Индиана университетидики “уйғур һәптилики” рәңдар мәзмунлар билән толди
2024.12.16

Индиана университетниң мәркизий явро-асия тәтқиқат факултети (CEUS) вә оттура асия тиллири мәркизи (CeLCAR) ниң күч чиқириши билән мәзкур университеттики “уйғур һәптилики” 9-декабирдин 12-декабирғичә давам қилғаниди. Паалийәтни тәшкилләшкә мәсул хадимлардин мәзкур университетиниң оттура асия тиллири мәркизиниң мудири, уйғур тили оқутқучиси гүлниса назарова ханимниң тонуштурушичә, “9-декабир уйғур ирқи қирғинчилиқ күни” гә тоғрилап өткүзүлгән мәзкур паалийәт башлиниш алдида, хитай һөкүмити бу паалийәткиму тосқунлуқ қилишқа урунған: хитайниң чикаго шәһиридики консулханиси индиана университети мәктәп мудирийитигә елхәт йоллап, уйғурларниң бу мәктәптә уйғур һәптиликини өткүзүшигә йол қоймаслиқни тәләп қилған. Шуниңға қаримай бир һәптилик паалийәт күн тәртипи билән интайин рәңдар вә нәтиҗилик тамамланған.
Индиана университетидики “уйғур һәптилики” ниң пәрдисини “уйғур тилини қоғдаш: һазирқи җиддий тәхирсизлик” лексийәси билән ачқан, харвард университетиниң уйғур тили оқутқучиси гүлнар езиз 12-декабирғичә бир һәптә давам қилған уйғур һәптиликидә қандақ паалийәтләрниң орун алғанлиқини тәпсилий тонуштуруп өтти.
Уйғурлар вәтининиң гүзәл қияпити, уйғурларниң бай вә узақ тарихқа игә мәдәнийити америкидики уйғур фотограф абликим әмәт әпәндиниң “камера көзидики ана вәтиним” намлиқ фото сүрәт көргәзмиси вә рәссам җой боствикниң “йоқилиш гирдабида: уйғур юртини кәзгән су бояқ саяһити” темисидики су бояқ сәнәт көргәзмисидә толуқ әкс әткән иди. Булар хитай һөкүмитиниң йоқитиш хәвпигә дуч келиватқан уйғур мәдәнийәт-сәнитини қоғдашқа беғишланған болуп, гүзәл-сәнәт нуқтисидин уйғур хәлқиниң гүзәлликни сөйидиған, тинчлиқпәрвәр вә мәдәнийәтлик хәлқ икәнликини, шундақла уларниң дуня мәдәнийитигә қошқан төһпилирини вә мол мәзмунлуқ көп хил мираслирини гәвдиләндүрүп бәргән. Даңлиқ уйғур музикант мухтар җанбазниң нәқ мәйданда орунлиған муқам вә уйғур нахша-музикилири уйғур һәптиликидә сәнәтлик шәкилдә җулаланған. Уйғур музикант мухтар җанбаз әпәнди “уйғур һәптилики” һәққидә сөз болғанда буниңдин алған тәсиратлирини һаяҗан ичидә ипадә қилди.
“уйғур һәптилики” җәрянида йәнә норвегийәдики уйғур зиялий, уйғур маарип тәтқиқатчиси абдувәли аюп билән җәвһәр илһамниң һаят һекайиси вә әслимилири тәсвирләнгән “шавқун-сүрән” филими көрситилди. Бу филимда милйонлиған уйғур тутуп турулуватқан “қайта тәрбийәләш” лагерлириниң һәқиқий картиниси ашкариланған болуп, филим ахирлашқанда, мәзкур филимни ишлигүчи җанис енглехарт, абдувәли аюп вә җәвһәр илһамлар көрүрмәнләр билән сөһбәткә қатнашти.
“уйғур һәптилики” ниң ахирқи күнлиригә охшимиған мутәхәссисләрниң илмий доклат вә лексийәлири орунлаштурулған иди. Шулардин америкидики доктор пәйзулла зәйдун әпәндиниң “зиядә тәрәққиятниң тәсири вә турақсиз йәр ишлитишниң уйғур районидики екологийәлик муһитқа көрситиватқан тәсирлири” намлиқ доклати, түркийәдин кәлгән доктор мәғпирәт камалниң “уйғур тили вә униң йезиқ мираслири” темисидики лексийәси зор қизиқиш қозғиди. Доктор мәғпирәт камал ханим, бир һәптилик паалийәтниң интайин мол вә нәтиҗилик болғанлиқини билдүрди.
“уйғур һәптилики” ниң өткүзүлүшидә асаслиқ күч чиқарғучи орунлардин индиана университети мәркизий явро-асия тәтқиқат факултетиниң пирофессори гарденер бовиңдон (Gardner Bovingdon) әпәнди “уйғур һәптилики” ниң интайин әһмийәтлик болғанлиқини хуласиләп мундақ деди:
“биз гүлниса назарова ханим билән тәң индиана университетида уйғур һәптилики паалийитини өткүзүшкә муйәссәр болғанлиқимиздин интайин хушалмиз һәмдә университетимизда бундақ бир паалийәтниң өткүзүлүшини интайин әһмийәтлик иш дәп билимиз. Чүнки университетимизниң уйғурларни өз ичигә алған оттура асия хәлқлириниң узақ мәдәнийитини вә уйғур тилини өгитиш пирограммиси узун йиллиқ тарихқа игә. Шуңа бу пирограмма арқилиқ уйғур хәлқиниң мәдәнийити, тили, тил сиясити вә тарихи тоғрулуқ уйғур мутәхәссис вә сәнәткарларни тәклип қилип, уйғурларниң тил вә мәдәнийитини тонуштурушни лайиқ таптуқ.”
Пирофессор гарденер сөзини йәнә мундақ давам қилди: “йәнә бир муһим сәвәби болса, нөвәттә уйғурлар вәтинидә, уйғур хәлқи өзиниң уйғур тили вә уйғур мәдәнийитини сақлашта хитай һөкүмитиниң мисли көрүлмигән бесимлириға йүзләнмәктә. Уйғурлар өз вәтинидә өзиниң, тил вә мәдәнийәтлириниң мәвҗутлуқи тәһдит астида туруватқан мушундақ бир пәйттә, бу саһәдики мутәхәссисләрни тәклип қилип, уйғурлар учраватқан сиясий бастурушлар, шуниңдәк уйғур тили вә мәдәнийити учраватқан бесимларни кәң даиридә йәниму көплигән кишиләргә тонуштурушни мәқсәт қилдуқ. Бу әмәлийәттә уларни уйғур хәлқи вә уларниң мәдәнийитини сақлап қелишқа чақириқ қилишта муһим әһмийәткә игә дәп ойлаймиз.”
Мәлум болушичә, мушу хилдики паалийәтләр йеқинқи мәзгилләрдин буян америка вә явропадики бир қисим алий мәктәпләрдә охшимиған шәкилләрдә өткүзүлүватқан болуп, уйғур қирғинчилиқини техиму кәң дуня җамаитигә тонуштурушта муһим әһмийәткә игә, дәп қаралмақта.