“уйғур аяллири һазир немишқа яғлиқ артмайду?”
2024.12.16

Мәлум болушичә, йеқиндин буян хитай компартийәсиниң “җапалиқ күрәш қилиш арқилиқ радикаллиқни тазилиғанлиқиниң зор утуқлири” дин бири дәл “уйғур аяллириниң яғлиқ артмайдиған болғанлиқи” һәққидики видийолар хитайдики “довйин” қатарлиқ иҗтимаий таратқу супилирида кәң тарқилишқа башлиған. Бу видийоларда, бу хилдики қийин хизмәтләрни дуняда пәқәт хитай компартийәсиниңла әмәлгә ашуралайдиғанлиқи тәкитлинип, бир кишиниң туғулушидинла мәлум динни таллашқа мәҗбурлинишиниң асарәт икәнлики, әксичә кишиләрниң кейинки вақитта өзи таллиғанниң һәқиқий етиқад болидиғанлиқи алаһидә тәкитләнгән.
Довйиндин башланған “уйғур аяллири һазир немишқа яғлиқ артмайду?” темисидики бу қисқа видийо X вә башқа иҗтимаий таратқуларда көпләп һәмбәһирләнгән болуп, бу һәқтә көплигән муназирә вә ғулғула оттуриға чиқишқа башлиған. Шуниңдәк, “уйғур аяллириниң һазир яғлиқ артмайдиған болуши” һәққидә охшимиған қараш вә инкаслар оттуриға қоюлған.
Бу һәқтики инкасларда бәзиләр, юртлирида аниси вә қиз қериндашлириниң адәттә деһқанчилиқ қилиш вә пашиларниң паракәндичиликигә учримаслиқ үчүн яғлиқ артидиғанлиқи, шуңа мусулманларниң яғлиқ артишиға һәйран қалмайдиғанлиқини ейтқан; бәзиләр болса, бу видийониң яхши ишләнгәнликини тәриплигән. Буларниң ичидә бирәйлән “яғлиқ артип хитайға кәлгән һәр қандақ бир мусулман террорчи” дәп инкас қайтурған. Йәнә бирәйлән болса “хитай охшимиған етиқадларға бәрдашлиқ берәләйду вә һөрмәт қилалайду. Әмма у етиқадни һөкүмәткә таҗавуз қилиш вә хәлқни алдашниң қорали сүпитидә қобул қилалмайду!” дегән. Бир инкас қайтурғучи буниңға җавабән мундақ дегән: “сиз туғулған вақтиңиздила сиясий чәклимиләргә учрисиңиз немә дәйсиз?”
Лондон университети шәрқшунаслиқ вә африқа институти (SOAS) ниң пирофессори, доктор рәйчил һаррис (Rachel Harris) ханимниң билдүрүшичә, бу хилдики һекайиләрниң иҗтимаий таратқуларда тарқилиши уйғур ели тоғрисида кәң тарқиливатқан сахта учур һәрикитиниң рошән мисали һесаблиниду. Бу һәқтики зияритимиз җәрянида у бу тоғрисида тохтилип мундақ деди.
“мениңчә биз бу район тоғрисидики бу хил бир тәрәплимә доклатларға давамлиқ диққәт қилишимиз керәк. Чүнки ғәрб таратқулири һазир униңға анчә қизиқмайду. Ваһаләнки хитай һөкүмити бу хилдики һекайиләрни инглизчә шәкилдә тарқитиш вә яки иҗтимаий таратқулар йоли арқилиқ яхши пайдилиналайду. Шуңа мениңчә ‛аялларни яғлиқ артмаслиққа дәвәт қилиш арқилиқ уларни ашқунлуқтин қутулдуруш‚ дегән идийәдә бир чоң мәсилә бар. Чүнки буни исламға қарши болған ирқчилиқ вә наданлиқтин келип чиққан дәп қараймән. Бизгә аянки, уйғур районида миңлиған аяллар пәқәт өз етиқади билән шуғулланғанлиқи үчүнла қолға елинған, түрмигә ташланған вә узун муддәтлик қамақ җазасиға һөкүм қилинған.”
У бу һәқтә сөз болғанда, 2024-йили йили уйғур зиялийси вә ана тил паалийәтчиси абдувәли аюп билән бирликтә тамамлиған тәтқиқатиниң нәтиҗиси сүпитидә елан қилған “уйғур аяллар вә диний зиянкәшлик” намлиқ доклатини тилға елип, мундақ деди:
“биз бу доклатта, диний етиқади яки паалийәтлири сәвәбидин қолға елинған уйғур аяллириниң санини тәпсилий тәкшүрдуқ. Бу җәрянда биз бу әһвалниң маһийәттә уйғур аяллириниң хитай компартийәси тәрипидин азад қилиниши тоғрисидики һекайигә охшимайдиғанлиқини байқидуқ. Әмәлийәттә, биз мәһәллә районлардики башламчи болған, диний етиқади вә ишәнчи арқилиқ зор утуқларға еришкән, әмма әркинлики вә һоқуқидин мәһрум қалған, һәтта түрмигә ташланған аялларниң барлиқини байқидуқ. Шуңа, мениңчә бу хилдики һекайиләргә қарши туруш һәқиқәтән муһим. Чүнки улар пәқәтла хата көз қарашларни базарға салиду.”
Хитай ичи вә тешидики иҗтимаий мунбәрләрдә тарқиливатқан бу видийода йәнә, һазир кишиләрниң уйғур елидә бир нәччә йил илгири көргинидәк қара рәңлик узун көңләк (абая) кийгән аялларни задила учратмайдиғанлиқини тилға елип “бу шинҗаңда динсизлаштурушни әмәлгә ашуруш йолидики мувәппәқийәт” дәп көрсәткән. Шуниңдәк уйғурлар билән хитайлар оттурисидики тойлишишниң көпийиши билән һазир һеч болмиғанда бир әвлад яшларниң уйғур елидә динсизлишишини ишқа ашурғанлиқи тәкитләнгән.
Америкадики туңган анализчи ма җүниң қаришичә, башқиларға зорлуқ билән яғлиқ артқузуш яки башқиларға зорлуқ билән яғлиқ артқузмаслиқ маһийәттә инсанийәткә вә мәдәнийәткә қарши җинайәттур. У бу һәқтә мундақ дәйду:
“бу вилогерниң қиммәт қаришида, яғлиқ артмаслиқ—мәдәнийәт вә тәрәққият дәп қаралған. яғлиқ артқанларни ашқунлуқ, феодаллиқ вә қалақлиққа четишлиқ, дәп қариған. Һәммә адәмниң яғлиқ артиш, қалпақ кийиш, өзи яқтуридиған турмуш усули бойичә кийиниш һоқуқи бар. Һечким әрәб дунясидики кишиләрниң чөлдә яшайдиған муһитта яғлиқ артиш һоқуқини тартивалалмайду. Әмма биз иранға охшаш башқилардин баш кийими кийишни тәләп қилидиған мустәбит дөләтләрни әйиблишимиз керәк. Қандақла болмисун, бу кишиләрниң турмуш адити вә диний етиқади бойичә күндилик турмушта өзини ипадиләшни мәни қилиштур. Шуңа бизниң һазир көрүватқанлиримиз хитайниң типик ирқий қирғинчилиқи, мәдәнийәт қирғинчилиқи вә диний қирғинчилиқниң нәтиҗиси һесаблиниду. Бу хил ишлар пәқәт хитайға охшаш чекидин ашқан милләтчилик, чекидин ашқан ирқчилиқ вә натсистларниң мәдәнийәт идийәси нәтиҗисидә мәйданға келиду. Шуңа мениңчә бу пүткүл хитай җәмийитиниң паҗиәсидур.”
Униң билдүрүшичә, видийодики вилогерниң бу хилдики қийин хизмәтләрни пүтүн дуняда пәқәтла хитай компартийәсиниң беҗирәләйдиғанлиқини тәкитлигәнлики, әмәлийәттә униң хитай компартийәсиниң уйғурларға йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқиға гуваһчи болғанлиқидур. У бу һәқтә тохтилип мундақ дәйду:
“бу аялниң ирқий қирғинчилиқ қилған кишиләргә гуваһчи болуп, буни бир макро усулда испатлиғанлиқиға рәһмәт. Демәкчимәнки, бу қилмишларни пәқәт хитайдила ишқа ашурғили болиду, йәни пүткүл инсанийәт дунясидикиләр буни қилалмайду, пәқәт инсан болмиғанларла қилалайду. Башқичә ейтқанда, бу арқилиқ улар хитай компартийәси қолланған аталмиш бир йүрүш қилмишларниң инсанийәткә қарши қилмиш икәнликини вә инсанлар қилалмайдиған ишларни хитай компартийәсиниң қилалайдиғанлиқини пүтүн дуняға җакарлиди. Шуңа, улар дунядики һәммәйләнгә өзлириниң уйғурларға қиливатқанлириниң ирқий қирғинчилиқ икәнликини вә уларниң инсанийәткә қарши җинайәт садир қилғанлиқини ейтмақта.”
Исраилийәдики хитай язғучи таң дәнхоң ханимниң қаришичә, видийода вилогерниң бир кишиниң туғулушидинла мәлум динни таллашқа мәҗбурлинишиниң асарәт икәнлики, әксичә кейин өзи таллиғанниң һәқиқий етиқад болидиғанлиқидәк бу қариши бир түрлүк сәпсәтә болуп, толиму күлкилик вә бимәнилик һесаблиниду.
“биз туғулғанда һечқайсимизниң таллишимиз йоқ. Әгәр бирәйлән хитай миллити болуп туғулған болса, улар чоқум хитай болуши керәк. Әгәр бир уйғур болуп туғулған болса, ундақта у уйғур ата-аниси вә бу мәдәнийәт муһитида әлвәттә өзиниң мусулман болуп туғулғанлиқини чүшинип йетиду һәм мусулман болуш сүпити билән пәқәт ислам диниға ишиниду. Әмма бәлким кәлгүсидә диндин халий мусулман болуши мумкин. Шуңа бу йәрдә улар логикилиқ тәпәккур қилиш җәһәттин оюн ойнап, уйғурларниң мусулман болуп туғулдум дәп қаришиниң вә өзиниң таллишиниң болмиғанлиқини бу йәрдә көрситип өткән.”
У йәнә, уйғур аяллириниң яғлиқ артмайдиған болуши вә йеңи бир әвлад кишиләрниң динсизлишишни исқа ашурғанлиқидин бәкму ечинидиғанлиқини алаһидә тәкитләйду.
“хитай у әзәлдин уйғурларни ашқунлуқ вә террорлуқ билән бағлап кәлди. Йәни у оттура шәрқтики чекидин ашқан террорлуқ вә радикал исламни уйғурларға қәстән таңди. Адәттә нурғун кишиләр уйғурларни вә көп хиллиққа игә мусулман дунясини чүшәнмәйду. Йәни, хитай һөкүмити оттура шәрқтики мусулманларниң радикаллишишидин бизар болған нурғун кишиләрниң уйғурларниму мушуниңға охшаш дәп ойлишини үмид қилиду.”
Нөвәттә чәтәлдики иҗтимаий супиларда тарқитиливатқан бу хилдики видийо, сүрәт вә язмилар давамлиқ диққәт тартмақта.