпсилий чүшәнчигә игә болғанлиқи мәлум. Әнә шу хилдики кишиләрниң бири толуқ оттура мәктәп оқутқучиси шәнол сойтүрк түрксой әпәнди болуп, зияритимиз җәрянида мундақ деди: “‛чиңғиз айтматов түрк дуняси тәтқиқат мәркизи‚ниң уюштуруши билән түркийә яшлар вә тәнтәрбийә идариси бирликтә ‛түрк дунясида қериндашлиқ вә һәмкарлишишниң тили‚ темисида паалийәт өткүзүлди. Алтә мустәқил түрк җумһурийити билән шәрқий түркистандин бир киши бирдин мәшһур шәхсниң ролини ойнап туруп өз дөләтлирини тонуштурди. Бу хил паалийәтләрниң шәрқий түркистанни тонуштуруштики роли наһайити зор дәп ойлаймән. Мәсилән, бу паалийәткә қатнашқанлар мәһмуд кашиғәрийниң қәдимдә қәшқәрдә яшиғанлиқини билсиму, у йәрдә яшаватқан уйғурларниң һазир ирқий қирғинчилиққа учраватқанлиқини билмәслики мумкин. Бу паалийәт арқилиқ униму билгән болди. Мән хитайниң шәрқий түркистанлиқларға елип бериватқан зулмини яхши билимән. Мән хитай һөкүмитиниң бу қилмишлирини әйибләймән, шундақла түркийә вә һәр қайси түркий дөләтлириниң уйғур қериндашлиримизға игә чиқишини тиләймән.”
Түркийәниң қарабүк шәһиридики қарабүк университетида уйғур оқуғучилар наһайити аз болсиму төт-бәш йилдин буян мамутҗан әркинниң тиришчанлиқи билән бәш қетим уйғурлар тоғрисида мәхсус доклат бериш йиғини чақирилған. Җүмлидин төт қетимлиқ фестивалда мәхсус бөлүм ечилип уйғурлар тонуштурулған.