Үрүмчидики чоң базарға йеқин бир бинаға от кәткән: хитайниң қамал сиясити давамлиқ паҗиә туғдурмақта
2022.11.25

Иҗтимаий таратқуларда кәң тарқалған видейо вә син көрүнүшлиригә қариғанда, 11-айниң 24-күни кәчқурун үрүмчиниң тәңритағ районидики чоң базарға йеқин җайдики бир аһалиләр қорусиға от кәткән. Торларда тарқалған видийолардин у бинаға барған от өчүрүш әтритиниң отни вақтида өчүрмигәнлики һәм өчүрәлмигәнлики, өйлиригә солинип қалған аяллар вә балиларниң сиртқа қечип чиқалмай өлгәнлики билинмәктә.
Хитай һөкүмитиниң бәргән мәлуматида, бу қетимқи от кетиш вәқәсидә өлгәнләрниң сани 10ға йәткән, әмма торда ашкариланған толуқсиз мәлуматларға қариғанда, бу қетимқи от кетиш вәқәсидә 20 нәччә адәмниң өлгәнлики һәмдә яриланғанларниң давамлиқ өлүп кетиватқанлиқи, уларниң көпинчисиниң аяллар вә балилар икәнлики мәлумболмақта.
“вашнигтон почтиси” гезитиниң 25-ноябир күни хәвәр қилишичә, бу вәқәдә от 15-қәвәттин 17-қәвәткичә туташқан вә 3 саәт көйгән, 10 адәм өлүп 9 адәм яриланған (хитай һөкүмитиниң мәлуматиға асасланған), бу вәқә бу һәптә хитайда йүз бәргән иккинчи чоң от апити болуп, икки қетимлиқ апәттә 48 адәм өлгән.
Һалбуки, нәқ мәйдандин тартилип иҗтимаий таратқуларға йолланған видийо вә син көрүнүшлиридә от кәткән бинаниниң қайсий қәвәтлириниң көйгәнлики ениқ көрситилгән. Йәни 21 қәвәтлик мәзкур бинаниниң 14-қәвитидин башлап көйүп, таки 19-қәвәткичә көйүп кәткән.
Хитай һөкүмитиниң бу йил 8-айдин башлап йолға қойған “юқумни нөлгә чүшүрүш” сияситидә үрүмчи шәһириниң тәңритағ райони “юқири дәриҗилик хәтәрлик район” дәп бекитилгән болуп, бу районда яшаватқан уйғур аһалилири үч айдин бери өйигә солинип қалғаниди; бу қетимқи от кетиш вәқәсидиму от кәткән өйдики аһалиләрниң сиртқа чиқиши чәкләнгән болуп, 20 дәк адәмниң өлүши хитайниң бу қамал сияситиниң йәнә бир паҗиәси болуп қалған.
Бу от кетиш вәқәси уйғурларниң хитай һөкүмитиниң бу қамал сияситигә болған ғәзәп-нәпритини техиму күчәйткән болуп, иҗтимаий алақә васитилиридә тарқалған көплигән видийоларда бу кәйпият рошән ипадиләнгән.
“бломберг хәвәрлири” ториму 24-ноябир күни, “хитайниң юқумни нөлгә чүшүрүш сиясити кишиләрниң ғәзипини улғайтти” намлиқ хәвәр берип, хитай һөкүмитиниң от кәткән әһвалдиму қамални бошатмаслиқ вә отни вақтида өчүрмәсликтәк җавабкарлиқини көрситип өткән.
Бу вәқәдин кейин уйғурлар һәр хил бесим вә хәтәргә қаримай, иҗтимаий алақә васитилиридә бу паҗиәдин туғулған еғир әндишиси вә йүрәк сөзлирини ипадилигән.
25-Ноябир күни иҗтимаий таратқуларда кәң тарқилишқа башлиған әң йеқинқи видейоларға қариғанда, үрүмчидә бир бинаға от кетип онлиған адәмләр көйүп өлгәндин кейин, үрүмчидики хитай аһалилири даириләрниң қамал сияситигә қарши наразилиқ намайиши өткүзгәнлики мәлум. Радийомиз тәрипидин техи рәсмий дәлилләнмигән бу намайишқа уйғур аһалилириниңму қатнашқан яки қатнашмиғанлиқи намәлум.
Иҗтимаий таратқуларда тарқиливатқан бу һәқтики видейоларда намайишчиларниң кечә қараңғулуқида ғәзәп билән товлаватқан, тараслап оқ етилған, шундақла кишиләрниң қия-чия қилған авазлири наһайити ениқ аңланған. Радийомиз вәқә һәққидә йәниму илгириләп нәқ мәйдандин хәвәр елишқа тиришмақта.