Уйғур елидә мәҗбурий әмгәк (һашар) қурбан һейт күнлириму тохтимиған

Вашингтондин мухбиримиз шөһрәт һошур тәйярлиди
2024.06.25
uyghur-hashar-osteng-chepish-1.jpg Һашарға мәҗбурлинип өстәң чепиватқан уйғур деһқанлар. Ақсу.
Social Media

Хитай даирилири мәҗбурий әмгәк, йәни һашарни әмәлдин қалдурғанлиқини хели йиллар бурун елан қилип болған вә нөвәттә давам қиливатқан мәҗбурий әмгәкни изчил инкар қилип келиватқан иди. Иҗтимаий таратқулардин ашкарилинишичә вә мухбиримизниң телефон зиярәтлиридә дәлиллинишичә, уйғур елидики мәҗбурий әмгәк өткән һәптидики қурбан һейт күнлириму тохтимиған.

Америкада яшаватқан лагер шаһити зумрәт давутниң фейсбук һесабида хәвәр қилинишичә, уйғур елидә аһалиләр қурбан һейт күнлири мәҗбурий әмгәккә селинған. Хәвәрдики син көрүнүшидә көпинчиси аяллардин тәшкилләнгән йүзләрчә кишиниң майса һаләттики қонақлиқта ишләватқанлиқи көрситилгән. Әслидә “довйин” да тарқалған бу син көрүнүшигә қистурулған нахша вә музикидиму аһалиләрниң һейт күнидики бу әмгәктин бизар болуш вә қақшаш кәйпияти әкс әткән.

Биз бу һейт күнидә давам қилған мәҗбурий әмгәк һәққидә мәлумат елиш үчүн, уйғур елидики алақидар орун вә шәхсләргә телефон қилдуқ.

 Мәлум болушичә, ақсу шәһәр игәрчи базиридики бир кәнттин бу йиллиқ қурбан һейтниң 1-күни елип берилған һашарға 170 киши қатнашқан. Һашар сәһәр саәт 5 тин 7 гичә давам қилған. Ақсуниң кәлпин наһийәсидики бир кәнттин 120 киши һашарға қатнашқан. Һашар җәрянида аһалиләр асасән ериқ-өстәң чепиш, йол ясаш, көврүкләрни ремонт қилиш қатарлиқ ишларға селинған. Йәнә ашкарилинишичә, шаяр наһийәсидә бу йил 1‏-айдин башлап сәһәр саәтлиридә давам қиливатқан икки саәтлик һашар, бу йил қурбан һейтқа кәлгәндә 5 саәткә чиқирилған. Һашарға 18 яштин 65 яш арилиқидикиләр қатнаштурулған. Мәлум болушичә, бу қурбан һейт күни селинған ишларниң һеч бирси пәсил характерлик әмәс болуп, бу ишларни әслидә һейт мунасивити билән тохтитип қоюшқа яки вақитлиқ кечиктүрүшкә болидикән.

Уйғур елидә һашар роза һейт мәзгилидиму давам қилған иди. Түркийәдә яшаватқан мустәқил тәтқиқатчи абдурешит нияз әпәнди, әслидә һейт күнлириниң мусулманлар үчүн дәм елиш вә көңүл ечиш күнила болмастин, яратқучиға миннәтдарлиқини билдүридиған бир ибадәт күни икәнликини, шуңа һейт күнлиридә ишләшниң тәшәббус қилинмайдиғанлиқини баян қилған иди. Абдурешит әпәндиниң қаришичә, хитай даирилири ирқий қирғинчилиқ иҗраатиниң бир парчиси сүпитидә уйғурларни өз миллий вә диний байрамлирини унтушқа мәҗбурлаватқанлиқи, һейт күни һашарға селишниң бир нуқтидин ейтқанда, әнә шу байрамларни унтулдурушни мәқсәт қиливатқанлиқини илгири сүргән иди.

Норвегийәдики мустәқил тәтқиқатчи абдувәли аюп, 2017‏-йилдики чоң тутқундин кейин, бир қисим аһалиләрниң һейт өткүзмәсликни өзини қоғдаш механизми сүпитидә аңлиқ яки аңсиз һалда қобул қилғанлиқини оттуриға қойған иди.

Роза һейт күнидики мәҗбурий әмгәктә аһалиләр парниклиқ етизларға пәмидур көчити тиккән. Бәзи көрүнүшләрдин мәлум болушичә, корлада пәмидур көчити тикиливатқан күни қаттиқ боран чиққан, аһалиләр бир тәрәптин соғуқтин тоңлиса, йәнә бир тәрәптин етизда дүм йетип, боран учуруп кетиватқан ялтирақ қатарлиқ парник әслиһәлирини қоғдаш билән зәхмәт чәккән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.