“уйғур һәрикити” тәшкилати токйода паалийәтчиләргә тәрбийәләш курси ачти
2025.01.20

18-Вә 19-январ күнлири мәркизи америкадики “уйғур һәрикити” тәшкилатиниң уюштуруши билән японийә пайтәхти токйода уйғур паалийәтчиләрни тәрбийәләш курси ечилди. Бу қетимлиқ курста уйғур паалийәтчилириниң хәлқара сорунларда дуня җамаәтчиликигә, һөкүмәтләргә, ахбаратларға вә мунасивәтлик аммиви тәшкилатларға шәрқий түркистан дәвасини қандақ аңлитишниң йоллири һәққидә мәхсус лексийәләр сөзләнгән.
Бу қетимлиқ курсқа японийәдики уйғур паалийәтчиләр иштирак қилған болуп, курста уларға японийәниң әмәлий әһвалиға мас һалда, буниң сиясий атмосфераси, мәтбуати қатарлиқ қурулмиларни чүшәнгән һалда, аз адәм күчи билән юқири үнүм яритиш үчүн қандақ тактикиларни қолланса болиду? дегән темиларда наһайити қиммәтлик лексийәләр берилгән.
“уйғур һәрикити” тәшкилатиниң башлиқи рошән аббас ханим телефон зияритимизни қобул қилип, бу курсни уюштуруштики мәқсити тоғрисида тохтилип мундақ деди: “хәлқимиз бүгүнки күндә тарихта көрүлүп бақмиған әң еғир қисмәтләрни бешидин өткүзмәктә. Муһаҗирәттики уйғурлар болса вәтән вә миллитини қутулдуруш үчүн қолидин келишичә тиришчанлиқ көрсәтмәктә. Шәрқий түркистанниң мустәқиллиқи бизгә қачан несип болиду, биз билмәймиз. Лекин күрәшлиримизни давамлаштурушимиз керәк. Миллитимизниң еғир вәзийитини уйғурлар өзлири туруватқан дөләтләрдә қандақ қилғанда үнүмлүк аңлитип, утуқларни қолға кәлтүрәләймиз? буларни өгитиш мәқсити билән уюштурған идуқ. Үнүмлүк болди дәп ойлаймән.”
Икки күн давам қилған тәрбийәләш курсида, америка қошма иштатлириниң сабиқ дуня аяллар ишлири алаһидә әлчиси келлий куррий (Kelley Currie) ханим, америкадики җорҗ вашингтон университети хәлқара тәтқиқат түриниң директори, оттура асия мәсилилири мутәхәссиси пирофессор шан робертс (Sean Roberts), тәйвән парламенти кишилик һоқуқ комитетиниң баш катиплиқ вәзиписи өтәватқан өркәш дөләт әпәнди, канада алберта уйғур җәмийитиниң рәиси мукәррәм қурбан ханим вә бәзи журналистлар һәр хил темиларда лексийә сөзлигән. Мукәррәм қурбан ханим бу тоғрилиқ мәлумат берип мундақ деди: “бу курсқа қатнашқан ханим-қизлар, әрләр вә яшлар һәммиси икки күнлүк курстин кейин яхши нәп алғанлиқини вә көп йеңи учурларға игә болғанлиқини, өзи өгәнгән бу учурларни дәва йолида қоллинидиғанлиқини ейтишти. ”
Мәзкур курста сабиқ америка дуня аяллар ишлири алаһидә әлчиси келлий куррий (Kelley Currie) ханим “һөкүмәт вә хәлқаралиқ тәшкилатлар билән үнүмлүк арилишиш” темисида лексийә бәргән. У, бәргән лексийәсидә уйғур ханим-қизлириниң пүтүн дуняға хоҗа болимән дәватқан хитай дөлити билән робиро күрәш қиливатқанлиқини, бу дәвани техиму күчәйткән һалда давамлаштуруши керәкликини тәкитлигән. Мукәррәм қурбан ханим бу һәқтә тохталди.
Японийәниң токйо шәһиридә өткүзүлгән икки күнлүк курсқа яндаш һалда, американиң токйодики әлчиханисида уйғур мәсилисигә беғишланған һөҗҗәтлик филимни қоюш паалийити өткүзүлгән. японийә уйғур җәмийити рәиси әхмәт летип әпәнди паалийәт һәққидә мәлумат берип мундақ деди: “бу паалийәткә америка әлчиханисиму мунасивәтлик адәмлиригә тәклипнамә йоллиған. Бизму қоллиғучи сиясийонларға, аммиви тәшкилат мәсуллириға, мәтбуатларға тәклип әвәтип бу паалийәткә қатнаштурдуқ. Буниң нәтиҗисидә японийәдики әң чоң гезитләрдин бири болған ‛йомиури гезити‚ бу паалийәтниң тәпсилатини, җәвһәр ханимни зиярәт қилған бир хәвәрни елан қилди. Буниңға хитайниң японийәдә турушлуқ баш әлчиси дәрһал x тә хәвәр тарқитип, мәзкур гезитниң бу хәвәрни елан қилғанлиқи үчүн хитайдин әпу соришини, дәрһал хәвәрни түзитиши керәкликини дәп, еғир тәнқид қилди. Демәк бу хитайға тәсир қилди.”
Уйғур паалийәтчиләрни тәрбийәләш курсиға қатнашқан японийә уйғур җәмийитиниң тәптиши, дуня уйғур қурултийиниң муавин тәптиши ғалип миҗит әпәнди 18-вә 19-январ күнлири өткүзүлгән тәрбийәләш курсида көп йеңи мәлуматларни өгәнгәнликини бу хил курсларниң дуняниң һәр қайси җайлирида давамлиқ өткүзүлүши керәклики тәкитлиди.
Мәркизи америкадики “уйғур һәрикити” тәшкилати 2023-йили 11-12-феврал күнлири японийәниң токйо шәһиридики шинҗуку меһманханисида уйғур ханим-қизлирини тәрбийәләш курси өткүзгәниди.
Уйғур һәрикити тәшкилати һазирғичә австрийә, австралийә, канада, германийә, японийә, голландийә, фирансийә, шиветсийә вә түркийә қатарлиқ 15 дөләттә уйғур яшлирини тәрбийәләш курси өткүзгән.