Америка-хитай риқабити пәвқуладдә комитети “уйғур һәрикити” тәшкилатини нобел тинчлиқ мукапатиға намзатлиққа көрсәткән
2025.02.06

Америка дөләт мәҗлиси қармиқидики һәр икки партийә әзалиридин тәшкиллинип қурулған америка-хитай риқабити пәвқуладдә комитети уйғурларниң кишилик һоқуқ тәшкилатлиридин “уйғур һәрикити” ни вә һәмдә иҗтимаий таратқуларда “ли муәллим” дегән тәхәллус билән билингән хитай паалийәтчи ли йиңни 2025-йиллиқ нобел тинчлиқ мукапатиға намзат қилип көрсәткәнликини җакарлиған.
5-Феврал күни мәзкур комитетниң рәиси болған җумһурийәтчи авам палата әзаси җон моленар (John Moleenar) билән мәзкур комитетниң һәйәт әзаси демократчи авам палата әзаси раҗа кришнаморти (Raja Krishnamorthi) ортақ баянат елан қилип, һәр икки намзатни тәбриклигән.
Раҗа киришнаморти баянатида мундақ дегән: “биз ‛уйғур һәрикити‚ тәшкилати вә ли муәллимни уларниң кишилик һоқуқ вә инсаний ғурур үчүн көрситиватқан һармас тиришчанлиқи сәвәблик нобел тинчлиқ мукапатиға намзатлиққа көрсәткәнликимиздин шәрәп һес қилимиз. Улар дәвримиздики әң җиддий кишилик һоқуқ киризиси алдида адаләтсизликкә җәң елан қилмақта вә җимиқтурулғанларниң авази болмақта.”
Җон моленар әпәнди баянаттики сөзидә, “‛уйғур һәрикити‚ тәшкилати һармай-талмай тәшвиқ қилиш, җәсурлуқ билән гуваһлиқ бериш арқилиқ, дуняниң уйғур қирғинчилиқидин ибарәт һәқиқәтни нәзәрдин сақит қилмаслиқиға капаләтлик қилип, зиянкәшликкә учриғучиларниң авазини йәр шари сәһнисигә елип чиқти. Хитай компартийәсиниң сүкүт темини бузуп ташлиди” дегән.
Биз бу мунасивәт билән “уйғур һәрикити” тәшкилатиниң қурғучиси рошән аббас ханимни зиярәт қилдуқ. Рошән ханим сөзидә, “уйғур һәрикити” тәшкилатиниң намзатлиққа көрситилиши, уйғур ирқий қирғинчилиқиниң һелиһәм давам қиливатқанлиқи вә уйғурлар тартиватқан зулумниң техи аяғлашмиғанлиқиниң муәййәнләштүрүлүши икәнликини билдүрди.
Рошән аббас ханим сөзидә, нобел тинчлиқ мукапатиға намзатлиққа көрситилишниң өз хизмәтлирини йәниму күчәйтиштин дерәк беридиғанлиқини ейтти.
Иҗтимаий таратқуларда “ли муәллим” тәхәллуси билән тонулған вә хитай һөкүмитиниң пуқраларға йүргүзүватқан түрлүк бесим сиясәтлирини, хитайда болуватқан вәқәләрни паш қилип келиватқан ли йиң радийомизниң зияритини қобул қилип, өзиниң бу йиллиқ нобел тинчлиқ мукапатиға намзатлиққа көрситилишини өзиниң хизмитиниң муәййәнләштүрүлүши дәп қарайдиғанлиқини билдүргән, шундақла буниң өзини бир қәдәр бихәтәр һес қилишиға түрткә болуши мумкинликини билдүргән.
У мундақ дегән: “мән өзүмниң намзатлиққа көрситилгәнликимни аңлиғинимда һәйран болдум, мән бу комитетниң мени намзат көрсәткәнликигә рәһмәт ейтимән вә буни хизмитимниң етирап қилиниши дәп қараймән. Мениң хәвәрни алғандин кейинки тунҗи инкасим шу болдики, мән буни мениң хусусий бихәтәрликимгә азрақ болсиму пайдиси болуши мумкин, дәп ойлидим. Чүнки билгиниңиздәк, мән өткән бир нәччә ай ичидә хитайниң дөләт һалқиған бастурушиға киридиған бир қәдәр еғир вәқәләрни баштин кәчүрдүм. Бирақ мән италийә сақчилириниң тәлипи сәвәбидин, бу вәқәләрни ашкарилимиған идим. Шуңа мән нобел тинчлиқ мукапатиниң намзати болушумни мениң шәхсий бихәтәрлик әһвалимниң мәлум дәриҗидә яхшилинишиға пайдиси болуши мумкин, дәп ойлаймән.”
Ли йиң радийомизға қилған сөзидә йәнә, мәзкур намзатлиқниң зиммисидики йүкни техиму еғирлаштуридиғанлиқини билдүрди. У мундақ дегән: “мәнчә, бу намзатлиқ маңа техиму көп бесим елип келиду. Нобел тинчлиқ мукапатини интайин еғир мәсулийәт, дәп қараймән. Бу мени хитайдики ишларға вә техиму көп кишиләргә тәсир көрситиш үчүн техиму көп ишларни қилишқа үндәйду. Йәнә бир муһим тәрипи шуки, бу намзатлиққа көрситилиш маңа нурғун ишәнч ата қилди. Бу бизниң қиливатқан ишимизниң әһмийәтлик икәнликини, көрүлүватқанлиқини вә етирап қилинидиғанлиқини испатлайду. Мән буни тиветтирдики (һазирқи X) маңа охшаш хизмәт қиливатқанларғиму илһам болиду, дәп қараймән.”
2025-Йиллиқ нобел тинчлиқ мукапатиға еришкүчи шәхс яки тәшкилатлар бу йил 10-айда норвегийә нобел комитети тәрипидин елан қилинидиған болуп, мукапат тарқитиш мурасими 12-айда өткүзүлидикән. 2024-Йиллиқ нобел тинчлиқ мукапати японийәниң “нихон хиданкйо” намлиқ ядро қораллириға қарши туруш тәшкилатиға берилгән иди.
Бундин илгири, америка дөләт мәҗлисидики “уйғур достлуқ гурупписи” ниң қош рәислиридин болған демократчи авам палата әзаси том сузи билән җумһурийәтчи авам палата әзаси кристофер симит “уйғур һәрикити” тәшкилати вә “уйғур кишилик һоқуқ қурулуши” ни 2022-йиллиқ нобел тенчлиқ мукапатиға намзат қилип көрсәткән иди. 2023-Йили дуня уйғур қурултийи канада парламент әзалири тәрипидин нобел тинчлиқ мукапатиға намзат қилип көрситилгән иди. Рафто әркинлик мукапати саһиби болған илһам тохти вә рабийә қадир ханимларму илгири айрим-айрим һалда нобел тинчлиқ мукапатиға намзат қилип көрситилгән иди.