Уйғурларниң азаблири билән йезилған биңтүәнниң 70 йиллиқ қизил һекайиси (2)

Вашингтондин мухбиримиз гүлчеһрә тәйярлиди
2024.10.14
Bingtuen-70-yil--wangjin-xitay-esker-1920 Тарихи материялларда көрситилишичә, хитай коммунистик партийәси қошунлири 1949-йилиниң ахирида уйғур елигә бесип киргәндин кийин, 1954-йили 10-айда хәлқ азадлиқ армийәси дәп аталған мәзкур қошунлар вә гоминдаңниң уйғур елидә тәслим болған қисимлиридин мәхсус ишләпчиқириш вә қурулуш армийәси қуруп чиқилған.
Photo: RFA

Хитай мәтбуатлирида елан қилинған “шинҗаң ишләпчиқириш қурулуш биңтүәниниң қурулуши вә тәрәққияти” дегән мақалида көрситилишичә, хитай мәркизи һөкүмитиниң биңтүәнгә йүклигән вәзиписи пәқәт бирла, у болсиму” шинҗаңниң муқимлиқиға капаләтлик қилип, чеграни қоғдаш” тин ибарәт. Әмма биңтүән кейинчә уйғур елиниң мунбәт земин, байлиқ вә су мәнбәлирини тохтимай игиләп бара-бара кеңәйгән. Мәлум болушичә, биңтүән 80-йилларда әслигә кәлтүрүлгәндин кейин, илгири йәрликкә қошуветилгән йәр-земинлар зорлуқ күч билән һәссиләп қайтуруп елинған, биңтүәнниң территорийәси вә нопуси тез сүрәттә көпәйгән.

Уйғур вә башқа йәрлик милләт хәлқи билән йәр, су, мал-мүлүк, дәря-еқин, яйлақ, орман талишиш сәвәбидин келип чиққан җедәл-маҗираларда, биңтүәнлик хитайлар асаслиқ салмақни игиләп кәлгән. Хәлқарадики биңтүән тәтқиқати мутәхәссислириниң мақалилиридиму, биңтүәнниң уйғур елидики пүтүн миллий ихтилап, миллий тоқунуш, наразилиқ һәрикәтлириниң баш мәнбәси һәмдә уйғурларниң қанлиқ бастурулушида асаслиқ күч болуп кәлгәнлики оттуриға қоюлған.

1990-Йили биңтүән, мәркизи һөкүмәткә биваситә қарашлиқ өлкә дәриҗилик мәмури орун қилип бекитилгән. Буниң билән, “шинҗаң уйғур аптоном райони” ниң земини ичидә, “биңтүән” дәп аталған йәнә бир мәмури өлкә пәйда болған. Ваң лечүән вәзипә өтигән мәзгилдә уйғурлар билән биңтүән арисидики күрәшниң характери хитай тәрипидин бурмилинип, коммунист хитайниң “үч хил күчләргә қарши күриши” гә айландурулған.

1990-Йили, хитайниң туғутни чәкләш қатарлиқ зулум сияситигә қарши барин йезисида йүз бәргән қаршилиқ һәрикитини бастурушта болсун, 1997-йилидики 5-феврал ғулҗа вәқәсини қанлиқ бастурушта болсун, яки 2009-йилидики 5-июл үрүмчи қирғинчилиқини пәйда қилишта болсун, биңтүән қораллиқ күчлири муһим рол ойниған. Бу вәқәләрдин кейин биңтүәнниң барлиқ әдлийә аппаратлири хитайниң уйғурларни бастурушлириға маслаштурулуп қайтидин кеңәйтилгән.

Ши җинпиң вәзипигә олтурғандин буян, уйғурларға йүргүзүлгән ирқи қирғинчилиқ сияситидә биңтүәнниң асаслиқ бастуруш ролини ойниғанлиқи ашкарилинип кәлмәктә. Уйғур көзәткүчиләрниң қаришичә, илгири хитай җинайәтчиләр йөткилидиған биңтүән түрмилири һазир уйғурлар билән тошқан, биңтүәнниң мустәқил өз алдиға қанун, әдлийә системиси бар. Бу, биңтүәнниң өз алдиға уйғурларни җазалиялайдиғанлиқини көрситидикән.

Биңтүән уйғур ирқи қирғинчилиқиға қатнашқан “җинайи тәшкилат”

Әнглийәдики шефелд һаллам (Sheffield Hallam) университети һелена кенидий мәркизи елан қилған, уйғурлар тоғрисидики доклатида 2017-йили башланған уйғур ирқий қирғинчилиқида биңтүәнниң ойниған ролиға даир йеңи дәлилләр ашкариланған. Доклатта қәйт қилинишичә, биңтүән әмәлийәттә хитайниң көчмәнләр мустәмликичилики аппарати болуп, уйғурларға ирқий қирғинчилиқ йүргүзүштә ядролуқ рол ойниған. Биңтүән уйғурларниң йәр-земинлирини тартивелипла қалмай, уларниң өзини хитай карханилириға яллинип ишләйдиған аталмиш “ешинча әмгәк күчлири” гә айландурған.

 Америка һөкүмити 2020-йили31-июл күни биңтүән парткоминиң секретари сүн җинлоң вә биңтүәнниң һазирқи баш қомандани вә муавин партийә комитети секретари пең җярүйни уйғурларниң кишилик һоқуқини дәпсәндә қилғанлиқи үчүн “йәр шари магнитиски қануни” арқилиқ җазалиғанлиқини елан қилғаниди.

Уйғур ирқи қирғинчилиқи тоғрулуқ доклатлири билән тонулған мутәхәссис адриян зенз биңтүәнниң ирқи қирғинчилиқта ойниған роли һәққидики қарашлирини язмичә инкасида билдүрүп мундақ дәйду: “шинҗаң ишләпчиқириш қурулуш биңтүәни” XPCC уйғурларни назарәт қилиш вә уларни лагер түрмиләрдә тутуп туруш үчүн ишқа селинған болуп, улар буниңға кәң көләмлик сақчи күчини қошқан. Шундақла уйғурлар биңтүән завутлириға йөткәлгән болуп, биңтүән уларни зор көләмдә мәҗбурий әмгәккә салмақта”.

Хитайниң биңтүәнниң 70 йилини дағдуғилиқ тәбриклиши немә сигнал бериду?

Америкидики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши-2018 йили 26-апрел елан қилған “биңтүән: хитайниң шәрқий түркистандики йерим һәрбий мустәмликичи күчи” сәрләвһилик доклатида, биңтүәнниң һәр түрлүк сиясәтлириниң йәрлик хәлқниң макансиз қелиши, муһитниң вәйран болушини кәлтүрүп чиқарғанлиқи көрситип берилгән. Мәзкур доклатта йәнә, уйғур районидики сақчи органлири, хитай армийәси вә биңтүәнниң хитай компартийәсиниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқни иҗра қиливатқан асаслиқ орунлар икәнлики көрситилгәниди. Бу доклатни тәйярлиған уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси бен кардус (Ben Carrdus) зияритимизни қобул қилип, биңтүәнниң 70 йилдин буян уйғур ели вә хәлқигә елип бериватқан зиянкәшликлирини мундақ хуласә қилди:

 “ ‛биңтүән‚ ниң 70 йилдин буян уйғур районидики муқимлиққа, йәрлик хәлқниң бихәтәрлики, иҗтимаий, иқтисади тәрәққиятиға җиддий тәһдит шәкилләндүрүп кәлгәнликини билимиз. Пүтүнләй хитайлар ниң башқурушидики биңтүән, хитай һөкүмитиниң уйғур елини мунқәрз қилиштики һәрбий күчи. Бүгүнки күндә биңтүән һәрбий җәһәттә илгирикидинму күчлүк вә хәтәрлик болупла қалмай, уйғурларни мәҗбурий әмгәккә селип келиватқан, иқтисад, армийә вә деһқанчилиқ бирләшкән системилашқан бир күч. У һашар әмгикини узақ мәзгилдин буян давам қилип кәлгән. Пакитлар шуни испатлайдуки, биңтүән деһқанчилиқтин тартип фабрикилашқан ишләпчиқиришқичә уйғурларни мәҗбурий әмгәккә селиватиду. Шуңа улар ишләпчиқарған ашлиқ, пахта дегәндәк деһқанчилиқ мәһсулатлири хәлқара базарда нурғун дөләтләрниң сода зәнҗиригә бағлиниду”.

У йәнә хитай һөкүмитиниң биңтүәнниң 70 йиллиқни тәбриклишиниң уйғурларға вә дуняға қандақ бир сигнал беридиғанлиқи һәққидә күз қарашлирини оттуриға қоюп мундақ деди:

 “биңтүән һазирму уйғур районида хитайниң шәрқий түркистанни бесип туруш ролини давамлаштурмақта, хитайниң уни тәбриклиши бу районда хитайниң қаттиқ контроллуқни давамлаштуридиғанлиқидин дерәк бериду. Йәни хитай, биңтүәнниң нәтиҗилирини дуняға көз-көз қилиш арқилиқ, ‛һәр қайсиңлар йәватқан нәрсә яки ишләткән пахтиларниң мәҗбурий әмгәктин келиш-кәлмәслики билән кимниң кари?‚ демәкчи һәмдә биңтүәнни тарқитиш хияли йоқлуқидин сигнални бәрмәкчи”.

Уйғурларниң һашар вә қуллуқ әмгәклири билән бәрпа қилиниватқан биңтүән капитали

 Биңтүәнниң иқтисадиниң уйғур мәҗбурий әмгики билән бәрпа қилинғанлиқи йеқинқи йилларда көп тәрәпләрдин ашкариланмақта һәм шу сәвәблик ғәрбниң ембарголириға дуч кәлмәктә. Болупму, америкиниң “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” 2022-йил 6-айдин башлап иҗра қилинғандин буян, биңтүәнниң пахта мәһсулатлири америка вә бәзи ғәрб дөләтлиридә чәклимигә учрап кәлмәктә иди.

Хитай һөкүмити ғәрбниң юқириқидәк күчлүк тәнқид вә ембарголириға қаримай, биңтүәнни “70 йилдин буян, әвладмуәвлад шинҗаңниң тәрәққиятиға түрткә болуш, милләтләр иттипақлиқини илгири сүрүш, җәмийәт муқимлиқини қоғдаш, дөләтниң чегра мудапиәсини мустәһкәмләш үчүн өчмәс тарихий төһпиләрни қошти. ” дәп мәдһийә оқумақта.

Доктор адриян зенз болса радийомизға йоллиған инкасида, хитай һакимийитиниң немә үчүн биңтуәнни тәрәққий қилдуруш вә зорайтишқа бунчивала әһмийәт бериватқанлиқини мундақ хуласә қилған :

“2014-йили ши җинпиң биңтүәнни зиярәт қилғанда, униң дөләтниң районға болған контроллуқини вә һөкүмранлиқ орниға капаләтлик қилишниң муһимлиқини тәкитлигәниди. Биңтүән һәмишә бу ролни ойнайду. Ши җинпиңниң район хәвпсизликини давамлиқ тәкитлиши униң биңтүәнни давамлиқ күчәйтидиғанлиқидин дерәк бериду”.

 Хитай ишләпчиқириш қурулуш армийәсиниң уйғурлар зич олтурақлашқан җәнуби районларға кеңийиш пиланиниң у җайларда хитай нопусини көпәйтишни тез сүрәттә көпәйтиш арқилиқ ишқа ешиватқанлиқи мәлум. Әксичә уйғурлар йәр-земинлиридин, иқтисадий кирим мәнбәлиридин, яшаш муһитидин бара-бара айрилип қалмақта.

Мәдәнийәт инқилаби мәзгиллиридә 10 йиллиқ яшлиқ баһари хитай биңтүәнидә өткән, америкилиқ язғучи терисса(хәншү) ханим америка вә башқа дөләтләрниң биңтүәнниң җинайәтлиригә қарши йәниму күчлүк һәрикәт қилидиғанлиқиға болған үмидини ипадиләп мундақ деди:

Биңтүән 70йил аввал шундақ иди, һазирму бу рәзилликини давам қилмақта. Һечқандақ өзгәрмиди. Биңтүән уйғур елидинла әмәс, йәр йүзидин пүтүнләй йоқилиши керәк, улар уйғур елини миң йилдин артуқ уйғур елигә игидарлиқ қилип келиватқан уйғур, қазақ вә башқа йәрлик хәлқләргә қайтуруп бериши керәк. Хитайниң уйғур хәлқиниң земини, һаяти вә етиқадини вәйран қилиш һәққи йоқ. Биңтүәнниң мәвҗутлуқи вә қиливатқан ишлири әң зор адаләтсизлик. Буларни бизла әмәс дуняму тонуп йәтмәктә. Американиң сабиқ ташқи ишлар министири майик помпейо йеқинда елан қилған китабидиму уйғурлар бешидин кәчүрүватқан бу бастуруш вә адаләтсизликләр һәққидә тәпсилий тохталған. Уйғур хәлқиниң учраватқан азаб оқубәтлиригә көңүл бөлидиған дөләт вә кишиләрниң техиму көпийидиғанлиқиға ишинимән”.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.