Уйғур сәнәтчиләр: “уйғур әнәниви уссуллирини қоғдап қелиш тәхирсиздур!”
2024.10.30
Уйғур хәлқ уссуллири түрлириниң рәңдарлиқи, аммибаблиқи, тарихиниң узунлуқи, күчлүк йәрлик вә миллий алаһидиликкә игә болушидәк артуқчилиқлири билән уйғур хәлқиниң иҗтимаий вә мәдәний һаятиниң бир қисмиға айлинип кәткән. Әнә шу сәвәбтин уйғурлар уссул арқилиқ мәниви һаятини бейитиду вә уссул арқилиқ өзини ипадиләйду. Шуңа уйғурларда “балиниң тили чиққанда нахша ейтиду, айиғи чиққанда уссул ойнайду” дегән сөз омумлашқан.
Һәммә йәрни бир алған “нахша-уссул” лар
Хитай таратқулири вә саяһәтчиләр иҗтимаий таратқуларда тарқатқан син көрүнүшлиридин хитай тәшвиқатиниң һазир хитайларниңму уйғурлар билән тәң уссул ойнаватқанлиқини ялғуз чоң сәһниләрдә көрситипла қалмай, йеза-кәнтләрдики аилиләргичә елип кириватқанлиқини көрүвелиш мумкин. Шу қатарда хитай даирилири һәр хил намлардики йемәк-ичмәк вә нахша-уссул арқилиқ көңүл ечиш бирләштүрүлгән сорунларни һәмдә саяһәт байрамлирини пәйда қилип, уйғурларни нахша-уссулға селиш арқилиқ хитай саяһәтчиләрни күтүшкә орунлаштурған. Буниңлиқ биләнла қалмай йәнә, уйғур қизлириниң хитай саяһәтчиләргә һәмраһ болуп уссул ойнаш, сүрәткә чүшүш, тамақ йейиш, һәтта һарақ ичишкә зорлиништәк қисмәтләргә дучар болуватқанлиқиму мәлум болуп кәлмәктә.
Ирқий қирғинчилиқ давамлишиватқан уйғур елидә уссул ойнашқа мәҗбур болуватқан уйғурлар хитай һөкүмитиниң ирқи қирғинчилиқ җинайитини йепишидики “шинҗаң яхши җай” тәшвиқатиниң васитисигә айландурулған, дәп қариливатқанлиқи мәлум. Көзәткүчиләрниң қаришичә, бу җәрянида уйғур уссуллири йәнә исмидин тартип җисмиғичә өзгәртилиш вә суйиистемал қилиништәк вәйранчилиққа дуч кәлмәктә. Көзәткүчиләр, уйғур елидә ямраватқан “шинҗаң уссули” ниң хитай һөкүмитиниң йеқинқи йилларда “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини мустәһкәмләш” вә “шинҗаңни мәдәнийәт арқилиқ озуқландуруш” намида иҗра қиливатқан хитайлаштуруш сияситиниң бир қисми икәнликини илгири сүргән иди.
“уйғур уссули” һазир “шинҗаң уссули” ға өзгәрди
Нөвәттә хитайниң һөкүмәт таратқулири вә тор супилирида “уйғур уссули” ни “шинҗаң уссули” дегән нам билән тәшвиқ қилиш омумлаштурулмақта. “тәңритағ тори” йеқинда тарқатқан “шинҗаң уссули қачан вә қәйәрдә болушидин қәтийнәзәр ‛мәнзирә‚ сизалайду” намлиқ хәвиридә 9-айниң 26-күнидики тәшвиқат йиғинида гүлнәзәр исимлик бир уйғур артис “шинҗаң уссули ойнап, мәстаниләрниң қизғин чақириқи билән алқишқа еришкән” дейилиду. Буниңдин илгири хитай мәркизи радио-телевизийә истансисиниң 2024-йиллиқ чағанлиқ сәнәт кечиликиниң “қәшқәр” бөлүмидә уйғур уссули “шинҗаң уссули” дәп елан қилинған. Буниңда мәзкур “шинҗаң уссули” ниң “йеңилиқ яритиш вә тәрәққият” намидики хитайлаштурулған вариянтини дилраба дилмурат исимлик кино артиси сәһнигә елип чиққан иди.
Чоң типтики тарихий опера “җаң чйән” дин башлап, йеқинқи үч йил ичидә “бән чав”, “манас” вә “шәрқтин көтүрүлгән бәш юлтуз” намлиқ сәһниләштүрүлгән чоң типтики уссуллуқ тиятирлар бирдәк хитай һөкүмитиниң “шинҗаңни мәдәнийәт билән озуқландуруш”, “уссул сәнити арқилиқ җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини намаян қилиш” тики үлгилик уссул әсәрлири, дәп тәшвиқ қилинмақта.
Һалбуки мутәхәссисләрниң ортақ қаришичә, хитай тәшвиқат васитилири “шинҗаң уссули” дегән нам билән оттуриға елип чиқиватқан бу уссулларда уйғурчә уссул асас қилинған болсиму, көп хил милләт уссуллириниң һәрикәт елементлири қошуветилгән вә әбҗәш уссулға айландуруветилгән. Шундақла буниңда хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан мәдәнийәт қирғинчилиқиниң йәнә бир тәрипи әкс әткән.
Хитай һөкүмити уйғур уссулини “шинҗаң уссули” дәп аташтин башқа йәнә түрлүк тәшвиқат һөҗҗәтлиридә уйғур уссулиниң вариянтлириғиму йеңи исимларни қоюшқа башлиғанлиқи мәлум. Бу арқилиқ хитай һөкүмитиниң һәр қайси җайлардики йәрлик уйғур уссуллириниң маһийәттә уйғур әнәниви уссуллириниң бир қисми икәнликидәк мәдәнийәт бағлиниши вә тарихий бир пүтүнлүкини бузуп ташлимақчи болуватқанлиқи һәққидиму соалларни пәйда қилмақта.
“бу уссуллар уйғурлардин бәкму йирақ!”
Америкадики уйғур кәспий уссулчилардин уйғур елидики муқам ансамбилиниң сабиқ уссулчиси адаләт сабит ханим һазирму кәспини ташлимиған болуп, уйғур уссулини муһаҗирәттики уйғурлар арисида омумлаштуруп вә сақлап қелиш йоллири үстидә издинип кәлмәктә. У йеқинқи йилларда, уйғурлар зич олтурақлашқан верҗинийәдики “ғәмгузар ана” уйғур ана тил мәктипидики уйғур балилириға уссул дәрси бериватқан болуп, хитай һөкүмитиниң уйғур уссуллирини парчилап вә өзгәртип йоқ қилиш урунушини нөвәттики уйғур ирқи қирғинчилиқиниң бир парчиси, дәп қарайду.
Хитай һөкүмитиниң уйғур нахша-музикилирини уйғур елиниң тарихини йеңидин шәрһләш еһтияҗи үчүн қоллиниватқанлиқини буниңдин хели вақит илгирила уйғур музика вә мәдәнийәт тәтқиқати билән шуғуллиниватқан мутәхәссисләр оттуриға қоюп келиватқаниди. Мәлум болушичә, 2023-йили хитай рәиси ши җинпиң “шинҗаңни мәдәнийәт арқилиқ озуқландуруш” арқилиқ “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини үзлүксиз мустәһкәмләш” вә шу арқилиқ уйғур елидә әбәдий әминликни орнитиш һәққидә йолйоруқ бәргән. Шундин етибарән хитайниң “шинҗаңни мәдәнийәт арқилиқ озуқландуруш” тәдбирлири зор дәриҗидә күчәйгән. Бу болса уйғур уссул сәнитидики өзгиришләрдә зор дәриҗидә үз ипадисини тапқан.
Көзәткүчиләр йеқинда уйғур мәдәнийитиниң бөшүклиридин бири болған қәшқәрдә ойналған әҗдиһа уссулини буниңға бир мисал болалайду, дәп қарайду. Хитай һөкүмити башқурушидики қәшқәр вилайәтлик таратқу мәркизи 25-өктәбир тарқатқан сүрәтлик вә синлиқ хәвәрләргә қариғанда, 2024-йиллиқ тунҗи нөвәтлик әҗдиһа-шир уссули мусабиқисигә “әҗдиһа көктә пәрваз қилип, ширлар уссулға чүшүп җәнубий шинҗаңда җулаланди; гуаңдуң-шинҗаң иттипақлишип бир аилә кишилиридин болди” дәп мавзу қоюлған һәмдә 10-айниң 20-күни қәшқәр вилайитиниң пәйзиват наһийәсидә өткүзүлгән.
Паалийәттики сүрәтләрдә көрситилишичә, асасән уйғур вә хитай яш-өсмүрләр қизил вә сериқ рәңләрдики хитай әнәниви уссул кийимлирини кийип мусабиқигә чүшкән. Илгири бу хил мәнзириләр уйғур елиниң һәр қайси йеза-кәнтлиридики даириләр мәҗбурий йосунда орунлаштуридиған хитай чаған байримини тәбрикләш паалийәтлиридә көзгә челиқип кәлгәниди. Хитай таратқулири қәшқәр вилайитидә өткүзгән бу қетимқи әҗдиһа-шир уссули мусабиқисини “әнәниви мәдәнийәткә варислиқ қилиш вә уни тәрәққий қилдуруш” дәп атапла қалмай, техиму муһими “гуаңдуң билән қәшқәрниң мәдәнийәт алмаштурушини күчәйтип, милләтләр иттипақлиқини илгири сүриду” дегән. Техиму муһими бу бу һал “нишанлиқ ярдәм” намида һәр қайси вилайәтләрни көтүрә алған хитай өлкә вә шәһәрлириниңму “шинҗаңни мәдәнийәт билән озуқландуруш” тәдбирлириниң иҗра қилинишида актип рол еливатқанлиқини көрситип бәргән.
“хитайлар һазир уйғурчә уссулға уйғурлардинму уста болуп кәтти”
Уйғур елидә йеқинқи йилларда башланған “шинҗаң уссули” ни өгиниш долқунида уйғур елигә кәлгән хитай көчмәнләр яки саяһәтчиләр уйғурларниң уссуллирини өгиниватқан болуп, мәйданда топ-топ болушуп бу хил әбҗәш “шинҗаң усули” ойнашни адәткә айландурувалған. Һәтта хитайниң ичкири өлкилиридики шәһәрләрдиму аталмиш “шинҗаң уссули” өгиниш курслири ечилип уйғурчә музикиларға “шинҗаң уссули” ойнаш мода еқимға айланған.
Уйғур аптоном районлуқ серк өмәкниң сабиқ серк маһири айгүл мәмәт ханим һазирму охшимиған мәдәнийәт байрамлирида консерт қоюш вә һәқиқий уйғурчә уссулларни ойнаш арқилиқ қизлирини тәрбийәләп кәлмәктә. Айгүл мәмәт уйғурларниң өзигә хас миллий вә әнәниви усуллириға варислиқ қилип вә раваҗландуруштин мәһрум қалдурулуп, пүтүнләй ят болған хитайчә уссулларни өгинишкә мәҗбур болуватқанлиқини, хитайларниң болса уйғур уссуллирини бузуп ойнаш вә һәр хил нам қоюш арқилиқ хитай мәдәнийитиниң бир қисмиға айландурушқа урунуватқанлиқини алаһидә әскәртиду.
Уйғур мәдәнийәт сәнитини һимайә қиливатқан вә уни сақлашқа күч чиқириватқан бир сәнәткар болуш сүпитидә айгүл мәмәт ханим уйғур уссулниң уйғур елидә хитайниң тәшвиқат қоралиға айлинипла қалмай, йәнә чәтәлләрдиму хитайлар тәрипидин хитай мәдәнийитиниң бир қисми сүпитидә тәшвиқат қилиниватқанлиқидин йүрики бәкму ечишидиғанлиқини тәкитләйду. У бу һәқтә сөз болғанда уйғур әнәниви уссуллирини әйнән йосунда ғәйрий маддий мәдәнийәт сүпитидә сақлашниң тәхирсизликини оттуриға қойди. У “уйғур уссулини сақлап қелиш вә раваҗландуруш җәһәттә чәтәлләрдики уйғур кәспий уссулчилар, шундақла сәнәткарларниң бирлишип иш елип беришини арзу қилимән” дәйду.