Пирагада “уйғур қирғинчилиқидики аялларниң азаб-оқубәтлири” темисида паалийәт өткүзүлди

Берндин ихтиярий мухбиримиз һәбибулла изчи тәйярлиди
2024.12.11
praga-jaza-lager-05 Қәлбинур сидиқ ханим хитайниң җаза лагерлиридики қийнаш һәққидә гуваһлиқ бериватиду. 2024-Йили 9-ноябир, пирага
RFA/Hebibulla Izchi

9-Декабир чех җумһурийитиниң пайтәхти пирага шәһиридики чарлес университети қанун факултетида “уйғур қирғинчилиқи мәзгилидә аялларниң азаб-оқубәтлири” темисида уйғур ирқий қирғинчилиқини тонуштуруш мәқсәт қилинған гуваһлиқ бериш паалийити уюштурулди. Мәзкур паалийитини чех кишилик һоқуқ паалийәтчиси, чех җумһурийитидики кишилик һоқуқ мунбириниң директори евита ванкакова вә чех җумһурийитиниң қанунчилиқ университети болған чарлес университети қанунчилиқ факултети қармиқидики “асасий қанун вә кишилик һоқуқ мәркизи” бирликтә тәшкиллигән.

Қәлбинур сидиқ вә евиталар билән биллә. 2024-Йили 9-ноябир, пирага
Қәлбинур сидиқ вә евиталар билән биллә. 2024-Йили 9-ноябир, пирага
RFA/Hebibulla Izchi

Бу паалийәттә голландийәдә яшайдиған җаза лагери шаһити қәлбинур сидиқ нәқ мәйдандин, америкидики меһригүл турсун интернет арқилиқ гуваһлиқ берип хитайниң түрмә вә җаза лагерлиридики уйғурлар дуч келидиған қийин-қистақ вә паҗиәлирини тонуштурди. Шу арқилиқ уйғур ирқий қирғинчилиқини, шундақла бу қирғинчилиқта уйғур аяллири дуч келидиған, әмма тил билән ипадиләш қийин болған әң паҗиәлик җәрянлар тонуштурулди. Бу мунасивәт билән бу паалийәт үчүн голландийәдин чех җумһурийитигә келип гуваһлиқ бәргән лагер шаһити қәлбинур сидиқ ханимни зиярәт қилдуқ. У паалийәт һәққидики тәпсилатларни радийо аңлиғучилар билән ортақлишип өтти.

Бу қетимлиқ гуваһлиқ бериш паалийитиниң әң өзгичә мәзмунлиридин бири бу қетим гуваһчиларға тәрҗиманлиқ қилған тәрҗиман болуп, уйғур тилида ана тилидәк сөзләйдиған бу киши чех пәнләр академийәсиниң тәтқиқатчиси, доктор ондрий климес (Ondřej Klimes) иди. Уйғурчә өзигә чирайлиқ қилип “өткүр” дегән исимни қуювалған ондрий климес әпәнди зияритимизгә җаваб берип, бу паалийәтниң тәшкиллиниш җәряни вә қандақ елип берилғанлиқи һәққидики тәпсилатларни радийо аңлиғучилар билән ортақлашти.

Андери килмәс әпәнди лагер шаһити қәлбинур сидиққа тәрҗиманлиқ қиливатиду. 2024-Йили 9-ноябир, пирага
Андери килмәс әпәнди лагер шаһити қәлбинур сидиққа тәрҗиманлиқ қиливатиду. 2024-Йили 9-ноябир, пирага
RFA/Hebibulla Izchi

У йәнә, бу паалийәт арқилиқ еришмәкчи болған үнүм вә бундин кейин бу хил паалийәтләрни техиму көп тәшкилләшниң муһимлиқи һәққидиму тохтилип өтти.

Паалийәт тәшкиллигүчи вә риясәтчи евита ханим бу паалийәтниң темиси вә асаслиқ мәқсити һәққидә тохтилип өтти. Униң ейтишичә, бу қетим хитай һөкүмитиниң уйғур аяллириға йүргүзүватқан зиянкәшлики вә қиз-чоканларниң ирқий қирғинчилиқ җәрянидики кәчүрмишлирини тонуштуруш асас қилинған болуп, бу һәқтики көз қаришини аңлармәнләр билән ортақлашти.

Прагадики чарлес университити қанун факултетида “уйғур қирғинчилиқи мәзгилидә аялларниң азаб-оқубәтлири” дегән паалийәттин бир көрүнүш. 2024-Йили 9-ноябир, пирага
Прагадики чарлес университити қанун факултетида “уйғур қирғинчилиқи мәзгилидә аялларниң азаб-оқубәтлири” дегән паалийәттин бир көрүнүш. 2024-Йили 9-ноябир, пирага
RFA/Hebibulla Izchi

У бу һәқтә мундақ дәйду: “бу паалийәттә уйғур аяллири дуч кәлгән вәһшийликләр, йәни системилиқ хорлаш, мәҗбурий туғмас қиливетиш, җисманий қийнақ вә кишилик һоқуққа дәхли-тәруз қилиш қилмишлири қанун факултети оқуғучилири вә тәтқиқатчиларға тонуштурулди. Буниңдики мәқсәт бу қирғинчилиқтин аман қалғучиларниң авазини яңритиш, шуниңдәк уйғур қирғинчилиқиниң, болупму униң аялларға көрсәткән тәсирини техиму чоңқур чүшиниш вә уни инсанларға билдүрүш”.

Дуня вәзийитидики җиддий өзгиришләр түпәйлидин уйғур қирғинчилиқи һәққидики муһакимиләр тәдриҗий кишиләрниң есидин көтүрүлүшкә башлиғанда явропа алий мәктәплиридә бу хилдики гуваһлиқ йиғинлириниң өткүзүлүши бу җәһәттики аммиви тонушни өстүрүштә муәййән иҗабий рол ойнайду, дәп қаралмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.