Тонулған түрколог, “түркий тиллар дивани” тәтқиқатчиси рамиз аскәр аләмдин өтти

Әнқәрәдин ихтиярий мухбиримиз әркин тарим тәйярлиди
2024.05.23
Ramiz-Asker-2017-yili-Enqere-1024 Түрк дунясида тонулған түрколог, уйғуршунас, “түркий тиллар дивани”, “қутадғу билиг” вә әлишир нәваий тәтқиқатчиси, әзәрбәйҗан баку дөләт университети пирофессори рамиз аскәр, 2017-йили, әнқәрә
RFA/Erkin Tarim

Түрк дунясида тонулған түрколог, уйғуршунас, “түркий тиллар дивани”, “қутадғу билиг” вә әлишир нәваий тәтқиқатчиси, әзәрбәйҗан баку дөләт университети пирофессори рамиз аскәр әпәнди 5-айниң 22-күни әзәрбәйҗанниң пайтәхти бакуда аләмдин өтти.

Түркийәдә шундақла оттура асия түркий җумһурийәтлиридә түркологийә тәтқиқати билән тонулған түрколог, уйғуршунас пирофессор рамиз аскәр әпәндиниң вапати түркийәдики түркологларни, уйғур зиялийлирини матәмгә чөмдүрди. Уйғур зиялийлири һәммә бирдәк рамиз аскәрниң вапатиниң уйғур тәтқиқатидики зор бир йоқитиш икәнликини тәкитләшти.

Пирофессор рамиз аскәр әпәнди, мәһмуд кашиғәриниң “түркий тиллар дивани” намлиқ әсирини әзәрбәйҗан вә рус тиллириға тәрҗимә қилған. “қутадғу билиг библиографийәси” намлиқ әсири 2016-йилида бакуда нәшр қилинған. Униң 150 парчә әтрапида мақалиси көп санда тәрҗимә әсириму нәшр қилинған.

 Униң вапат болғанлиқи тоғрисидики хәвәр тарқалғандин кейин дуня уйғур қурултийи вәхписи, шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири вә уйғур зиялийлири иҗтимаий таратқулар арқилиқ баянат елан қилип, өз тәзийәлирини билдүрди.

Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди мәрһум рамиз аскәр әпәндиниң тәтқиқатлириниң илмий җәһәттин уйғурларни вә шәрқий түркистанни тонуштурушта зор әһмийәткә игә икәнликини, униң вапатиниң уйғурлар үчүн чоң йоқитиш икәнликини билдүрди.

Мәхмут қәшқири мукапатиға еришкән баку дөләт университети оқутқучиси профессор доктор рамиз аскәр

Рамиз аскәр әзәрбәйҗанниң ичи-сиртида өткүзүлгән һәр хил илмий муһакимә йиғинлириға қатнишип, қәдимки уйғур тили, “түркий тиллар дивани”, хақанийә тили, “қутадғу билиг”, чағатай тили вә әлишир нәваий тоғрисида доклатларни бәргән. Униңға “түркий тиллар дивани” һәққидә елип барған тәтқиқатлири үчүн әзәрбәйҗан2017-йили мәһмуд кашиғәри медали бәргән.

Әзәрбәйҗан язғучилар җәмийити тармиқидики мәхмут қәшқири фонди тарқатқан медал
Әзәрбәйҗан язғучилар җәмийити тармиқидики мәхмут қәшқири фонди тарқатқан медал
RFA/Erkin Tarim

Узун йиллардин буян әзәрбәйҗанниң пайтәхти бакуда нәшр қилинип тарқитиливатқан “түркистан” гезитиниң баш тәһрири ақил җамал әпәнди бизгә учур арқилиқ җаваб берип, мәрһум рамиз аскәрниң өмрини “түркий тиллар дивани” , “қутадғу билиг” тәтқиқатиға атиған бир киши икәнликини, 2009-йили 7-айниң 5-күни үрүмчидә мәйданға кәлгән үрүмчи қирғинчилиқидин кейин уйғурларниң һазирқи еғир вәзийити тоғрисидиму мақалә йезип елан қилғанлиқини, уйғурларниң сәмимий вә садиқ дости икәнликини билдүрди.

Измирдики әгә университети пирофессори доктор алимҗан инайәт әпәнди, мәрһум рамиз аскәр әпәндиниң даңлиқ бир түрколог икәнликини һазирғичә көп китаб вә илмий мақалә йезип нәшр қилдурғанлиқини, униң вапати түркологийә тәтқиқати үчүнла әмәс, уйғурлар үчүнму зор бир йоқитиш болғанлиқини илгири сүрди.

Рамиз аскәр әпәнди 1954-йили һазирқи әрменийә чеграси ичидики гүмрү вилайитиниң амася наһийәсидә дуняға кәлгән1978-йили москва ломонософ университетиниң ахбаратчилиқ кәспини пүттүргән. 1983 Йилидин 1992-йилиғичә әзәрбәйҗандики гезит вә журналларда тәһрир болуп вәзипә өтигән, 1992-йилидин 1997-йилиғичә әзәрбәйҗан журналистлар җәмийитиниң рәиси болуп вәзипә өтигән 2000. -Йилидин башлап әзәрбәйҗан баку дөләт университети түркологийә факултетида хизмәт қилмақта. “түркий тиллар дивани” һәққидә докторлуқ илмий мақалиси, “қутадғу билиг” һәққидә пирофессорлуқ илмий мақалиси язған рамиз аскәр әпәнди һазирғичә көп санда хәлқаралиқ мукапатқа еришкән.

Рамиз аскәр илгири көп қетим әркин асия радийоси мухбирлириниң зиярәтлирини қобул қилип, уйғур мәдәнийити, тарихи вә башқа мәсилиләр бойичә өз қарашлирини оттуриға қойғаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.