Мутәхәссисләр: хитай уйғур елиниң муһитини бузуп, уни санаәт  әхләтханисиға айландурмақта

Вашингтондин мухбиримиз шадийә тәйярлиған
2024.03.28
toghraq-tarim-deryasi-bix Тарим дәрясиниң еқимидики қуруп қалған тоғрақтин йеңи бих чиқти. 2022-Йили 20-феврал
Шинхуа агентлиқи

Хитай һөкүмитиниң  ичкири хитайни електир-енергийәси, көмүр, тәбиий газ, нефит  мәнбәси билән тәминлишиниң күнсайин шиддәт билән ешиши, уйғур елиниң су, тупрақ вә һаваниң булғиниши шуниңдәк башқа екологийәлик бузғунчилиқларға учрашни күчәйтиватқанлиқи мутәхәссисләр тәрипидин агаһландурулмақта.

Хитай һөкүмәт таратқулиридин “ хитай ахбарат тори” да  хәвәр қилинишичә, йеқинда тарим нефитлики 10 миң метирлиқ қудуқ колап, асия бойичә әң чоңқур қудуқ колаш рекортини яратқан. Улар қезилған бу қудуқниң чоңқур қатлимидин 19 милйон 700 миң тонна нефит-гази алған вә уни  “10 миң метирлиқ қудуқ,  бизниң инсанийәт үчүн қошқан төһпимиз” дәп махтанған. Униңдин башқа “тәңритағ тори” ниң 22-марттики хәвиридә йәнә, тарим дәрясиниң 2000-йилидин буян давамлаштуруп келиватқан тарим дәрясиниң төвән еқини районидики аталмиш “екологийәлик” су қоюп бериш  қурулушиниң 25-қетимлиқи пилан бойичә елип берилған.

Ваһаләнки, өткән әсирниң йеримидин башлап тарим нефитликидә көплигән қудуқларниң қезилип, нефит вә тәбиий газ байлиқлириниң дәриҗидин ташқири қезилиши ,  тарим вадисиға хитай биңтүәниниң көпләп орунлишип  йәр ечиши билән тарим дәрясиниң  су миқдариниң азлап, тоғрақлиқларниң қуруп кетиши  муһит булғиниши  вә  башқа бир қатар екологийәлик мәсилиләрниң күнсайин еғирлишишиға сәвәб болғаниди. Дәрвәқә, нөвәттә мутәхәссисләр хитайниң бу хилдики һәддидин артуқ муһит бузғунчилиқиниң тарим вадисини ғайәт зор “санаәт әхләтханиси” ға айландуруп қоюшидин әнсиримәктә.

Японийәдә тәбиий җуғрапийә пәнлири бойичә докторлуқ алған, һазир түркийәдики истанбул айдин университети саяһәт бөлүминиң оқутқучиси, дуня уйғур қурултийи екологийә комитетиниң мудири, доктор  гүлмирә бәрдаш бу һәқтә радийомизға җиддий инкас қайтурди. У хитай һөкүмитиниң йиллардин буян районниң нефит, електир-енергийә, көмүр-газ қатарлиқ йеқилғу  байлиқлириниң талан-тараҗ қилинишиниң муһит булғинишини кәлтүрүп чиқиридиған муһим амил икәнликини изаһлап өтти. Доктор  гүлмирә бәрдаш йәнә,  буниң хитайниң атом синақлиридин кейинки районниң екологийәлик муһитини  еғир дәриҗидә вәйран қилиш вә инсанларниң сағламлиқиға тәсир көрситидиған йәнә бир қетимлиқ  еғир дәриҗидики зиянкәшлик икәнликини тәкитләп, мундақ деди. 

Шүбһисизки, йеқинқи мәзгилләрдә уйғур дияридики әң чоң дәря  вә уйғурлар тәрипидин “ана дәря” дәп қарилидиған тарим дәрясиниң екологийәлик муһитиниң еғир дәриҗидә вәйран қилиниши диққәт қозғайдиған муһим мәсилиләрниң биридур.  

Илгири японийәдә тәбиий җуғрапийә кәспий бойичә оқуған, һазир америкада яшаватқан доктор мухтәр чоң әпәнди  бу һәқтики инкасида, 1950-йиллардин буян,  хитай даирилириниң тарим дәряси вадисида боз йәр ечиш вә көпләп нопус йөткәш түпәйлидин, тарим дәрясиниң әслидики су миқдариниң зор дәриҗидә азийип, қурғақчилиқ апәтлирини кәлтүрүп чиқарғанлиқи  һәққидә тохтилип өтти. У йәнә  биңтүәнниң бу җайдики һәрқайси дивизийә вә полк мәйданлириниң боз йәр ечиш, көпләп су амбири ясаштәк сүний бузғунчилиқлар арқилиқ, бу җайларниң тәбиий екологийәси һәмдә иҗтимаий муһитиға еғир бузғунчилиқларни елип кәлгәнликини тилға елип, бу һәқтә мунуларни деди.

Хитай даирилири йеқинқи йиллардин буян “тарим дәряси вадисини гүлләндүрүш” вә  тарим дәряси вадисини “универсал түзәш пилани” ни ишқа ашурушқа киришкән болуп, су қурулуши вә көкәртиш ишлириға әһмийәт беришкә башлиған. Шуниңдәк буниң үчүн зор көләмдә мәбләғ аҗратқан.

Тарим дәряси әслидә дунядики әң узун ички  қуруқлуқ дәряси болуп,  уйғурлар қәдимдин тартип бу дәря вадилирида яшап шәһәрләрни қурған, деһқанчилиқ вә бағвәнчилик билән шуғулланған. Дәряниң әсли узунлуқи 2 миң километирдин артуқ болған. 1947-Йилидики санлиқ мәлуматларда көрситилишичә,  тарим вадисини өз ичигә алған җәнубтики хотән, қәшқәр, йәкән, ақсу, қарашәһәр шуниңдәк турпан вадисида бар хитайларниң  җәмий нопуси 10  миңдин төвән иди.  3 Милйонға йеқин уйғур  бу районларда яшайтти. Су мәсилиси, екологийә мәсилиси мәвҗут әмәс иди. 1949-Йили хитай коммунист қошунлири уйғур елини ишғал қилғандин кейин,  зор сандики әскирий күчини җәнубқа орунлаштурди вә биңтүән қуруп,  тарим дәрясиниң  бойлири вә су мәнбәлирини контрол қилип көпләп йәр ачти. Биңтүәнгә  вә йәрликкә зор санда тохтавсиз көчмән йөткәп  орунлаштурди шуниңдәк йәнә тәклимаканни нефит вә тәбиий газ базилириға айландурди. Буниң нәтиҗисидә  бипаян тоғрақлиқлар қуруп кәтти. Һәтта тарим дәрясиниң төвән еқинидики көп қисми қуруп  кәтти. Доктор  мухтәрниң чоңниң ейтишичә, тарим дәрясиниң  қуруши, қумлишиш вә муһит апити әнә шундақ сүний шәкилдә келип чиққаниди.

Һалбуки,  униң ейтишичә  нөвәттә  давамлишиватқан хитайниң  тарим дәряси вадисини гүлләндүрүш,  йешиллиқларни көпәйтиши һәрикити  кәлгүсидә бу районға зор санда аһалә орунлаштуруштин ибарәт.

Доктор  гүлмирә бәрдаш зиярәт давамида, хитайниң узун йиллардин буян уйғурларға елип келиватқан  екологийәлик муһит һәмдә иҗтимаий муһитиға елип келиватқан бу еғир зиянкәшликлирини тохтитишни тәкитлиди.

Доктор  гүлмирә бәрдашниң  билдүрүшичә,  хитайниң бу қилмишлириниң һәммиси  уйғур елидики су, енергийә, қезилма байлиқларни талан-тараҗ қилиш болуп, йәрлик хәлқ болған уйғурлар бу байлиқтин бәһримән болуш һоқуқидин айрилған.  Хитай һазир  таримниң тәбиий газлирини ичкири хитай өлкилиригә тошуп 4 йүз милйон нопусни  йеқилғу билән тәминлимәктә.

 Доктор гүлмирә бәрдаш  вә доктор мухтәр чоңниң  тәкитлишичә, хитайниң електир-енергийәси, көмүр, тәбиий газ, нефит  мәнбәлирини  ечишиниң җиддий рәвиштә ешиши, хитайниң уйғур елини “санаәт  әхләтханиси”ға айландуруш хәвпини күчәйтиду.    

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.