“муһаҗирәттики уйғур аял паалийәтчиләр” намлиқ мәхсус тор сөһбити өткүзүлди
2024.08.16
Йеқинда канададики конкордийә университетиниң ярдәмчи пирофессори доктор сусан җ. Палмер, дилмурат мәһмут вә абдулмуқтәдир удун қатарлиқларниң ортақ апторлуқида “муһаҗирәттики уйғур аял паалийәтчилири” намлиқ китаб нәшр қилинған болуп, бу китаб мәркизи ню-йорктики блумисберий (Bloomsbury Publishing Inc) нәшрияти тәрипидин нәшр қилинған.
Нәшриятниң бу китаб һәққидики тонуштурушидин қариғанда, мәзкур китабта уйғур давасида актиплиқ билән рол алған зубәйрә шәмсидин, рошән аббас, рәһимә мәһмут, руқийә турдуш, арзугүл, разийә мәһмут, дилнур рәйһан, гүлчеһрә хоҗа, зумрәт давут, меһригүл турсун қатарлиқ 10 нәпәр аялниң һекайиси 2020-йилдин 2021-йилғичә болған арилиқта өткүзүлгән сөһбәт хатириси асасида йезип чиқилған. Униңда, уйғур давасидики аяллар һәрикитиниң барлиққа келишигә түрткә болған диний, сиясий вә писхологийәлик амиллар баян қилиниш билән биргә, юқириқи аял паалийәтчиләрниң хитайниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқини ашкарилашта ойниған һәл қилғуч роли йорутуп берилгән.
Америкадики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши 16-авғуст күни бу китабниң нәшр қилиниши мунасивити билән тор сөһбити уюштурған. Сөһбәткә китаб апторлириниң бири доктор сусан җ. Палмер һәмдә бу китабта тилға елинған шәхсләрдин гүлчеһрә хоҗа, зубәйрә шәмсидин, разийә мәһмут қатарлиқлар тәклип қилинған. Бу пирограммиға кишилик һоқуқ мутәхәссиси доктор софи ричардсон риясәтчилик қилған.
Сөһбәттә алди билән доктор сусан җ. Палмир ханим өзиниң қандақ болуп бу китабни йезиш ойиға кәлгәнликини баян қилған. Униң дейишичә, у уйғурларниң лагерларға қамиливатқанлиқи һәққидики хәвәрләрни өзи хитайға бир хәлқара йиғинға қатнишиш үчүн бериш алдида оқуған. У бир мустәқил вә обйектип тәтқиқатчи болуш сүпити билән уйғурларниң бешиға кәлгән күлпәтлик хәвәрләрни оқуғансери бу мәсилигә қизиққан. Канадаға қайтип кәлгәндин кейин, мунасивәтлик кишиләрни издәп уйғурлар билән алақә қилишқа башлиған.
У, “мән китабимда йәр алған бу уйғур аяллири билән сөзлишип, уйғурларниң әһвали билән тонушқансери, чоқум буни бир китаб қилип йезип чиқиш вә дуняға тонутуш ойиға кәлдим” дәйду.
Униң арқидин канададики уйғур тәтқиқатчи доктор разийә мәһмут ханим, зубәйрә шәмсидин вә гүлчеһрә хоҗа қатарлиқлар сөз елип, өзлириниң қандақ болуп уйғур давасини аңлитишта һәл қилғуч вәзипини үстигә алған кишиләргә айланғанлиқи, бу җәрянда төлигән бәдәллири үстидә қисқичә тохтилип өткән.
Зубәйрә ханим бу һәқтә тохталғанда, өзи австралийә вә һазир америкаға охшаш әркин, демократик дөләтләрдә яшаватқан болсиму, бир минутму вәтинидә зулум көрүватқан уйғурларни есидин чиқирип қоялмайдиғанлиқини, қанчә әркин, қанчә яхши шараитларда яшиғансери немә үчүн уйғур хәлқиму мушундақ яшиялмайду, бизму мушундақ яшашқа лайиқ идиққу? дегәндәк ой-пикирләрниң өзини чирмивалидиғанлиқини, шуңа уйғурларниңму мушундақ әркин түзүм астида яшиши үчүн тохтимай һәрикәт қилидиғанлиқини баян қилған.
Разийә мәһмут ханим, уйғурлар көрүватқан зулумниң пәқәт лагерлар биләнла башланмиғанлиқини, нәччә әвлад давамлишип кәлгән бу зулумниң йүкини һазир билип-билмәй чәт әлләрдә чоң болуватқан уйғур балилириниңму тәң зиммисидә көтүрүватқанлиқини әскәрткән. У, өзиниң дава йолида билип-билмәй балисиғиму шу даваниң йүкини йүклигәнликини бир қетимлиқ зиярәт җәрянида һес қилғанлиқини баян қилған. У йәнә әвладму-әвлад давамлишип, уйғурларни еғир роһий зиянға учритиватқан бу зулумниң чоқум аяғлишиши лазимлиқини тәкитлигән.
Бу сөһбәттә йәнә әркин асия радийоси уйғур бөлүминиң мухбири гүлчеһрә хоҗаму өзиниң уйғурларниң бешиға кәлгән зулумни ашкарилашта муһим рол ойниған хәвәрләрни ишлигәндин кейин, ата-аниси, иниси вә башқа уруқ-туғқанлириниң төлигән бәдәллирини, өзиниң хитай һөкүмити тәрипидин “террорчи” дәп җакарлиниши вә лагерлар башлиғандин кейин һечқандақ алақә қилалмиған аписи вә инисиниң хитай тәрипидин екранға чиқирилип, уни әйибләшкә мәҗбурланғанлиқидәк әһвалларни сөзләп өткән. Гүлчеһрә йәнә еғир күнләрни бешидин өткүзгән уйғурларниң йәнила һаятқа болған ишәнчисини йоқатмай, толуп-ташқан үмид вә ишәнч билән яшишиниң өзигә зор күч беғишлап кәлгәнликини баян қилип өткән.
Юқириқи аял паалийәтчиләр сөзлиридә йәнә хитайниң уйғурларға қаритиватқан ирқий қирғинчилиққа дуня җамаәтчиликиниң диққитини тартиш үчүн, тохтимай һәрикәт қилидиғанлиқини әскәртип өткән.
Бир саәт давамлашқан бу сөһбәт интайин тәсирлик вә мәзмунлуқ сөһбәтләр билән аяғлашқан.