“юникло” (Uniqlo) ниң баш иҗраийә директори: “биз шинҗаңдин кәлгән пахитиларни ишләтмәймиз”

Вашингтондин мухбиримиз нуриман тәйярлиди
2024.12.04
Tadashi-Yanai-uniqlo-kiyim-kechek-yaponiye-1024 Японийәниң даңлиқ кийим-кечәк ширкити “юникло” (Uniqlo) ниң баш иҗраийә директори тадаши янайи (Tadashi Yanai) ширкәтниң йеңи баш иштаб бинасиниң ечилғанлиқини хатириләш ахбарат елан қилиш йиғинида сөзләватиду. 2017-Йили 16-март, токйо
Photo: RFA

Японийәниң даңлиқ кийим-кечәк ширкити “юникло” (Uniqlo) ниң баш иҗраийә директори тадаши янайи (Tadashi Yanai) 27-ноябир күни BBC ниң зияритини қобул қилғанда, юниклониң “шинҗаң пахтисини ишләтмәйдиғанлиқи” ни билдүргән. Бу дуняға даңлиқ японийә кийим-кечәк ширкити “юникло” ниң “уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ” дәп әйиблинип кәлгән нәччә йилдин буян тунҗи қетим очуқ ипадә билдүрүши болуп һесаблиниду.

BBC Мухбири зиярәт җәрянида, 2021-йилидин буян тадаши янайи әпәндиниң “юникло” ширкитиниң маллирида “шинҗаң пахтисиниң ишлитилгән ишлитилмигәнлики һәққидә ениқ бир немә демигәнликини” тәкитлигәндин кейин, бу соалини қайта сориған:

 “юникло ширкитиниң маллирида шинҗаң пахтиси ишлитилгән яки ишлитилмигәнлики һәққидә бир ениқлима берәләмсиз?”

Тадаши әпәнди бу соалға җавабән, “яқ, биз шинҗаңдин кәлгән пахтиларни ишләтмәймиз” дәп җаваб бәргән. У йәнә: “әгәр мән буниңдин артуқ гәп қилсам, бәк сиясий болуп кетиду, шуңа мушу йәрдә тохтап қалай” дәп артуқ гәп қилмиған.

Бу хәвәр хитайниң ичи вә сиртида кәң тарқалғандин кейин, хитайниң иҗтимаий алақә супилирида “юниклони байқут қилишимиз керәк”, “шинҗаң пахтиси дуня бойичә әң яхши пахта” дегәндәк хәштәг (#) намлири астида юниклоға қарши күчлүк ғулғула пәйда болған. X Қатарлиқ хәлқаралиқ таратқуларда хитайниң тәшвиқат қаналлириниң “шинҗаң пахтиси” “уйғурларниң баяшат һаяти” һәққидики тәшвиқат видийолири техиму көпәйгән.

Мәлум болушичә, хитай изчил түрдә юниклониң әң чоң базарлиридин бири болупла қалмай, бәлки әң муһим кийим-кечәк ишләш мәркизи һесаблинидикән. Бу ширкәтниң хитайда японийәдинму көп дукини бар болуп, янайи әпәнди BBC ниң зиярити җәрянида өзлириниң хитайда миңға йеқин дукини барлиқини, кәлгүсидә буни үч миңға йәткүзүшни пиланлаватқанлиқини ейтқан.

Хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси мав ниң юниклониң “шинҗаң пахтиси” ни ишләтмәйдиғанлиқиға инкас қайтуруп, “шинҗаң пахтиси” ниң әң яхши пахта икәнликини, “содиға сиясәтни арилаштурмаслиқ керәклики” ни билдүргән.

Хитай һөкүмити америка вә башқа дөләтләрниң хитайдики мәҗбурий әмгәк маллирини, җүмлидин “шинҗаң пахтиси” дин ишләнгән тоқулма буюмлирини чәклишигә қарши туруп келиватқанлиқи мәлум. 2021-Йил 3-айда, хитай ташқи ишлири министирлиқи баянатчиси хуа чүнйиң хитайдики мәҗбурий әмгәк мәсилисини инкар қилип: “бәзи чәт әл ширкәтлири хитайниң ешини йәп, хитайниң қазинини чеқиватиду” дегәниди.

Заманиви қуллуққа қарши қурулған, америкадики әркинлик бирләшмиси (Freedom United) тәшкилатиниң хадими криста биснавут (Krysta Bisnauth) ханим бу һәқтики соаллиримизға елхәт арқилиқ җаваб қайтурди.

У хетидә америка қатарлиқ демократик әлләрниң уйғур мәҗбурий әмгәк мәсилисигә тутқан позитсийәсиниң йәр шари маркилириниң тәминләш зәнҗиригә көрсәткән тәсири һәққидә тохтилип мундақ дәп язған: “уйғур мәҗбурий әмгәкниң алдини елиш қануни пүтүн ‛оюнлар‚ ни өзгәртти. У символлуқ әмәс, ширкәтләрни расттинла тиҗарәт усулини өзгәртишкә қистимақта. Ширкәтләрниң уйғур райониға бағланған маллири чәклимигә дуч кәлгәнликтин, улар инавитини қоғдаш үчүн тиришиватиду. Башқа районлар вә дөләтләрму американиң тутқан йолиға буниңға әгишиши керәк. Биз бу йил явропа иттипақида йеңи мәҗбурий әмгәк низамини мақуллидуқ. Биз башқа дөләтләрниңму пат йеқинда буниңға әгишишини үмид қилимиз. Әлвәттә бу һөкүмәтләр вә ширкәтләрниң дадил позитсийә тутушиға бағлиқ. Униңдин башқа йәнә тадашиға охшаш тәсири күчлүк кишиләрниң җавабкарлиқиниму сүрүштә қилиш керәк.”

Мода кийим-кечәк саһәсидики мәҗбурий әмгәк мәсилисигә, болупму уйғурларниң мәҗбурий әмгики билән булғанған кийим-кечәк саһәсигә диққәт тартип келиватқан, нөвәттә фирансийәдә турушлуқ хитай мода кийим лайиһәлигүчи луис шин (Louise Xin) ханимму бу һәқтики соаллиримизға елхәт арқилиқ җаваб қайтурди.

У кийим-кечәк саһәсидики “шинҗаң пахтиси” ни чөридигән талаш-тартишлар һәққидә мундақ дәп язған: “мәҗбурий әмгәк билән булғанған материялларни ишләтмәсликни таллаш һоқуқи лайиһәлигүчиләрдин тартип истемалчиларғичә һәммә адәмгә берилиши керәк. Мода саһәси бу түрдики системилиқ мәсилиләр үстигә қурулған. Ширкәтләр вә лайиһәлигүчиләрму мәлуматниң кәмлики сәвәбидин тәминләш зәнҗирини контрол қилалмайду. Бу назарәт қилиш вә җавабкарлиқни сүрүштүршниму қийинлаштуруветиду. Болупму шинҗаң пахтиси дуняниң хитай билән болған сиясий мунасивитиниң җиддийлишиши сәвәбидин техиму сәзгүр темиға айланди. Уйғур мәҗбурий әмгәкниң алдини елиш қануниниң йолға қоюлуши вә явропа иттипақиниң бу йилқи мәҗбурий әмгәк чәкләш низаминиң мақуллиниши билән ширкәтләрниң таллишиму қолайлишиду, дәп қараймән. Әмма һәқиқий өзгириш йәнила ишләпчиқиришниң һәрқайси қатламлиридики кишилик һоқуққа һөрмәт қилишни тәләп қилиду.”

“шинҗаң пахтиси” сәвәбидин юниклоға охшаш қаршилиққа дуч кәлгән ширкәтләрдин йәнә шиветсийәниң H&M ширкити, шундақла найки, адидас, бурберри (Burberry) қатарлиқлар бар. 2024-Йил 9-айда, хитай сода министирлиқи йәнә келвин кләйн (Calvin Klein), томми һилфигер (Tommy Hilfiger) ширкәтлириниң беши болған PVH ширкитини “һечқандақ пакитсиз шинҗаң пахтисини чәклигәнлики” үчүн тәкшүридиғанлиқини билдүргәниди.

Ширкәтләрниң уйғур райониға охшаш кишилик һоқуқ дәпсәндичилики билән әйибләнгән районлардики тәминләш зәнҗири һәққидә қарар чиқиришида, йүргүзүлүватқан сиясий тәдбирләрниң қандақ тәсир көрситидиғанлиқи һәққидә криста биснавут ханим мундақ дәп язған: “ширкәтләр һәмишә оттура йолни бойлап меңишқа уруниду. Әмма кишилик һоқуққа дәхли-тәруз қилиш мәсилисидә оттура йол йоқ. Уйғур райониға охшаш кишилик һоқуқ еғир дәхли-тәрузға учраватқан районлардин пайда елишни давамлаштурғанлиқ, експлататсийә вә бастуруш системисини қоллиғанлиқтур. Бир қисим ширкәтләр мунасивәтни үзүшкә башлиди, әмма нурғун ширкәтләр пайдини йәнила кишилик һоқуқтин муһим орунға қоюватиду. Әркинлик бирләшмиси тәшкилатимиз дуняви һәрикәтләрни сәпәрвәр қилип, ширкәтләрниң сүкүт қилип турувелиши вә шерикликини қобул қилғили болмайдиғанлиқини тәкитләп келиватимиз. Истемалчиларниң тонушини өстүрүш әһвални өзгәртиватиду.”

Луис шин ханим юникло дуч кәлгән инкаслар һәққидә тохтилип мундақ дәп язған: “мән бу йеңи қанун-низамларниң тоғра иш қилишни таллиған маркиларни қоғдишини, көргинимиздәк юникло қатарлиқ маркиларниң йолсиз байқут қилинмаслиқиға капаләтлик қилишини үмид қилимән. Кишилик һоқуққа һөрмәт қилидиған маркиларни мукапатлаш керәк. Йәнә нурғун маркилар мәһсулат ишләпчиқарған ишчиларға адил муамилә қилиштин бәкрәк, базар ечишқа көңүл бөлиду. Әмма һазир истемалчилар илгирикигә қариғанда техиму аңлиқ болуватиду, бу наһайити актип бир йөнилиш. Шуңа пәқәт һәқиқий сәмимий һәрикәт арқилиқла маркилар истемалчиларниң һәқиқий ишәнчисини сақлап қалалайду.”

 “юникло” ширкитиниң баш иҗраийә директори тадаши янайи әпәнди бу йил 75 яшқа киргән болуп, дадисидин мирас қалған бу ширкәтни 40 йилдин буян башқуруп кәлгән. Мәлум болушичә, юниклониң бу йил 8-айғичә болған йиллиқ сап пайдиси алдинқи йилдикидин %26 ашқан. У зиярәт җәрянида дунядики әң чоң мода парчә сетиш содигири болуш сүпити билән пенсийәгә чиқиштин бурун, йәр шари зәнҗири Zara ниң хоҗайини Inditex дин ешип кетишни нишанлиғанлиқини ейтқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.