Уйғурларниң азаблири билән йезилған биңтүәнниң 70 йиллиқ қизил һекайиси(1)

Вашингтондин мухбиримиз гүлчеһрә тәйярлиди
2024.10.09
Bingtuen-70-yil--wangjin-xitay-esker-1920 Тарихи материялларда көрситилишичә, хитай коммунистик партийәси қошунлири 1949-йилиниң ахирида уйғур елигә бесип киргәндин кийин, 1954-йили 10-айда хәлқ азадлиқ армийәси дәп аталған мәзкур қошунлар вә гоминдаңниң уйғур елидә тәслим болған қисимлиридин мәхсус ишләпчиқириш вә қурулуш армийәси қуруп чиқилған.
Photo: RFA

Мустәмликиниң 70 йиллиқ дағдуғиси

1-Өктәбир уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 74 йиллиқи тоғрулуқ һазирғичә һечқандақ сада чиқармиған хитай һөкүмити, 2024-йили 10-айниң 7-күни, үрүмчидә шинҗаң ишләпчиқириш қурулуш биңтүәни қурулғанлиқиниң 70 йиллиқини дағдуғилиқ тәбрикләш йиғини өткүзди.

Хитайниң уйғур елидики “шинҗаң биңтүәни” хитай хәлқ җумһурийитиниң өлкә вә министирлиқ дәриҗилик алаһидә оргини болуп, бу, хитай коммунистик партийәси, һөкүмәт вә һәрбий бирләшкән, алаһидә башқуруш системисини йолға қойған бир гәвдидур. Биңтүәнниң җуғрапийәлик орни уйғур аптоном районида болсиму әмма у уйғур аптоном райони һөкүмитигә қаримайду, бәлки хитай мәркизий һөкүмитиниң башқурушида болуп кәлмәктә.

“шинҗаң ишләпчиқириш қурулуш биңтүәни” ниң тәсири күчийип, уйғур аптоном райониниң сиясий, иқтисадий орни барғанчә аҗизлаватқан, шундақла биңтүән уйғурларни бастурушта ойниған роли сәвәблик ғәрб әллириниң ембаргосиға учриған бир пәйттә, хитай даирилири 7-өктәбир күни үрүмчидә дағдуғилиқ өткүзгән бу тәбрикләш йиғинға, хитай рәиси ши җинпиңниң хитай мәркизи комитети, мәркизи һәрбий ишлар комитети вә хитай дөләт ишлири кабинети (говуйүән) дин тәркиб тапқан алаһидә вәкилләр өмикини әвәткәнлики мәлум.

Мәркәз вәкилләр өмикиниң өмәк башлиқи, хитай коммунистик партийәси мәркизий комитети сиясий биюросиниң әзаси хе лифең мәркизий комитет, дөләт ишлири кабинети вә мәркизий һәрбий ишлар комитетиға вакалитән шинҗаң ишләпчиқириш қурулуш биңтүәни қурулғанлиқиниң 70 йиллиқини тәбриклигән.

Мәркәздин тәбрик вә буйруқ

Хе лифең сөзидә 70 йилдин буян, биңтүәнниң партийә мәркизий комитетиниң күчлүк рәһбәрликидә, боз йәр өзләштүрүп чеграни муһапизәт қилиш бурчини ада қилип кәлгәнликини, болупму ши җинпиң рәһбәрликидә өз вәзиписини яхши орунлиғанлиқини мәдһийәлигән болса, ма шиңрүй, биңтүәнниң милләтләр иттипақлиқини илгири сүрүш, җәмийәт муқимлиқини қоғдаш, дөләтниң чегра мудапиәсини мустәһкәмләш үчүн өчмәс тарихий төһпиләрни қошқанлиқини тәкитлигән. Шундақла у, “биңтүән билән йәрлик ‛бир тахта шаһмат‚ ‛бир аилә кишилири‚ дегән идийәни баштин-ахирғичә сиңдүрүштә чиң туруп, биңтүән билән йәрликниң юғурма тәрәққиятида йеңи бөсүш һасил қилишқа түрткә болуш керәк” дәп тәкитлигән.

Болупму хитай компартийәси мәркизий комитетиниң тәбрик хетидә, ши җинпиң ядролуқидики шинҗаңни идарә қилиш истратегийәсидә биңтүәнниң районда аталмиш нопус байлиқини әлалаштуруш, чегра районни әмин тапқузуш вә чеграни мустәһкәмләштә муқимлаштурғучилиқ роли ойниғанлиқи һәмдә йәрлик билән чоңқур арилишиш юғурулуш, җәмийәт муқимлиқи вә әбәдий әминликини ишқа ашуруштики тәңдашсиз ролини җари қилдурғанлиқлири алаһидә тәкитләнгән.

Мутәхәссисләр: хитай һәр қандақ бәдәлгә қаримай уйғур елини тутуп туруш үчүн биңтүәнни давамлиқ күчәйтиду

Америкадики хитайни тәтқиқ қиливатқан мутәхәссисләрдин туңган зиялийси маҗу әпәнди хитайниң биңтүән қурулғанлиқиниң 70 йиллиқини алаһидә тәбриклишиниң, хитай һөкүмитиниң ғәрбниң тәнқид яки җазалириға қаримай биңтүән арқилиқ уйғур елини мунқәрз қилишни техиму күчәйтидиғанлиқидин дерәк беридиғанлиқини оттуриға қоюп мундақ деди:

 “коммунистик партийә 1954-йили шинҗаң ишләпчиқириш вә қурулуш армийәси, йәни биңтүәни қурғандин буян униң омумий мустәмликичилик сияситини бәлгилиди. Һазирму уйғур елидә һәрбий боз йәр өзләштүрүш, хитай көчмәнлири вә һәрбийләштүрүш арқилиқ ишғал қилиш сияситидә өзгириш болмиди. Гәрчә, биңтүән шунчә зор дағдуға арқилиқ өзини һаятий күчкә толғандәк көрситип, мувәппәқийәтлирини тәнтәнә қиливатқан болсиму, әмәлийәттә у, америка вә дунядики асаслиқ иқтисадий гәвдиләрниң җазалишиға учримақта. Биңтүән даирилири әмәлийәттә интайин һийлигәрдур. Коммунист партийәгә садақәтмән мәзкур орган җазалаштин кейин, дөләт вә компартийәниң мәблиғи билән өзини сақлаш үчүн тиркишиватиду.”

Маҗу йәнә хитай компартийәсиниң биңтүәнниң өз бурчини давамлиқ ада қилишини тәкрарлишидин немиләрни көрүвелиш мумкинлики һәққидә тохтилип йәнә мундақ деди:

“хитай коммунистик партийәси уйғурларға мәдәнийәт қирғинчилиқи елип бериш, барлиқ тәрәпләрдин ирқи қирғинчилиқ сиясий системисини әмәлийләштүрүш вә һәрбий күч арқилиқ бу җайни давамлиқ мустәмликидә тутуп турушни өзлириниң асаслиқ вәзиписигә айланди. Кәлгүсидә биңтүән уйғур елидә хитай коммунист һөкүмитиниң мустәмликә сияситини техиму рәһимсиз усуллар билән давамлиқ иҗра қилиду. Шуңа, һәтта хитай иқтисадида техиму чоң киризис яки чөкүш көрүлгән тәқдирдиму, биңтүән йәнила хитай һөкүмитиниң қоллишиға еришиду” .

Барғанчә көләмлишиватқан биңтүәнниң орни вә көлими

Шинҗаң ишләпчиқириш вә қурулуш армийәси-биңтүән, уйғур аптоном райониниң һәрқайси мәмурий районлириға кеңәйгән.

70 Йиллиқ тарихта, хитайниң биңтүәни уйғур елиниң җуңғар ойманлиқидики қурбан тоңғут қумлуқи вә уйғур елиниң җәнубидики тарим ойманлиқидики тәклимакан қумлуқи әтрапидики зор көләмдики бостанлиқлар вә су мәнбәлирини игилигән.

 Тәңри тағниң шималидин җәнубиғичә 14 дивизийәси болған биңтүән йәнә йеқинқи йилларда 12 шәһәр вә 100 дин артуқ кичик шәһәр пиланлиған вә қурған. Мутәхәссисләр хитай миқясида уйғур елидин башқа җайда биңтүәндин ибарәт бу хил ғайәт зор өз алдиға һәрбий қошун, һөкүмәт, йәр-земин һәм қораллиқ пуқралириға игә һакимийәт шәклиниң мәвҗут әмәсликини оттуриға қоюп кәлмәктә.

 “биңтүән хәвәрләр тори” дики биңтүәниниң қурған 12 йеңи шәһириниң хәритидики орнидин қариғанда, уларниң көпинчиси уйғур аптоном райониниң дәря-еқинлири, чегра бойлири вә муһим қатнаш түгүнигә җайлашқан, буларниң хитайниң ички өлкилири вә чәт әлләр билән торлашқан қатнаш системиси бәрпа қилинған болуп, уларда айродурум, пойиз истансиси қатарлиқлар тәсис қилинған.

 Бу шәһәрләр төвәндикичә: 1-дивизийәниң алар (әслидики уйғурларниң арал йезиси) шәһири, 2-дивизийәниң тйеменгуән (башәгим) шәһири, 3-дивизийәниң тумшуқ шәһири, 4-дивизийәниң көкдала шәһири, 5-дивизийәниң шуаңхе (мәниси қош дәря) шәһири. 6-Дивизийәниң вуҗяң шәһири, 7-дивизийәниң хуяңхе (тоғрақ еқин) шәһири, 8-дивизийәниң шихәнзә шәһири, 9-дивизийәниң бәйяң шәһири, 10-дивизийәниң бейтүн шәһири, 13-дивизийәниң шиншиң (йеңи юлтуз) шәһири вә 14-дивизийәниң куню (қурумқаш) шәһири.

Тарихи материялларда көрситилишичә, хитай коммунистик партийәси қошунлири 1949-йилиниң ахирида уйғур елигә бесип киргәндин кийин, 1954-йили 10-айда хәлқ азадлиқ армийәси дәп аталған мәзкур қошунлар вә гоминдаңниң уйғур елидә тәслим болған қисимлиридин мәхсус ишләпчиқириш вә қурулуш армийәси қуруп чиқилған. Әйни вақитта буларниң мәҗбурийити “әмгәк билән әскирий ишларни бирләштүрүш, әскәр турғузуп боз йәр өзләштүрүп, чеграни муһапизәт қилиш” дәп бәлгиләнгән. Кейинчә йәнә хитай өлкилиридики еғир вә қәбиһ җинайәт өткүзгәнләрни палайдиған җай болуп кәлгән.

Биңтүән һазирға кәлгүчи уйғур елиниң һәрқайси җайлиридики вилайәт вә областларни қоршавға алған асаста җәмий 14 дивизийә, 244 полк қурған болуп, буларниң ичидики 175 полк уйғур елидики 63 шәһәр‏-наһийәгә җайлаштурулған. Биңтүән йеқинқи йилларда барғанчә җәнубқа қарап кеңәймәктә вә тәсир даирисини кеңәйтип, хитай нопусини җәнубқа көпләп йәрләштүрмәктә.

Хитай даирилири биңтүәнниң 70 йилдин буян уйғур елиниң шараити әң начар вә җапалиқ җайлирида йилтиз тартип, боз йәр өзләштүрүш арқилиқ уйғур елини гүлләндүргәнликини, муһапизәт қилғанлиқи вә тәрәққий қилдурғанлиқини күчәп тәшвиқат қилмақта.

Дадиси америкалиқ дипломат, аписи хитай миллитидин болған америкалиқ язғучи териса (хән шу) ханимниң 1966-йилдин 1976-йилғичә болған 10 йиллиқ яшлиқ һаяти уйғур дияридики биңтүәнниң 3-дивизийәси, йәни дәл бүгүнки тумшуқ шәһиридә өткән. Териса ханим америкаға қайтип кәлгәндин кейин уйғурлар һәққидә мәхсус китаб йезип елан қилғаниди.

Териса ханим радийомиз зияритини қобул қилип, “биңтүән миң йиллардин бери уйғур хәлқигә тәвә уйғур елини игиләп ятқан кичик империйә” деди. У хитайниң тәшвиқатлириниң әксичә биңтүәнниң уйғур районидики әң мунбәт йәрлирини, байлиқ вә су мәнбәлирини игиләп кәлгәнликини оттуриға қоюп: “биңтүән, 70 йилдин буян уйғур хәлқиниң мислисиз азаб оқубәтлири бәдилигә мәвҗут болуп турмақта” дәйду.

У йәнә мундақ деди: “хитай мәркизи һөкүмитигә биваситә қарайдиған шинҗаңға орунлашқан биңтүән уйғур елидики бир мустәмликәчи империйәгә охшайду. Әмма бу империйә мәркизи һөкүмәт тәрипидин башқурулиду”.

Биңтүәнниң 70 йиллиқ мусаписидики истратегийәлик вәзиписи-мустәмликә қилиш

Шинҗаң ишләпчиқириш вә қурулуш биңтүәни һәрбий органлар вә қораллиқ органлар билән “йерим һәрбий гәвдә” болуп тәшкилләнгән. Биңтүән, дивизийә, полк вә ширкәтниң һәрбий тәшкилий қурулмисида қомандан, дивизийә қомандани, полк командири қатарлиқ һәрбий унванлар қоллинилиду. Биңтүән йәнә “хитай йеңи қурулуш гуруһи ширкити” дәпму атилиду. У деһқанчилиқ, санаәт, қатнаш, қурулуш вә содини бирләштүргән вә иқтисадий қурулуш вәзиписини үстигә алған дөләт илкидики чоң кархана.

Хитай мәркизи һөкүмити биңтүәнигә әвәткән тәбрик хетидә униң вәзиписи қайтидин бекитилгән болуп, җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини мустәһкәмләшни түрлүк хизмәтләрниң асаси линийәси қилиш, муқимлиқни қоғдап чеграни муһапизәт қилиш иқтидарини үзлүксиз өстүрүш, биңтүән билән йәрликниң юғурма тәрәққиятини чоңқурлаштуруп, йеңи дәврдики мәсулийити, бурчини садиқлиқ билән ада қилиш тәләп қилинған.

“биңтүән хәвәрлири”, “шинҗаң гезити” қатарлиқларниң 7-өктәбирдики баш хәвәрлиригә қариғанда, биңтүән қурулғанлиқиниң 70 йиллиқи пәйтидә, хитай мәркизий һөкүмити шинҗаң ишләпчиқириш қурулуш биңтүәнигә тәбрик хети әвәтип, биңтүәнниң қораллиқ қисим, һәрбий вә сақчилири, кадир һәм аммисиниң 70 йилдин буян, “йәр игиләп чегра сақлаш” тин ибарәт тарихий бурчини садиқлиқ билән ада қилип келиватқанлиқини, җәмийәт муқимлиқини қоғдаш, дөләтниң чегра мудапиәсини мустәһкәмләшкә өчмәс тарихий төһпә қошқанлиқини мәдһийәлигән.

Биңтүән нопуси вә йәрлик билән қошулуп кетиш

Биңтүәнниң нопусиниң хитайниң 2021-йилиниң ахирида вә 2022-йилиниң бешидики нопус тәкшүрүш истатистикисида 3 милйон 4851 милйон икәнлики көрситилгәниди. Көзәткүчиләр болса, биңтүәниниң башқуруш тәвәликидики 14 дивизийәси вә шәһәрлиридики нопусниң 5 милйондин ешип кәткәнликини мөлчәрлимәктә.

Биңтүәнниң 70 йиллиқ мусаписи һәққидики тәшвиқатлирида, биңтүәнниң йеқинқи йилларда, “милләтләр ара тойлишишни илгири сүрүш”, “йәрлик хәлқ билән хитайларни өз ара юғуруветиш”, “мәдәнийәт билән озуқландуруш” дегәндәк ассимилятсийә сияситидә үлгилик рол ойниғанлиқиму гәвдилиниду. Бу һәқтә: “шинҗаң җәмийитигә толуқ сиңип кирип, мәсулийити вә вәзиписини орундаш җәрянида йеңичә иҗтимаий қурулма вә мәһәллә муһитини давамлиқ бәрпа қилди. Биңтүәндики һәр қайси милләтләрниң кадирлири вә хизмәтчилири йәрликтики асасий қатламдики кишиләр билән бирлишип, достлашти вә туғқанлирини тонуп йәтти. Уларниң ичидә, хитай кадирлар аз санлиқ милләттин болған кишиләр билән җүпләшти” дейилгән.

 Ши җинпиң 2022-йили шинҗаң ишләпчиқириш вә қурулуш биңтүәнини зиярәт қилғанда, биңтүәнниң истратегийәлик орниниң наһайити муһимлиқини тәкитлигәниди.

Биңтүәнниң 70 йиллиқини қутлуқлаш тәшвиқатлирида, униң райондики муқимлиқни сақлаш вә чеграни қоғдаш иқтидариниң зор дәриҗидә өстүрүлүп, әла сүпәтлик иқтисадий тәрәққият сәвийәсиниң үзлүксиз юқири көтүрүлүп, пән-техникида йеңи мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүрүлгәнликиму тәшвиқ қилинмақта.

Шинхуа агентлиқиниң, 10-айниң 6-күнидики хәвиридә көрситилишичә, өткән 70 йилда биңтүән чегра муқимлиқини қоғдаш, шинҗаңни тәрәққий қилдуруш вә қуруштики муһим күч болуп, йәрликтики намратлиқ вә қалақ вәзийәтни өзгәртиш үчүн қийин җапалиқ шараитларда вә чөлләрдә “кәскин җәң” қилғанмиш.

Териса ханим “биңтүән уйғур хәлқиниң қан-яшлири бәдилигә мәвҗут болуп кәлди”

Териса ханим радийомиз зияритини қобул қилип, биңтүәнниң дәл хитайниң тәшвиқат қиливатқанлириниң әксичә икәнликини, қурулғандин башлап, хитай нопуси арқилиқ уйғур диярини ишғал қилған бу алаһидә хитай армийәсиниң, миң йиллардин буян уйғурларниң өз маканида бәрпа қилған бостанлиқлирини, байлиқлирини игиләп кәлгәнликини, уйғурларниң мислисиз азаб-оқубәтлири бәдилигә мәвҗут болуп туруватқанлиқини алаһидә әскәртип мундақ деди:

“мән уйғур елидә хитайниң биңтүәнни қуруши вә уни барғанчә кеңәйтиши җәрянида, бу җайда яшап кәлгән уйғур хәлқиниң миң йиллардин узақ тарихта қурған бостанлиқлирини вәйран қилип, уйғур районидики деһқанчилиқ үчүн ишлитидиған мунбәт йәрләрни игиләп, йәр ечиш баһанисидә бостанлиқларни вәйран қилип қумлаштуруп йоқатқанлиқлириға шаһит болдум. Униң уйғур елигә балайиапәт болғандин башқа һечқандақ төһписи йоқ. Мән униң 70 йилдин буян уйғур ели вә хәлқигә елип кәлгән апәтлирини мундақ нуқтиларға йиғинчақлаймән.  1.Чегра районниң муқимлиқини қоғдаш намида районға көпләп хитай көчмәнлирини көчүрүп келип, бу җайда әзәлдин асаслиқ салмақни игиләп кәлгән йәрлик уйғурлар нопусини барғанчә азайтиш, шалаңлаштуруп, һәтта еритип түгитиш ролини ойнимақта. 2.Униң йәнә бир роли шуки, у хитайниң гулагидур. У, хитай ичидә җинайәт өткүзгән яки хитай компартийәсигә қарши чиққанларни йөткәп келип җазалайдиған орун болуп кәлди. 3.Биңтүәндики хитайлар динсиз хитайлар, хитай һөкүмити динсиз бу һәрбий күчи билән йәрлик мусулманларниң диний етиқадини бастурди. 4.Илгири тәкитлигинимдәк, уйғур елиниң нәччә миң йилдин буян уйғур хәлқи бәрпа қилған етизлирини, мунбәт тупрақ, бағу-бостанлиқлирини вәйран қилиш ролини ойниди”.

Биңтүәнни техиму қудрәт тапқузуш арқисида

Уйғур райони истатистика идарисиниң санлиқ мәлуматлирида көрситилишичә, уйғур райониниң 2023-йилдики GDP си 369 милярд 600 милйон йүәнгә йетидикән. Һалбуки бултур биңтүәнниң киши бешиға тоғра келидиған GDP си болса тунҗи қетим 100 миң йүәндин артип, хитайниң оттуричә сәвийәсидин ешип кәткән һәм киши бешиға тоғра келидиған оттуричә кирими 40 миң йүәндин көп болған.

2023-Йили, биңтүәнниң ашлиқ ишләпчиқириши дөләтниң %0.39 Ни игиләп, дөләтниң омумий мәһсулат миқдариниң %10.2 Ни игилигән.

Хитайдики кремний, полиссиконниң мәһсулат миқдари айрим-айрим һалда %21.9 Вә %17.2 Ни игиләйдикән.

 2024-Йили 6-айғичә, биңтүән сода орунлириниң сани 8000 гә йәткән.

Илгири шихәнзидики биңтүән институтида оқутқучилиқ қилған, һазир америкада яшаватқан уйғур көзәткүчи илшат һәсән әпәнди, биңтүәнниң кәлгүсидә һәтта уйғур елини пүтүнләй қолиға елишни нишанлаватқанлиқини, хитайму бу мәқсити үчүн биңтүәнниң иқтисади һәмдә истратегийәлик орнини давамлиқ күчәйтип бериватқанлиқини оттуриға қойди.

Биңтүән 70 йиллиқ мусаписидә уйғурларни бастурушта қандақ ролларни ойнап кәлди, ирқи қирғинчилиқтичу? хитай биңтүәнниң 70 йиллиқ қизил һекайисини тәнтәнә қилиши арқисида дуняға қандақ сигнал бәрмәктә? бу тоғрулуқ кейинки аңлитишлиримизда давамида аңлитимиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.