Торонто университети доклати: “уйғур аял кишилик һоқуқ қоғдиғучилири вә журналистлар хитайниң мисли көрүлмигән бастурушиға учриған”

Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2024.12.02
lager-shahit-1.jpg Калифорнийәдә қурулған уйғур фондиниң қоллиши билән америка уйғур бирләшмиси лагер шаһитлири билән бирликтә алий мәктәпләр вә ислам мәркәзлиридә “хитайниң уйғурларға қарита елип бериватқан ирқий қирғинчилиқини аңлитиш” паалийитигә атланди. 2023-Йили январ, вашингтон.
Photo: RFA

Канаданиң торонто университетидики пуқраларниң һоқуқлири вә кишилик һоқуқ мәсилилирини тәкшүрүп тәтқиқ қилидиған орган пуқралар тәҗрибиханиси (The Citizen Lab) 79 бәтлик йеңи доклат тәйярлиған. Доклатта: “сүргүндә яки дияспорада яшайдиған аял кишилик һоқуқ қоғдиғучилири вә журналистлири әр кишилик һоқуқ қоғдиғучилири вә журналистларға охшаш диктатор һакимийәтләрниң дөләт һалқиған рәқәмлик бастурушниң тәһдитигә дуч келипла қалмай йәнә җинсий паракәндичилик, хорлаш вә қорқутуш шәклидики тәһдит вә зәрбигә учриған” дейилгән. Доклат йәнә, уйғур аял кишилик һоқуқ қоғдиғучилири вә журналистларниң дуняда хитайниң мисли көрүлмигән рәқәмлик дәриҗидики бастурушиға дуч кәлгәнликини алаһидә тилға елинған.

Торонто университети (University of Toronto) мунк йәр шари ишлири вә аммиви сиясәтләр факултети пуқралар тәҗрибиханиси, йәни пәнләр ара тәтқиқат мәркизи тәйярлиған, “қечиш йоли йоқ: рәқәмлик дөләт һалқиған бастурушниң мәқсити үчүн җинсийәтни қорал сүпитидә ишлитиш” Намлиқ мәзкур доклатта көрситилишичә, бу доклатни тәйярлиған тәтқиқатчилар 20 дин артуқ дөләттики 80 дин артуқ аял кишилик һоқуқ қоғдиғучиси вә журналист билән сөһбәт елип барған. Уйғур аял паалийәтчилири вә журналистлар улар зиярәт қилған асаслиқ гуруппа болуп, уйғурлардин 10 паалийәтчи вә журналист бу тәтқиқат түригә қатнашқан. Доклатта хитайға охшаш диктатор түзүмдики һакимийәтләрниң өз дөлитидики кишилик һоқуқ һәққидә сөзлигән аялларни җимиқтуруш үчүн торда паракәндичилик селиш, төһмәт қилиш вә башқа рәқәмлик (сүний әқил вә юқири дәриҗилик көзитиш техникиси) тәһдитләрни қандақ ишләткәнлики көрситип берилгән. Доклатта мундақ дейилгән:

“рәқәмлик (сүний әқил вә юқири дәриҗилик көзитиш техникиси) билән зәрбә нишани қилинған сүргүндә яки муһаҗирәттә яшайдиған аял кишилик һоқуқ қоғдиғучилири вә журналистлар, пәқәт әр кишилик һоқуқ қоғдиғучилириға охшаш рәқәмлик тәһдиткә дуч келипла қалмай йәнә җинсий паракәндичилик, хорлаш вә қорқутуш шәклидики тәһдит һәм зәрбигә дуч кәлгән. Бу тәһдитләр кәспий хизмәт җәһәттики оңушсизлиқ, кәмситиш вә җәмийәтниң йәклишидин тартип, йеқин мунасивәт (аилә вә достлуқ) мунасивитиниң йимирилиши, чоңқур роһи азаб вә писхикилиқ җараһәт қатарлиқ еғир зиянларни кәлтүрүп чиқарған. Җинсийәтни асас қилған рәқәмлик дөләт һалқиған бастуруш йәнә даим аялларниң бәдини, җинсийәт, йүрүш-туруши вә аилә иззәт-һөрмити уқумлири әтрапида чоңқур йилтиз тартқан. Бу йәнә әрләр һөкүмранлиқ қилидиған атилиқ қаидисиниң кеңәйтилишини вә суйиистемал қилишини өз ичигә алиду. Бу, техиму көп зораванлиқ вә кәмситишни кәлтүрүп чиқарған”.

Торонто университети (University of Toronto) мунк йәр шари ишлири вә аммиви сиясәтләр факултети пуқралар тәҗрибиханиси, йәни пәнләр ара тәтқиқат мәркизи тәйярлиған, “қечиш йоли йоқ: рәқәмлик дөләт һалқиған бастурушниң мәқсити үчүн җинсийәтни қорал сүпитидә ишлитиш” намлиқ доклатниң муқависи.
Торонто университети (University of Toronto) мунк йәр шари ишлири вә аммиви сиясәтләр факултети пуқралар тәҗрибиханиси, йәни пәнләр ара тәтқиқат мәркизи тәйярлиған, “қечиш йоли йоқ: рәқәмлик дөләт һалқиған бастурушниң мәқсити үчүн җинсийәтни қорал сүпитидә ишлитиш” намлиқ доклатниң муқависи.
The Citizen Lab

Бу тәтқиқат түригә йетәкчилик қилған, торонто университети мунк йәр шари ишлири вә аммиви сиясәтләр факултети пуқралар тәҗрибиханисиниң алий тәтқиқатчиси маркус майкелсин (Marcus Michaelsen) радийомиз зияритини қобул қилип бу доклатниң характери, мәзмуни вә оттуриға қоюлған асаслиқ пикирләр һәққидә бизгә тәпсилий чүшәнчә бәрди. У мундақ деди:

“диктатор һакимийәтләр, истибдат мустәбит һакимийәтләргә охшаш дөләт һалқиған бастурушниң охшимиған шәкилләрни қоллиниду. Йәни чегралириниң сиртида яшайдиған паалийәтчиләрни җимиқтуруш, рәқәмлик, йәни сүний әқил вә юқири көзитиш техникиси билән бастуруш дөләт һалқиған бастурушниң ядроси. Биз бу доклатта сүргүндики яки дияспорадики аялларға, йәни кишилик һоқуқни қоғдиғучи вә журналистларға қаритилған бастурушни мәхсус тәкшүрдуқ. Һәмдә бу һакимийәтләрниң биз ‛җинсийәт тор һуҗуми‚ дәп атиған һуҗумни ишлитидиғанлиқини байқидуқ. Диктатор һакимийәтләр аялларға тәһдит селиш, қорқутуш, уларни иза вә номусқа қалдуруш, торда паракәндичилик селиш, һақарәтләш вә сәт гәпләрни қилиш, җинсий тәһдитләр, басқунчилиқ тәһдити билән уларни җимиқтуруш һәм уларниң инавитини чүшүрүш қилмиши садир қилиду. Буниңда аялларниң кимликини суйиистемал қилиду. Биз бу доклатни охшимиған дөләтләрдин кәлгән 80 дин артуқ дөләт һалқиған бастурушниң зиянкәшликигә учриған кишини зиярәт қилиш асасида тәйярлидуқ. Биз бу һакимийәтләрниң аялларға қаритилған бу хил дүшмәнликни өзлиригә қаритилған тәнқидни җимиқтуруш үчүн сиясий қорал сүпитидә ишлитидиғанлиқини көрсәттуқ”.

Лагер шаһитлири қәлбинур сидиқ ханим вә гүлбаһар хативаҗи ханимлар осло әркинлик мунбири йиғини гуваһлиқ бәрмәктә. 2023-Йили 28-сентәбир, ню-йорк.
Лагер шаһитлири қәлбинур сидиқ ханим вә гүлбаһар хативаҗи ханимлар осло әркинлик мунбири йиғини гуваһлиқ бәрмәктә. 2023-Йили 28-сентәбир, ню-йорк.

Ундақта немә үчүн уйғур аял кишилик һоқуқ қоғдиғучилири вә журналистлири хитайниң рәқәмлик дөләт һалқиған бастурушниң зәрбә бериш нишани болиду? җинсийәтни асас қилған мәзкур рәқәмлик дөләт һалқиған бастурушни елип барған кимләр? улар буни қандақ шәкилдә вә қандақ васитиләр арқилиқ елип бариду?

Бу доклатни тәйярлашқа қатнашқан вашингтондики “коммунизм қурбанлири хатирә фонди” ниң тәтқиқатчиси муәттәр илқут бу соалимизға җаваб берип мундақ деди: “уйғур аял кишилик һоқуқ қоғдиғучилири вә журналистлири, лагер шаһитлири вә бир қисим тәтқиқатчилар уйғур ирқи қирғинчилиқини ашкарилашта муһим рол ойниған болғачқа улар хитайниң рәқәмлик дөләт һалқиған бастурушниң зәрбә бериш нишани болған. Бу бастуруш вә тәһдитләр асаслиқи хитай һөкүмитидин келиду. Хитайниң мәқсити һәр хил васитиләрни ишлитип уйғур аял кишилик һоқуқ қоғдиғучилири вә журналистлирини қиливатқан кишилик һоқуқ паалийитидин тохтитиштин ибарәт”.

Америка уйғур бирләшмиси хәлқара аяллар байрими вә аяллар тарихи ейи (Women History Month) мунасивити билән турсунай зиявудун, меһригүл турсун вә зумрәт давут қатарлиқ лагер шаһитлириниң америка дөләт мәҗлис әзалирини зиярәт қилиш паалийити уюштурған. 2023-Йили март, вашингтон.
Америка уйғур бирләшмиси хәлқара аяллар байрими вә аяллар тарихи ейи (Women History Month) мунасивити билән турсунай зиявудун, меһригүл турсун вә зумрәт давут қатарлиқ лагер шаһитлириниң америка дөләт мәҗлис әзалирини зиярәт қилиш паалийити уюштурған. 2023-Йили март, вашингтон.
UAA

Муәттәр илқут йәнә, хитай һөкүмити, хитай җасуслири, чәт әлдә яшаватқан бәзи хитайлар вә дияспорадики бәзи уйғурларниң шәхси адавәт, бәлки хитайниң мәҗбурлиши билән уйғур аял кишилик һоқуқ қоғдиғучилири вә журналистлириға қарши қорқутуш, уларни иза вә номусқа қалдуруш, торда паракәндичилик селиш, һақарәтләш вә сәт гәпләрни қилиш, җинсий тәһдитләр билән уларниң инавитини чүшүрүш қатарлиқ уссулларни қоллиниватқанлиқини тилға алди.

Тәтқиқатчи маркус майкелсин йәнә хитайниң уйғур аял кишилик һоқуқ қоғдиғучилири вә журналистлириға қарши дөләт һалқиған бастурушни әң еғир шәкилдә елип бериватқанлиқини көрситип өтти. У, мундақ деди:

“хитай әлвәттә дөләт һалқиған бастурушни әң еғир шәкилдә елип бериватқан дөләтләрдин бири. Хитай дуня миқясида уйғур дияспорасини назарәт қилиш вә хитай һөкүмитигә қарши сөз қилғанлиқи үчүн бу дияспораға қарита һуҗум қилиш паалийитини елип бериватиду. Уйғурлар үчүн елип ейтсақ, уларниң әһвали башқа дөләтләрдин кәлгән дөләт һалқиған бастурушниң зиянкәшликигә учриғучилардин еғир. Уйғурларниң чәт әлләрдики паалийәтлири интайин еғир ақивәтләргә дуч кәлгән. Чүнки уйғур елидә инсанларға зулум селиш үчүн қурулған лагерлар бар. Уйғурлар чәт әлләрдә паалийәт қилса уларниң ата-аниси, яки аилә әзалири нәччә йил йоқап кетиши мумкин. Биз параңлашқан уйғур паалийәтчиләрниң көпинчиси аилисидикиләр билән бир қанчә йил алақилишәлмигән. Хитай һөкүмитигә қарши актиплиқ билән паалийәт елип бериватқан уйғур паалийәтчилириниң һәммиси өмри бойи вәтинигә қайтип баралмайдиғанлиқини ейтти. Бу интайин қийин иш. Башқа дөләтләрдин кәлгән паалийәтчиләрму ата-анисидин вә аилә әзалиридин әнсирәйду. Уларму аилә әзалирини қоғдаш үчүн диққәт қилиши керәк. Әмма улар охшаш ақивәткә дуч кәлмәйду. Хитайдин кәлгән уйғурлар дуч келидиған ақивәт һәқиқәтән еғир. Мәсилән түркийәни елип ейтсақ, түркийәдин кәлгән бир паалийәтчи паалийәтни тохтатса, у түркийәгә қайтип аилисини зиярәт қилалайду. Әмма бу, уйғурлар үчүн мумкин әмәс”.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.