Франсийәлик сәнәткар махн клокис лагер шаһити турсунай зиявудунниң гигант портеритини марсел шәһиридә намайән қилған

Мухбиримиз меһрибан
2021.10.13
tursunay-ziyawudun-tamdiki-resim-5.jpg

Франсийәлик сәнәткар махн клокис(Mahn Koix) лагер шаһити турсунай зиявудунниң гигант портеритини марсел шәһиридә намаян қилди. 2021-Йили өктәбир.

tursunay-ziyawudun-tamdiki-resim-4.jpg

Франсийәлик сәнәткар махн клокис(Mahn Koix) лагер шаһити турсунай зиявудунниң гигант портеритини марсел шәһиридә намаян қилди. 2021-Йили өктәбир.

tursunay-ziyawudun-tamdiki-resim-3.jpg

Франсийәлик сәнәткар махн клокис(Mahn Koix) лагер шаһити турсунай зиявудунниң гигант портеритини марсел шәһиридә намаян қилди. 2021-Йили өктәбир.

tursunay-ziyawudun-tamdiki-resim-2.jpg

Франсийәлик сәнәткар махн клокис(Mahn Koix) лагер шаһити турсунай зиявудунниң гигант портеритини марсел шәһиридә намаян қилди. 2021-Йили өктәбир.

tursunay-ziyawudun-tamdiki-resim-1.jpg

Франсийәлик сәнәткар махн клокис(Mahn Koix) лагер шаһити турсунай зиявудунниң гигант портеритини марсел шәһиридә намаян қилди. 2021-Йили өктәбир.

Уйғур лагер шаһити турсунай зиявудунниң гигант портерити франсийәниң 2-чоң шәһири марселдики телеком бинасиниң пүтүн темида намайән қилиниши, франсийә таратқулирида күчлүк инкас қозғиди. Мәзкур портерит иҗтимаий таратқуларда франсийәлик коча сәнәткари (Mahn Kloix) махн клокисниң йәнә бир мәшһур әсири дәп тәрипләнмәктә.

“франсийә 24” қанилиниң бу һәқтики хәвиридә уйғурларниң нөвәттики вәзийити һәққидиму мәлуматлар берилгән. Хәвәрдә бирқанчилиған хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң бейҗиң даирилирини кәм дегәндә бир милйон уйғурни лагерларға қамиғанлиқи вә уларни мәҗбурий әмгәккә салғанлиқи билән әйиблигәнлики тилға елинған. Хәвәрдә йәнә хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң бу қилмишларни “инсанийәткә қарши җинайәт” дәп әйиблигәнлики қәйт қилинған.

12-Өктәбир күни турсунай зиявудунниң ғайәт зор портеритни сизған рәссам махн клокис әпәнди радийомиз зияритини қобул қилди.

У алди билән өзиниң немә үчүн уйғур лагер шаһитлири һәққидики сүрәтләр ичидин турсунай зиявудунниң қоли билән мәңзини тутуп турған вә хиял сүрүватқан һалити ипадиләнгән бу сүрәтни қайта сизишни таллиғанлиқи һәққидә тохталди.

У мундақ деди: “мән хитайда уйғурларниң қандақ әһвалда икәнликини уққандин кейин, бу һәқтә сөзләш керәкликини һес қилдим. Мән нурғунлиған сүрәтләрни көрдүм. Мениңдин немишқа бу сүрәтни таллидиңиз дәп сорисиңиз, бу сүрәттики аял бир қарашта мулайим һәм қайғулуқ көрүниду, әмма униң чирайида йәнә үмидниң нуриму әкс-етиду. Мән BBC агентлиқиниң бу һәқтики хәвирини оқуғандин кейин, бу сүрәтни уйғурларниң нөвәттики вәзийитини әкс әттүрүдиған бир портирет қилип талливалдим.”

Гугулдики учурлардин мәлум болушичә, рәссам махн клокис йәнә кишилик һоқуқ паалийәтчиси болуп, униң көпинчә иҗадийәтлиридә зиянкәшликкә вә адаләтсизликкә учриған кишиләрниң образи әкс-әттүрүлгән икән.

У бу һәқтики соалимизға җавап берип, өзиниң иҗадийәт мизанида әркинлик, баравәрлик вә адаләт нишан қилинғанлиқи үчүн, бу хил темиларни таллайдиғанлиқини билдүрди.

Униң билдүрүшичә, у көпинчә рәсимлиридә сиясий җәһәттә охшимиған қарашини ипадилигәнлики үчүн зиянкәшликкә учриғучиларни, йәни әркинлик, баравәрлик вә адаләт үчүн күрәш қилғучиларни асаслиқ тема қилидикән. Шуңа у әсәрлиридә кишиләргә һәмишә үмид беришни мәқсәт қилидикән.

Униң тәкитлишичә, униң арзуси һәр бир кишиниң әркинликиниң капаләткә игә қилиниши икән.

Франсийә уйғур иниститотиниң башлиқи дилнур рәйһан мәзкур там рәсими вә бу һәқтә франсийәдә берилгән хәвәрләрни фейсбук қатарлиқ иҗтимаий таратқуларда тонуштурған уйғур паалийәтчилириниң бири.

Дилнур рәйһан радийомиз зияритини қобул қилип, мәзкур портеритниң франсийәдә күчлүк диққәт қозғиғанлиқини илгири сүрди.

Дилнур рәйһан йәнә уйғур лагер шаһити турсунай зиявудунниң портерит рәсиминиң франсийәдики даңлиқ рәссам махн клокис тәрипидин сизилиши һәмдә уйғурлар вәзийитиниң франсийә сәнәткарлири тәрипидин әкс әттүрүлүшиниң әһмийити һәққидә тохталди.

Америкадики лагер шаһити турсунай зиявудун ханимму зияритимизни қобул қилди.

У өзиниң BBC агентлиқиниң хәвиридә ишлитилгән сүритиниң тартилиш җәряни һәққидә әһвал тонуштурди.

Униң ейтишичә, бу сүрәтниң франсийәлик сәнәткар махн клокис тәрипидин марсел шәһиридә намайән қилиниши, уни қаттиқ һаяҗанландурған. У йәнә бу сүрәтниң там рәсимигә айландурулуп, франсийәниң иккинчи чоң шәһири болған марселда көрситилиши, уйғур вәзийитини хәлқараға аңлитишта техиму муһим әһмийәткә игә икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.