Хитай даирилириниң уйғур диярида чәт әл әплирини чәкләш агаһландуруши неминиң бешарити?

Вашингтондин мухбиримиз гүлчеһрә тәйярлиди
2024.04.12
xitay-uyghur-diyarida-chetel-ep-cheklesh Хитай даирилириниң “довйин” супилирида тарқатқан чәт әл әплирини чәкләш агаһландуруши. 2024-Йили 8-апрел.
Social Media

Уйғур ирқий қирғинчилиқида биваситә қоли бар болған уйғур дияридики хитай җ х тармақлири вә биңтүән сақчи тармақлири 8-апрел “довйин” супилирида мәхсус видийолуқ уқтуруш тарқитип, райондики тор абунитлирини тикток, X йәни бурунқи тиветтер, ютуб, биткойин қатарлиқ иҗтимаий алақә әплирини йүклимәсликни, йүклигәнләрниң қануний җавабкарлиққа тартилидиғанлиқини қаттиқ агаһландурған.

Бу видийоларда сақчи формиси кийивалған биңтүән сақчисиниң агаһландурушичә, һөкүмәт чәклигән тор бәтләргә һәр хил VPN яки сүрәт тезләткүч ишлитип кириш, мәвһум мәбләғ селиш мәшғулатиға қатнишиш, чегра сиртидики тор бекәтлирини зиярәт қилиш, хәвәр көрүш вә яки чолпан қоғлишип кино-тиятир көрүш, материял көрүш қатарлиқларниң һәммиси тосуқтин атлап торға чиқиш қилмишиға тәвә икән.

Әгәр тор абунитлири юқириқи иҗтимаий таратқу әплирини қачилиса вә бәлгилимиләргә хилап қилмиши байқалса, қолға елинидикән. Хитайниң “компютер учур тори вә хәлқара торни вақитлиқ башқуруш бәлгилимиси” дики алақидар маддиларға асасән, 15 миң йүән җәриманә қоюлуп, иҗтимаий ишәнч киредитидин 40 номур тартилидикән.

Хитайниң “байт дәнс” ширкитигә қарашлиқ әп тикток (TikTok) ниң американиң дөләт хәвпсизлики вә җәмийәт сағламлиқиға зиян йәткүзүватқанлиқи америка дөләт мәҗлиси әзалири вә һөкүмәт әмәлдарлириниң ортақ тонушиға айланған; американиң тиктокни өткүзүвелиши ахириқи басқучқа қәдәм қойған бир вақитта, хитай өзиниң контроллуқидики тиктокниму өз ичигә алған чәт әл әплирини чәкләш агаһландуруши, күчлүк диққәт қозғимақта.

Илгири биңтүән тәвәсидә шихәнзә йеза-игилик институтида оқутқучилиқ қилған нөвәттә америкада яшаватқан паалийәтчи вә мустәқил көзәткүчи илшат һәсәнниң билдүрүшичә, биңтүән хитайниң уйғур елидики ирқий қирғинчилиқиға  вә униң алди кәйнидики барлиқ уйғурларни бастуруш һәрикәтлиригә янтаяқ болуш, уйғурларни асас қилған йәрлик милләтни бастурушта асаслиқ күч болуп кәлгән. Бу  қетим хитайниң чәт әл әплиридин агаһландуруш уқтурушини мәхсус биңтүәнниң сақчи қисимлириниң иҗтимаий таратқу  вә тор суписида бирла вақитта елан қилиши, хитайниң районда тор бихәтәрликини баһанә қилған йәнә бир қетимлиқ зор бастурушниң бешарити болуши мумкин икән. У бу һәқтики өз әндишилирини билдүрүп өтти.

Хитай компартийәси мәркизий комитети тәрипидин 1954-йили қурулған “шинҗаң ишләпчиқириш қурулуш биңтүәни” әмәлийәттә хитайниң уйғур районидики йерим һәрбий характерлик қораллиқ органи иди. Бу орган қурулғанда, әйни вақитта шәрқий түркистанға йүрүш қилған хитай хәлқ азадлиқ армийәсиниң бир қанчилиған дивизийәлири билән гоминдаңниң уйғур районида коммунист хитай һакимийитигә тәслим болған йүз миң кишилик армийәси асаслиқ адәм мәнбәси қилинған иди.Уйғур аптоном райони билән тәң дәриҗилик мәмурий салаһийәт берилгән бу алаһидә орган йерим деһқанчилиқ игиликидин башқа, хитайниң уйғур районидики дөләт хәвпсизликини қоғдаш, җиддий әһваллар көрүлгәндә қораллиқ қисимлири вә сақчи күчини ишқа селип бастуруш вәзиписини үстигә алған иди.   Хитай һөкүмити 2017-йили уйғур районида тарихта мисли көрүлмигән чоң тутқунни башлиғанда, биңтүән буниңға актип аваз қошуп, йәрлик уйғур, қазақ қатарлиқ мусулман хәлқләрни кәң көләмдә тутқун қилиш, лагер вә түрмиләргә қамашта актип рол ойниған иди. Америка һөкүмити 2020-йили биңтүәнниң уйғурларни бастурушта ойниған роли сәвәблик ембарго йүргүзгән иди.

9-Апрелдики “биңтүән хәвәрләр тори” ниң учуриға қариғанда, йеқинда хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқи йеңидин исми аталған “биринчи дәриҗилик җамаәт хәвпсизлики сақчиханиси” ниң тизимликини елан қилған болуп, биңтүәнниң арал шәһәрлик җамаәт хәвпсизлики идарисиниң җяхези сақчиханиси, иккинчи дивизийәниң боз йәр өзләштүрүш райони сақчиханиси, алтинчи дивизийә билән сәккизинчи дивизийәниң сақчи понкитлири, шихәнзә шәһәрлик җамаәт хәвпсизлики идариси бейҗяв сақчиханиси, 13-дивизийә җйәнҗйәндун сақчиханиси қатарлиқ алтә сақчи идариси вә понкитлири бу тизимликтин орун алған.

Биңтүәнниң тор абунитлирини чәт әл тор вә әплиридин агаһландуруши вә җамаәт хәвпсизлик тармақлириниң дәриҗисини өстүрүши оттурисида қандақ бир биваситә мунасивәтниң барлиқи ениқ болмисиму, әмма хитай һөкүмитиниң уйғур елида давам қиливатқан ирқий қирғинчилиқи вә уйғурларни нишан қилған барлиқ бастуруш һәрикәтлиридә, биңтүән вә униң қораллиқ қисимлири асаслиқ рол ойнап кәлмәктә.

Бу һәқтә америкадики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши -2023йили 13-декабир күни елан қилған “шәрқий түркистанни сақчилаштуруш: уйғур районидики сақчи вә хәвпсизлик қисимлириниң хәритиләштүрүлүши” сәрләвһилик йеңи бир доклатида, хитайниң уйғур районидики сақчи назарәт қурулмисини чүшәндүрүп, “хитай азадлиқ армийәси” (PLA) билән “шинҗаң ишләпчиқириш қурулуш биңтүәни” (XPCC) му хитай компартийәсиниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқни елип бериштики асаслиқ иҗрачилири икәнлики көрситип берилгән иди.

 

 Америкидики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши елан қилған “биңтүән: хитайниң шәрқий түркистандики йерим һәрбий мустәмликичи күчи” сәрләвһилик йәнә бир доклатида “биңтүән 60 йилдин буян, уйғур елидики йәрлик хәлқниң барлиқ һәқ-һоқуқлириға еғир дәриҗидә таҗавуз қилип келиватқан мустәмликичи орган вә хитайниң қаттиқ қоллуқ билән бастурушида асаслиқ рол ойнаватқан һәрбий күч”, дәп көрсәткәниди.

 

Хитай җ х тармақлириниң мәзкур агаһландуруши, өткән һәптә уйғур аптоном районлуқ парткомниң мәхсус йиғин чақирип, “шинҗаңға мунасивәтлик мәхпийәтликләрни қаттиқ сақлаш”ни тәләп қилишиниң арқисидинла оттуриға чиққан.

Хәвәрләрдин мәлум болушичә, нөвәттә уйғур елидики тор абунитлири вә әқлифон қолланғучиларниң һәммиси хитай җамаәт хәвпсизлик даирилириниң “алдамчилиққа қарши туруш” намидики хитай җасуслуқ юмшақ деталини, компютер вә әқлифонларға орнитилған болуп, мубада бири мәзкур юмшақ детал, тивиттер йәни X, биткойин қатарлиқ чәт әл иҗтимаий алақә юмшақ деталлирини қачилимақчи болса вә яки там атлап чәт әл торлириға чиқмақчи болса, дәрһал сақчиға агаһландуруш сигнали беридикән. Сақчилар бир дәмдила йетип келидикән. Улар бу тор абунитиниң йәнә банка һесабини тоңлитип қоялайдикән вә телефон мулазимитини үзүп ташлиялайдикән.

Хәвәр вә доклатлардин мәлумки, хитай һазир барлиқ уйғурларниң учурлирини “чоң санлиқ мәлумат амбири” ға толуқ йиғип, уйғурларни 24 саәт хатирҗәм көзитиш, тәқибләшни ишқа ашуруп болған.

“мукәммәл сақчи дөлити” намлиқ китабниң аптори, техника сәмимийәт түриниң сиясәт директори, алий тәтқиқатчи җеффирий кәйин (Geoffrey Cain), хитайниң уйғур диярида тикток қатарлиқ чәт әл әплирини чәкләш тоғрулуқ агаһландуруш елан қилишини “күлкилик вә бимәнә қилмиш” дәп қарайду.

У радийомиз зияритини қобул қилип бу һәқтә мундақ деди: “хитай сақчилириниң хитай пуқралириға ‛тиктокни ишлитишкә болмайду, қанунсиз‚ дейиши бәкму күлкилик. Чүнки тикток хитай компартийәси башқурушидики ‛байт дәнс‚ ширкитигә қарашлиқ. Шундақла униң хитай нусхаси хитайда омумйүзлүк қоллиниливатқан бир әп. Тиктокни ‛қанунсиз‚ дәп чәклигәнлики техиму күлкилик. Чүнки улар американиң тиктокни чәклишини демократийә вә пикир әркинликигә қарши дәп җар селип, башқиларни әйибләп туруп, әксинчә хитайда буни пүтүнләй чәклиши, хитай компартийәсиниң интайин муғәмбәр,каззаплиқини көрситип бериду.”

Җеффирий кәйин бизниң “бу агаһландуруш хитайниң уйғур диярида йәнә бир қетимлиқ чоң бастуруш һәрикитидин бешарәтму?” дегән соалимизға җаваб берип, йәнә мундақ деди: “мениңчиму шундақ, хитайда қаттиқ бастуруш давамлиқ йүз берип туриду. Чүнки хитай һөкүмити пуқраларниң барлиқ интернет алақисини көзитип, контрол қилиду. Һәммә кишиниң тордики мәшғулатлирини һәммә учурлирини йиғиду вә қачанки улар бастуруш елип бармақчи болса, мушу хилдики агаһландуруш елан қилиду. Бу наһайити қорқунчлуқ әһвал. Шәрқий түркистанда йүз бериватқанларға кәлсәк, хитай һөкүмити у җайни юқири техникилиқ контрол қилишниң тәҗрибә мәйдани қилип кәлгән. Уйғурларни лагерларға қамаш, улар һәққидики учур амбарлирини қуруш қатарлиқларниң һәммиси тәқиб-назарәт синақлиридур. Нөвәттә һөкүмәтниң җасуслуқ әплирини пүтүн хитай пуқралириға мәҗбурий қачилитишқа башлиғанлиқи, хитай һөкүмитиниң хатирҗәмсизликини көрситип бериду. Хитай һөкүмити бу арқилиқ һечқандақ әркинлик йочуқи қалдурмаслиқни истимәктә.”

Җеффирий йәнә хитай бойичиму җасуслуқ әплирини қачилашқа мәҗбурлишиниң хитайдики сиясий муқимсизлиқни ипадиләйдиғанлиқини билдүрүп, мундақ деди: “хитай һөкүмитиниң пүткүл аһалини контрол қилишни истәватқанлиқи әмәлийәттә хитайниң сиясий муқимсизлиқини көрситип бериду. Мениңчә, әмәлийәттә хитай һөкүмитиниң әң қорқидиғини йәнила шәрқий түркистандики ирқий қирғинчилиқ җинайитини испатлайдиған дәлилләрниң ашкарилинип кетишидур. Улар уйғурларниң иҗтимаий алақә торидики авазини өчүрүш арқилиқ, дәлилләрни йоқ қилмақчи, чүнки тарқалған мунасивәтлик учурлар йиғилғанда, хитай һөкүмәт әмәлдарлириниң ирқий қирғинчилиқ җинайи җавабкарлиқини сүрүштә қилиштики пакитқа айлиниду.”

Интернет торини вә кишиләрниң учур алақисини әң илғар тәқиб техникилири билән үзлүксиз назарәт қилишни күчәйтиватқан хитай һөкүмити, 2024-йили кириши билән мәмликәт миқясида торда “өсәк сөз” тарқитишқа зәрбә бериш һәрикитини қанат яйдурмақта. Буниң билән хитай йәрлик җ х тармақлириниң уйғур диярида елип бериватқан торда “өсәк сөз” тарқитишқа зәрбә бериш һәрикитиниң салмиқи һәссиләп күчәйткәнлики мәлум болмақта. Бу һәқтә “шинҗаң хәвәрлири” тори алтай, чөчәк, ақсу, бортала, хотән қатарлиқ җайлардики җ х тармақлири 19-март күни аталмиш торда “өсәк сөз” тарқитип җазаланған 10 типик делони елан қилғаниди.

-8 Апрел, уйғур дияридин бир чәт әллик содигәрниң радийомизға инкас қилишичә, нөвәттә хитайниң чәт әл торлири вә әплирини ишләтмәслик һәққидики агаһландуруши, уйғур дияридин тарқитидиған барлиқ радийо - телевизийә вә иҗтимаий таратқу қатарлиқларда тохтимай қоюлуватқан болуп, исмини ашкарилашни халимиған бу содигәрниң билдүрүшичә, йәнә бир тәрәптин хитай сақчилириниң туюқсиз өй вә меһманханиларға кирип, халиған уйғурларниң телефонлирини тәкшүрүп вә тутқун қилишқа башлиған. Буниң билән уйғур дияриниң вәзийитидә қайтидин җиддийлик пәйда қилмақта икән.

2015‏-Йили 6-авғуст уйғур аптоном районлуқ даириләр “шинҗаң интернет тори қанунсиз вә начар учурларни паш қилиш суписи” ниң рәсмий ечилғанлиқини елан қилған иди. Мәзкур “паш қилиш суписи” ни йолға қоюши, хитайниң уйғур диярида ирқий қирғинчилиқ сияситиниң дәсләпки башлиниш қәдими һесаблиниду. Уйғур аптоном районидики тор-алақә учурлири ишханисиниң мудири ло фуюң әйни чағда, “интернет тори идеологийә саһәсидики асаслиқ җәң мәйдани” дәп көрсәткәниди.

-2016Йилиға кәлгәндә, хитай сақчилири райондики тор абунитларниң янфон вә компютерлириға һөкүмәтниң назарәт әплирини сәпләшни мәҗбурий ишқа ашурғаниди. 2017-Йили болса хитай һөкүмәт тармақлири уйғур вә башқа мусулман милләтләрниң үндидардики мәшғулат хатирилиригә асасән,кәң көләмлик тутқун қилиш һәрикитини башлиғаниди.

Хәлқаралиқ кишилик һоқуқ органлири вә ахбаратларда уйғур ирқий қирғинчилиқи һәққидә елан қилинған испатлиқ доклатларда көрситилишичә, 2017-йилидин етибарән, уйғур диярида бир милйондин үч милйонғичә бигунаһ инсанларниң, лагер вә түрмиләргә қамиғанлиқи, һәтта әмәлий санниң йәниму җиқ болуши мумкинлики оттуриға қоюлуп кәлмәктә.

Хитай һөкүмитиниң йеқиндин буян бир яқтин чәт әлләрдики өзигә майил дөләтләр вә “ислам һәмкарлиқ тәшкилати” ға охшаш органлар вәкиллирини уйғур елигә апириш, бир қисим уйғурларниң чәтәлләргә чиқишиға рухсәт қилиш вә йәнә бир қисимлириниң юртлириға беришиға рухсәт қилиш арқилиқ райондики вәзийәтниң нормаллиқини тәшвиқ қилмақта. Мушундақ бир вақитта хитайниң йәнә бир тәрәптин илгириләп учурни контрол қилишқа башлиғанлиқи болупму чәтәл әплиридин агаһландуруши диққәт қозғимақта.

Илшат һәсән әпәндиниң тәкитлишичә, хитай һөкүмәт әмәлдарлири тикток, X йәни тивиттер, фейсбук қатарлиқ иҗтимаий алақә супилирида һесаб ечип, уйғур ирқий қирғинчилиқини инкар қилишта кәң пайдиланмақта. Хитай миңларчә тор чолпанлирини ишқа селип бу хил чәт әл иҗтимаий таратқулирида хитайниң уйғурларға тутқан сияситини пәрдазлап көрситиватқан бир вақитта, уйғур дияридики җ х тармақлириниң аммини бу хил чәт әл иҗтимаий таратқу әплиридин агаһландуруши, хитай һөкүмитиниң өзиниң мәнпәәтигә кәлгәндә, нәқәдәр мәнтиқсиз икәнликини көрситип беридикән.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң сабиқ хитай ишлири директори, доктор софий ричардсон (Sophie Richardson) зияритимизни қобул қилип, хитай сақчи даирилириниң уйғур дияридики тор абунитлириға тарқатқан агаһландурушиға инкас қайтуруп мундақ деди: “биз хитай һөкүмитиниң буниңдин хели бурунла уйғур диярида торни пүтүнләй қамал қилип кәлгәнликини билимиз. Шуңа бу хил чәклимиләр йеңилиқ әмәс, һазирқи бу агаһландуруш, хитайниң американиң тиктокқа қаратқан чәклимисигә қарши инкаси болуши мумкин. Қандақла сәвәб болушидин қәтийнәзәр, пикир әркинлики хәлқара кишилик һоқуқ қанунлириға асасән вә хитай қанунидиму қоғдилишқа тегишлик болған әқәллий инсан һоқуқидур. Һалбуки, хитай һөкүмитиниң районда бастурушини давам қиливатқан бир вақитта йәнә тор алақисини чәкләп, уйғур райониниң ичидикиләр билән сиртниң алақисини пүтүнләй үзүп ташлашқа урунмақта. Әгәр хитай һөкүмитиниң мислисиз бастуруш сиясәтлири районда ишқа яриған болсиди, уларниң йәнә бу йеңи чәклимиләрни йолға қоюшқа еһтияҗи қалмас иди.”

Хитай қанун органлири учур алақә васитилирини назарәт қилип башқурушни үзлүксиз күчәйтип кәлмәктә. Хитай җ х органлири тарқатқан чәт әл әплиридин агаһландуруш уқтуруши, чәт әлләрдики уйғурлар қоллинидиған Facebook вә X қатарлиқ иҗтимаий таратқуларда җиддий инкас пәйда қилғандин башқа йәнә уйғурларниң вәзийитигә қарита әндишиләрни күчәйтмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.