Турсунай зиявудун: мени үмид күчләндүрмәктә

Мухбиримиз гүлчеһрә
2021.11.08
Турсунай зиявудун: мени үмид күчләндүрмәктә Лагер шаһити турсунай зиявудун ханим йәһудий чоң қирғинчилиқидин аман қалғучилар билән. 2021-Йили 7-ноябир, ню-йорк.
RFA/Gülchéhre

Американиң ню-йорк штатиға җайлашқан даңлиқ университетлардин рочестер университетида, 7-ноябир, йәкшәнбә күни, мәхсус уйғурлар учуватқан ирқи қирғинчилиқини тонуштуруш һәққидә “заман вә макандин һалқиған ирқий қирғинчилиқ” темисида бир муһакимә йиғини ечилған. Бу муһакимә мәзкур университетниң инсаншунаслиқ факултети вә уйғур әркинлики үчүн йәһудийлар һәрикити тәрипидин уюштурулған болуп, паалийәткә уйғур лагер шаһити турсунай зиявудун уйғур қирғинчилиқидин аман қалғучи сүпитидә қатнашқан болса, йиғинға йәнә йәһудий чоң қирғинчилиқидин аман қалғучи бир венгирийәлик йәһудий аял леа малекму(Lea Malek )тәклип қилинған.

Йиғинға мәзкур университетниң тәтқиқатчи оқуғучилири вә проффесорлиридин башқа йәнә йәһудийлар җәмийәтлиридинму күп санда вәкилләр иштирак қилған.

Лагер шаһити турсунай зиявудун ханим рочестер университетиниң сабиқ оқуғучиси се хун ким(Se Hoon Kim) вә мәзкур университетниң инсаншунаслиқ факултетини пүттүрүш алдида турған йәһудий қиз оқуғучиси киннерет катз киннерет катз(Kinneret Katz) билән. 2021-Йили 7-ноябир, ню-йорк.
Лагер шаһити турсунай зиявудун ханим рочестер университетиниң сабиқ оқуғучиси се хун ким(Se Hoon Kim) вә мәзкур университетниң инсаншунаслиқ факултетини пүттүрүш алдида турған йәһудий қиз оқуғучиси киннерет катз киннерет катз(Kinneret Katz) билән. 2021-Йили 7-ноябир, ню-йорк.

Рочестер университетида өткүзүлгән бу муһакимидә дәсләп венгирийәдин кәлгән йәһудий қирғинчилиқидин аман қалғучи леа малек, өз аилисиниң иккинчи дуня уруши мәзгилидә германийә натсистлири тәрипидин қандақ вәйран қилинғанлиқи һәмдә йәһудийлар соланған мәҗбурий әмгәк лагерида, дадисиниң вә йәнә нурғун бигунаһ инсанларниң ачлиқ вә вә еғир әмгәк һәмдә кесәлләрдин қандақ қийнилип өлүп кәткәнликидәк қорқунчлуқ вә азаблиқ кәчмишлирини ортақлашқан.

Арқидин уйғур ирқий қирғинчилиқидин аман қалғучи сүпитидә сөзгә тәклип қилинған турсунай зиявудун, өзиниң хитайниң лагерида икки қетимлиқ қамилиш вә у җайда чәккән қийин-қистақ, роһий, җисманий зулум вә җинсий зораванлиқларни интайин тәсирлик тәбиий һалда аңлатқан.

Бу муһакимә йиғининиң мәслиһәтчиси, рочестер университетиниң сабиқ оқуғучиси се хун ким йәкшәнбә күнидики муһакимә йиғининиң толиму үнүмлүк болғанлиқини билдүрди.

Униң қисқичә тонуштурушичә бу муһакимә мәзкур университетта мәхсус уйғур ирқий қирғинчилиқи тема қилинған-3 қетимлиқ муһакимә болуп, уйғур қирғинчилиқи тоғрисида техиму көп учур билән тәминләш, немишқа уйғур қирғинчилиқиға көңүл бөлүшимиз керәк, бу тоғрида немә қилалайсиз? дегәнни чөридәп елип берилған.

Илгири се хон ким мәзкур университетта тунҗи болуп 2019-йили “уйғур қирғинчилиқи” ни тонуштуруш муһакимә йиғинини тәшкилләп, лагер шаһити меһригүл турсун вә башқа уйғур паалийәтчиләрни тәклип қилған иди.

Шундин буян уйғур ирқий қирғинчилиқ мәсилисигә қизиқиватқан вә уйғурларға көңүл бөлгүчи студентлар барғанчә көпәймәктикән.

Униң чүшәндүрүшичә нөвәттә рочестер университети инсаншунаслиқ факултетини пүттүрүш алдида турған йәһудий қиз оқуғучи киннерет катз Kinneret Katz ниң қурған уйғур әркинлики үчүн йәһудийлар һәрикити тәшкилати, мәзкур муһакимә йиғинниң алдида йәнә бу йил мартта “уйғур қирғинчилиқи вә әһудийларниң мәсулийити” дегән темида мәхсус муһакимә уюштурған икән.

Се хун ким йәһудий чоң қирғоинчилиқи билән селиштуруп җанлиқ өгиниш пурсити яритилғанлиқи йәкшәнбә күнидики муһакимә йиғинниң әң зор мувәппәқийити дәйду.

Дүшәнбә күни зияритимизни қобул қилған турсунай зиавудунниң билдүрүшичә, өзиниң йәһудий шаһит билән тәң сәһнидә туруп, охшишип кетидиған һекайилирини ортақлашқанда, иштиракчиларниң икки милләттин болған икки аялниң охшимиған дәврдә баштин кәчүргән азаблиқ һекайилириниң өзлиридә худди тарих тәкрарлиниватқанлиқидәк билингәнликини ейтишқан.

Турсунай кишиләрниң өзидин, уйғурларни қутулдуруш үчүн өзлириниң немә қилалайдиғанлиқини сорашқанда, адаләтпәрвәр инсанларниң сәмимийитидин бәкму тәсирләнгәнликини вә буниң өзигә үмид беғишлиғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.