Турсунай зиявудун америка дөләт мәҗлисидики испат аңлаш йиғинида американи уйғурлар үчүн йәниму көп иш қилишқа чақирди

Мухбиримиз ирадә
2022.03.02
Турсунай зиявудун америка дөләт мәҗлисидики испат аңлаш йиғинида американи уйғурлар үчүн йәниму көп иш қилишқа чақирди Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири комитетида өткүзүлгән испат аңлаш йиғинида америка хитай ишлири комитетиниң рәислиридин бири кеңәш палата әзаси җеф меркилий(Jeff Merkley) әпәнди ечилиш нутқи қилди. 2022-Йили 1-март, вашингтон.
cecc.gov

Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири комитети 8-март хәлқара аяллар байрими йетип келиш алдида хитайдики аялларниң һоқуқи, аялларниң җинсий айримичилиқ вә паракәндичиликкә учраш әһвали, уйғур аяллириниң мәҗбурий туғмас қилинишидәк әһваллар һәққидә бир Испат аңлаш йиғини Өткүзди. 1-Март күни өткүзүлгән бу испат аңлаш йиғинида “хитайдики аяллар һәрикити ойғиниши” мавзулуқ китабниң аптори лета финчер, ню-йорк университети қанун институтиниң тәтқиқатчиси арон халегуа, кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати тәтқиқатчиси мейи фоң вә уйғур лагер шаһити турсунай зиявудун қатарлиқлар қатнишип сөзлиди.

Йиғинда хитай ишлири комитетиниң рәислиридин бири кеңәш палата әзаси җеф меркилий әпәнди кириш сөзи қилип, хитайда йеқинда йүз бәргән бир қатар вәқәләрниң болупму теннис маһири пең шуәйниң ғайиб қилиниши, мейип аялниң кишәнлинип хорлиниши вә шундақла уйғур аяллириға йүз бериватқан җинсий хорлаш вә хитай кадирлар билән туғқанлишип бир өйдә туруш сиясәтлириниң хитайдики аялларниң вәзийитини йорутуп беридиған муһим вәқәләр икәнликини тәкитлиди.

Уйғур лагер шаһити турсунай зиявудун америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири комитетида өткүзүлгән испат аңлаш йиғинида сөзлимәктә. 2022-Йили 1-март, вашингтон
Уйғур лагер шаһити турсунай зиявудун америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири комитетида өткүзүлгән испат аңлаш йиғинида сөзлимәктә. 2022-Йили 1-март, вашингтон
cecc.gov

Арқидин хитай ишлири комитетиниң рәислиридин җим макговрн әпәнди сөз қилип бу йиғинниң хитайдики аяллар һоқуқи мәсилиси һәққидә ечилған тунҗи йиғинлиқини, бу мәсилигә америка дөләт мәҗлисиниң көңүл бөлүшиниң әһмийәтлик икәнликини билдүрди.

Йиғинда йәнә авам палата әзаси киристофир симис әпәндиму сөз қилди. У сөзидә нуқтилиқ һалда хитай һөкүмитиниң пиланлиқ туғут сиясити һәққидә тохталди. У хитай компартийәсиниң аялларниң пәрзәнт көрүш әркинликигә залимларчә арилишип кәлгәнликини, нурғун аялларниң ирадисигә хилап һалда туғмас қилинғанлиқи вә бала чүшүрүш оператсийәси қилишқа мәҗбурланғанлиқини мисаллири билән баян қилип өтти. У хитай компартийәсиниң пиланлиқ туғут сияситиниң хитайда еғир демографик тәңпуңсизлиқларни кәлтүрүп чиқарғанлиқини, хитайниң йәнә дунядики бирдин-бир аялларниң өлүвелиш нисбити юқири дөләт икәнликини әскәртип өтти. У сөзидә йәнә, туғмас қилиш вә туғут чәкләшниң хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқ сияситидики муһим қораллириниң бири болуш билән биргә, уйғур аяллириниң лагерларда вә лагер сиртида һәрхил хорлашларға учраватқанлиқиниму әскәртип өтти.

Авам палата әзаси киристофир симисниң сөзидин кейин сөз йиғинға тәклип қилинған гуваһчиларға берилди.

“хитайдики аяллар һәрикитиниң ойғиниши” мавзулуқ китабниң аптори лета финчер гуваһлиқ сөзидә хитай компартийәсиниң вәтәнпәрвәрлик нами билән аялларға нисбәтән зорлаш сиясәтлирини йүргүзгәнликини, униң хитай аяллириға қаратқан “бир пәрзәнт сиясити” болсун яки кейин 2016-йилидин кейинки “икки пәрзәнт” вә йеқинда елан қилған “үч пәрзәнт” сияситиниң һәммисиниң компартийәниң мәнпәәти вә мәвҗутлуқини сақлап қелишиға бағлинип бәлгиләнгәнликини билдүрди. У шундақла йәнә хитай һөкүмити һазир һәдәп хитай аяллирини көпләп туғушқа тәшвиқ қилип, той қилмиған яки пәрзәнт көрмигән аялларни йәкләш тәшвиқатини қанат яйдуруватқан билән охшаш бир вақитта болса уйғур аяллириниң туғушини чәкләп, уларни туғмас қиливатқанлиқини селиштуруп өтти. У хитай һөкүмитиниң хитайдики аяллар һоқуқи һәрикәтлирини қаттиқ қоллуқ билән бастуруватқанлиқини, чүнки аяллар һоқуқи күчлинип кәтсә хитай компартийәсиниң мәнпәәти вә мәвҗутлуқиға зиянлиқ болиду, дәп қарайдиғанлиқини чүшәндүрүп өтти.

Ню-йорк университети қанун институтиниң тәтқиқатчиси арон халегуа болса хитайдики аялларниң җинсий айримичилиқ вә җинсий паракәндичиликкә учраш мәсилиси үстидә тәтқиқат әп барған киши болуп, у йиғинда бу һәқтики тәтқиқат нәтиҗилирини ортақлашти. У хитайда аялларниң хизмәт орунлирида җинсий айримичилиқ вә паракәндичиликкә учраш вәзийитиниң һелиһәм омумлашқан бир әһваллиқини, хитай һөкүмити гәрчә хәлқарада мушу һәқтики мунасивәтлик қанунларға қобул қилған болсиму, уларни һазирғичә тәстиқлап ишқа кириштүрмигәнликини, хитайда җинсий паракәндичиликкә учриғанлиқини ашкарилиған, шикайәт қилған аялларниң әксичә өч елишқа учрайдиғанлиқини мисаллири билән баян қилип өтти.

Арқидин мий фоң ханим сөз қилди. Уму сөзидә нуқтилиқ һалда хитай һөкүмитиниң пиланлиқ туғут сиясити вә у кәлтүрүп чиқарған ақивәтләр һәққидә тохталди. У сөзидә “1980-йили бир пәрзәнт сиясити, 2016-йили икки пәрзәнт сиясити вә 2021-йилидики үч пәрзәнт сиясити йолға қоюлғанлиқи, туғутни чәкләштин туғутни көпәйтишкә қарап зор дәриҗидә сиясәт өзгиришигә хитайниң залим сияситиниң ақивити сәвәб болғанлиқини” билдүрди. У: “хитайдики бир пәрзәнт сиясити хитайда 30 милйон әр кишиниң артуқ туғулушиға сәвәб болди. 30 Милйон дегән австралийәниң нопуси билән тәң. Йәнә бир яқтин хитайда әмгәк күчи аз, яшанғанлар сани аз болуштәк вәзийәт пәйда болди. . . Хитайниң сиясити хитай ичидики аялларғила әмәс, башқа җайлардики аялларғиму тәсир көрсәтти. Адәм әткәсчилири нөвәттә бирма вә вийетнам қатарлиқ дөләтләрдин аялларни әкелип хитайда сатмақта. . .” деди. У сөзидә йәнә уйғур аяллири дуч келиватқан туғут чәкләш вә туғмас қилиш сиясәтлириниму тилға алди.

Ахирида, уйғур лагер шаһити турсунай зиявудун сөз қилди. У йиғинда тәрҗиманлиқ қилған зубәйрә шәмсидин ханимниң тәрҗиманлиқи билән лагерда өзиниң вә башқа уйғур қиз-аяллириниң бешиға кәлгән зулумларни қисқичә аңлитип өтти вә америка һөкүмитини бу зулумни аяғлаштуруш үчүн көпрәк әмәлий һәрикәт қилишини тәләп қилди.

Турсунай зиявудунниң қисқичә баянидин кейин кеңәш палата әзаси җеф мерклий униңдин: “сизчә сиз қамалған бу лагерлар хитай һөкүмитиниң уйғур аяллирини айрип уларниң туғушини, нопусниң көпийишиниң алдини елиш истратегийәсиму яки мәҗбурий әмгәк стратегийәсиму? сизни 2-қетим немишқа лагердин қоювәтти?” дәп сориди. Турсунай зиявудун буниңға җавабән: “мән буниң қандақ истратегийәликини билмәймән. Бирақ лагерларда биринчи муддиаси бала чүшүрүш, туғут чәкләш иди. Мәнчә уларниң мәқсити һәр хил амаллар билән аялларни қийнаш, аялларни азаблаш. Чүнки улар аилиләрни парчилаватиду. Чәтәлләрдә яшаватқанларму балилирини көрәлмәйватиду. Балилири билән җәм болушиға рухсәт қилинмайватиду. Мени иккинчи қетим қоюветишидики сәвәбни мән йолдишимниң қазақистанда болғанлиқи вә мениң давайимни қилғанлиқиниң нәтиҗиси дәп қараймән” дәп җаваб бәрди.

Җеф меркилий әпәнди турсунай зиявудунниң өзи вә һазирму лагерларда уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтләрни ашкарилап көрсәткән зор җасаритигә апирин оқуди вә рәһмәт ейтти. Арқидин йиғиндики башқа дөләт мәҗлис әзалириму йиғиндики сөз қилғучилардин соал сориди.

Йиғиндики мутәхәссисләр хитай һөкүмитиниң һазир хитай аяллирини туғушқа тәшәббус қиливатқан бир пәйттә уйғур аяллириниң туғушини чәкләватқанлиқини, туғмас қиливатқанлиқини, шундақла йәнә уйғур аяллирини хитай әрлири билән той қилишқа мәҗбурлаватқанлиқини тәкитләп, буларниң һәммисиниң ирқий қирғинчилиқ икәнликини тәкитләшти.

Дөләт мәҗлис әзалири турсунай зиявудун ханимдин тәләп-пикирлирини сориди. Турсунай ханим америка һөкүмитиниң уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиқни, мәҗбурий әмгәк сияситини аяғлаштуруш вә шундақла америкадики уйғурларниң панаһлиниш ишлирини асанлаштуруш үчүн әмәлий қәдәм ташлиши керәкликини қайта-қайта тәкитлиди. Мәҗлис әзалириму буниңға җавабән өзлириниң қолидин келишичә тиришчанлиқ көрситидиғанлиқини, уйғурларниң панаһлиқ ишлириға мунасивәтлик қанун лайиһәсиниң өтүшигә һәрикәт қилидиғанлиқини билдүрүшти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.