Уйғур аяллири: уйғур аяллири әң еғир зулум вә хорлашларға учримақта
2024.11.26
![bdt-ayallar-zorawanliqi-uyghur-ayallar-1920 bdt-ayallar-zorawanliqi-uyghur-ayallar-1920](https://uygdev.rfaweb.org/uyghur/xewerler/uyghur-ayalliri-zulum-xorluq-11252024162645.html/bdt-ayallar-zorawanliqi-uyghur-ayallar-1920.jpg/@@images/7ed2e6d6-c806-4846-9d6e-7be8718df158.jpeg)
Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң торида 25-ноябир, хәлқарада аялларға қаритилған зораванлиқни түгитиш күни мунасивити билән елан қилған доклатта көрситилишичә, аяллар вә қизларға қаритилған зораванлиқ дунядики әң кәң тарқалған кишилик һоқуқ дәпсәндичиликиниң бири. Доклаттин қариғанда, һәр үч аялниң бири дегүдәк өмридә кәм дегәндә бир қетим җисманий вә яки җинсий зораванлиққа яки һәр иккисигә учрайдикән. 2023-Йили кәм дегәндә 51 миң 100 аял җинсини асас қилған зораванлиқ вә рәһимсиз һәрикәт-шериклири вә аилә әзалири тәрипидин өлтүрүлгән.
Доклатта көрситилишичә, аялларға қаритилған һәр хил зораванлиқлар һәтта тор бошлуқлиридиму күчәйгән, уруш, тоқунуш болуватқан җайларда болса техиму еғирлашқан. Бу апәтлик зулум хизмәт соруни вә тор бошлуқини өз ичигә алған охшимиған орунларда күчәйгән. Тоқунуш вә килимат өзгириши сәвәбидин техиму еғирлашқан. Б д т һәр қайси әза дөләтләргә вә хәлқараға чақириқ қилип, аялларға қаритилған зораванлиқларни һәл қилиш чариси: “күчлүк инкас қайтуруш, җинайәтчиләрниң мәсулийитини сүрүштүрүш, яхши болған дөләт истратегийәси арқилиқ һәрикәтни тезлитиш вә аяллар һоқуқи һәрикитигә мәбләғни ашуруш” дәп көрсәткән.
Б д т йәнә хәлқарада аялларға қаритилған зораванлиқни түгитиш үчүн дуняни һәрикәткә кәлтүрүш бойичә, 25-ноябирдин 10-декабирғичә, йәни 16 күнлүк тәшәббус паалийәтлирини башлиған.
Хәлқара аялларға қаритилған зораванлиқни түгитишниң 25 йиллиқи мунасивити билән, дуняда, аялларға қаритилған зораванлиқни түгитиш тоғрисидики вәдиләрни җанландуруш, җавабкарлиқни сүрүштүрүш вә һәрикәткә келиш тәшәббус қилиниватқан мушу пәйттә, зияритимизни қобул қилған лагер шаһити, хитайниң уйғур елидә қурған лагерлирида еғир җисманий роһий зулумлирини баштин кәчүргән, һазир америкада яшаватқан меһригүл турсун ханим мундақ деди: “мән һаятимда техи биз аяллар үчүн мундақ бир хәлқаралиқ күн барлиқиниму билмәйдикәнмән, аяллар әң еғир дәпсәндичиликкә учраватқан хитайда, буни әлвәттә аялларниң һәтта бу күнни билиш һоқуқиму йоқ”.
Меһригүл турсун уйғур қиз-аяллири бүгүнки күндә учраватқан, әң еғир зораванлиқ, күлпәтләр һәққидә сөз қилип: “уйғур қиз-аяллири учраватқан еғир күлпәтләр, уларниң мәҗбурий түрдә хитайларға никаһлиниши, бала туғуш вә балилирини тәрбийәләш һоқуқиниңму тартивелиниши” дәйду.
Меһригүл хитай даирилириниң ашу өзини солиған лагерда елип барған рәһимсиз қийин-қистақлириниң өз җисми вә роһида қалдурған җараһәтлиридин техи һазирға қәдәр пүтүнләй әслигә келәлмигәнликини билдүрди.
Меһригүл йәнә әркинликкә еришкән өзиниң һаятиниң, пәқәт һазирму хитайниң зулуми астида туруватқан һәдә-сиңиллири, уйғур хәлқи үчүн аваз чиқириш билән мәнә тапидиғанлиқини, зулум астидики уйғур қиз-аяллириниң өзиниң ялғуз әмәсликини һес қилишини үмид қилидиғанлиқини тәкитлиди.
Дәрвәқә мәйли өзи зулум көргән болсун яки башқа аялларниң зулумлириға шаһит болған болсун, демократик әлләрдә яшаватқан уйғур аяллириниң көпинчиси уйғур аяллири вә уйғур хәлқиниң һәқ-һоқуқлири үчүн күрәш қилғучиларға айланмақта.
Әнә шундақ аяллардин бири, уйғур кишилик һоқуқи қурулушиниң тәтқиқатчиси зубәйрә шәмсидин ханим-25 ноябир, хәлқарада аялларға қаритилған зораванлиқни түгитиш күни мунасивити билән зияритимизни қобул қилип: “бүгүнки күндә уйғур қиз-аяллириниң йәнила дунядики ирқи қирғинчилиқтәк әң еғир зулум астида туруватқанлиқини унтушқа болмайду” дәйду.
Зубәйрә шәмсидин ханимниң йиғинчақлап көрситишичә, нөвәттә уйғур қиз-аяллири еғир хорлашларға вә зулумларға давамлиқ учраватқан болуп, әң омумлашқан вә нуқтилиқ зулумлар җинсий вә җисманий җәһәттин таҗавузға, басқунчилиқ учраш, мәҗбурий түрдә хитайларға никаһландуруш, мәҗбурий туғмас қилиш вә қул әмгәклири, йәни мәҗбурий әмгәккә селиш вә башқилардур.
Зубәйрә ханимниң билдүрүшичә, җинсни асас қилған зораванлиқ қилмишлири еғир дәриҗидә мәвҗут болсиму, лекин бу доклат қилинмиған вә тәкшүрүлмигән җинайәт болуп, әрлири, оғуллири асасән лагерға елип кетилгән уйғур аяллириниң һәмишә ялғуз яки балилири билән бу зулумларға тақабил турушқа мәҗбур болуватқанлиқи мәлум, улар даим бихәтәр болмайду. Бихәтәрлики, иқтисади вә һәр җәһәттики әркинликидин мәһрум қалған уйғур қиз-аяллириниң җинсий хорлашларниң қурбани болуватқанлиқиму көпләп ашкарилинип кәлмәктә.
Зубәйрә ханимниң ейтишичә, бу хил зораванлиқниң көпинчиси һөкүмәтниң қоли арқилиқ йүз бериватқан болғачқа, җинайәтчиләргә җаза беришниң орниға зулумға учриғанларға қорқунч вә номус муһити яритилиду. Мундақ җинсий таҗавузларға учриғучи аяллар әрз қилалмайду, чүнки әрз қилсиму адаләткә еришәлмәйду. Әксичә номус сәвәбидин буни йошурушқа мәҗбур болиду һәм тосқунлуққа учрайду.
Буни нәзәрдә тутқанда, б д т ниң бу йиллиқ хәлқара аялларға қаритилған зораванлиқни түгитиш күнидики баш темисиму дәл сәргәрдан аяллар вә қизлар дуч кәлгән җинси зораванлиқни асас қилған, зораванлиқ хәвпиниң күчийишигә диққәт қилиш вә хәлқара җәмийәтни бу мәсилини алдинқи орунға қоюшқа вә уларни қоғдашқа керәклик мәбләғ билән тәминләшкә чақириқ қилиш икән.
2024-Йили 25-ноябир хәлқара аялларға қаритилған зораванлиқни түгитишниң 25 йиллиқи вә җинси асас қилған зораванлиққа қарши 16 күнлүк паалийәтниң башлинишида, америка ташқи ишлар министири антони билинкен мәхсус баянат елан қилип, хәлқара аялларға қаритилған зораванлиқни түгитиш күнидә, зораванлиқниң бузғунчилиқ тәсири һәққидә ойлинип, уни йоқитиш үчүн тиришишни тәвсийә қилған. У баянатида америкиниң бу мәсилини алдинқи орунға қоюп кәлгәнликини, йәнә 2024-йили, америка һөкүмити җинсий зораванлиқни асас қилған зораванлиқниң алдини елиш вә җиддий әһвалға тақабил туруш үчүн 273 милйон доллардин артуқ мәбләғ билән тәминлигәнликини қәйт қилған.