“палван яшлар мәркизи” уйғур яшлирини игилик тикләш йоллириға йетәклимәктә
2024.11.05
Мәркизи истанбулдики “палван яшлар мәркизи” ниң уюштуруши билән “мусабай игилик тикләш пирограммиси” ни тонуштуруш паалийити өткүзүлди.
Йеқинда өткүзүлгән бу учришиш паалийитидә 80 әтрапида игилик тикләшкә қизиқидиған уйғур яш бир йәргә җәм болди. Бу учришишта “палван яшлар мәркизи” ниң мәсуллиридин сәмәрҗан сәйдин қатарлиқ бир қанчә киши сөз қилип, игилик тикләшниң усуллири вә өрнәклири тоғрисида тохталди. Униңдин сирт йәнә яшларға мәниви илһам вә үлгә бериш үчүн 19-әсирниң ахири, 20-әсирниң биринчи йеримида ака-ука бавудон бай вә һүсәнбай мусабайопларниң игиләп тикләп, уйғур хәлқиниң мәдәнийәт-маарип ишлири, миллий ойғиниши вә тәрәққиятиға қошқан төһписи шундақла уларниң иш-излирини әсләп өтти.
Бу пирограммиғиму ашу тарихтики ака-ука мусабайларниң нами берилгәниди.
Паалийәткә тәклип билән қатнашқан уйғурлардин сәуди әрәбистанда олтурақлашқан шәрқий түркистан өлималар бирликиниң муавин рәиси сираҗиддин әзизи, мәркизи истанбулдики шәрқий түркистан инсан һәқлири көзитиш тәшкилатиниң баш катипи абдуләһәд удун қатарлиқлар сөз қилип, өзлириниң игилик тикләш йолида игә болған тәҗрибә савақлирини сөзләш билән биргә уйғур яшлириниң шәрқий түркистан дәвасиға из басар болуп йетишип чиқишниң әһмийити тоғрисида тохталди.
Биз бу һәқтә техиму көп мәлуматқа игә болуш үчүн “палван яшлар мәркизи” ниң мәсуллиридин сәмәрҗан билән сөһбәт елип бардуқ. Зияритимизни қобул қилған сәмәрҗан бу һәқтә тохтилип мундақ деди: “биз муһаҗирәттики уйғур яшлириниң игилик тикләшкә болған қизғинлиқи, қизиқиши вә еһтияҗини көрдуқ. Лекин мушу қизиқишини вә арзусини әмәлгә ашуридиған бир пурсәт вә шараитиниң кәмчиликиниму көрдуқ. Шу сәвәбтин палван яшлар мәркизидә бир йилдин буян ‛мусабай игилик тикләш пирограммиси‚ намлиқ игилик тикләш пирограммисини лайиһәләп тәйяр қилдуқ. Бу пирограмминиң асасий мәқсити яшларни күчләндүрүш болуп яшларниң өзигә болған ишәнчиси вә иқтидарини ашуруш, игилик тикләш лайиһәлирини синап беқиш арқилиқ әмәлий бир тәҗрибә топлаш”.
Сәмәрҗан “мусабай игилик тикләш пирограммиси” ниң мәқсити тоғрисида тохтилип мундақ деди: “мусабай игилик тикләш пирограммиси җәмий йәттә айлиқ болуп, баштики икки айда тизимлатқан балилардин қириқ нәпири таллиниду вә у балилар өзара бир-бири билән тонушуп гуруппилишиду, һәр бир гуруппа өзи қизиққан саһәдә бир тиҗарәт пилани түзүп чиқиду. Икки айдин кейин бу пиланни бизгә суниду. Йәнә төт гуруппа таллиниду. Төт гуруппиниң һәр биригә төт миң доллардин иқтисадий ярдәм яритип берилиду вә мушу шараит астида ахирқи бәш айда мушу тиҗарәт пиланини әмәлийәттә бир синап бақидиған вә иҗра қилидиған пурсәткә игә болиду”.
Сәмәрҗан йәнә мундақ деди: “биз бу паалийәтни қелиштин икки күн бурун әркин асия радийосида, вәтинимиз шәрқи түркистанниң атуш шәһиридә ака ука мусабайларниң һәйкәллирини чеқивәткәнлик хәвирини аңлидуқ. Буни хитай һөкүмити диний ашқунлуқ дәп сәвәб көрсәткән. Тарихи шәхсләрниң иш-излири йоқитиливатқан, роһи тарихимиздин өчүрүлүватқан мушундақ пәйттә, биз муһаҗирәттә уларниң роһини йәнә яшнитиш вә мусабайопларниң вәтинимизгә қошқан төһписи, җәмийәткә болған тәсир күчини яшлиримизға әслитиш вә уларниң пидакарлиқ роһини давамлаштуруш үчүн избасарларни йетилдүрүшимиз наһайити әһмийәтлик вә муһим дәп ойлаймән”.
Сәмәрҗан сөзидә йәнә палван яшлар мәркизи тоғрисидики соаллиримизға җаваб берип мундақ деди: “палван яшлар мәркизи 2019-йилидин башлап истанбулдики уйғур җамаити үчүн хизмәт қилишни мәқсәт қилип қурулған, йеңи башлиғанда пәқәт яшлар үчүн мәшиқ қилидиған бокс дәрси өгитәттуқ, вақитниң өтүши билән техиму көп яшлар йиғилди. Уларниң техиму көп еһтияҗлири оттуриға чиқти. яшларму бир бири билән яхши тонушуп һәмкарлишип өзиниң еһтияҗини һәл қилиш үчүн дәрсләрни тәшкилләйдиған, иҗтимаий паалийәтләрни тәшкилләйдиған һаләткә кәлди. Бу яшларға техиму яхши бир шараит яритип бериш үчүн иқтисадий җәһәттин бир мәнбә издәш үчүн палван яшлар мәркизини қурған. Биз 10 әтрапида хизмәтдаш яшму өзимизни тәрәққий қилдуруш, кәспийләштүрүш вә иқтисадий мәсилиләрни һәл қилиш үчүн қәдәм бастуқ.
Бу ишларни йеңи башлиған вақтида иқтисадни өзимиз йенимиздин чиқирип халисанә шәкилдә хизмәт қилишқа башлиған. Кейин аилимиздин, достлиримдин ярдәмләрму кәлди, униңдин кейин һәр хил паалийәтләргә кичик пироҗекитләрни илтимас қилип вә иқтисад мәсилилирини һәл қилидиған һаләткә кәлдуқ. Әң ахирқи икки йил бурун америкадики пәкит дегән бир тәшкилатқа икки йиллиқ чоңрақ бир пироҗектни сунуп улар билән тохтамлишип икки йиллиқ иқтисадни һәл қилидиған бир пурсәткә игә болдуқ. Бу җәрянда өзимизму өзимизни тәрәққий қилдуруп һәр хил дәрсләргә, мәшиқләргә вә курсларға қатнишип бүгүнкидәк мусабай пирограммисини лайиһәләйдиған вә шу җәрянда башқа яшларғиму пурсәтләрни берәләйдиған, униң һесабатини, тохтамлирини түзәләйдиған вә архипларни архиплаштуралайдиған һаләткә кәлдуқ”.
Сәмәрҗан “палван яшлар мәркизи” ниң ғайә-мәқсәтлири тоғрисида тохтилип мундақ деди: “палван яшлар мәркизиниң ғайиси, миллий вә диний кимлики ениқ, ирадиси мустәһкәм асаста һәр хил адәмләр билән һәмкарлишалайдиған, җәмийәткә тәсир көрситип өзгәртәләйдиған яшларни йетиштүрүш”.
Биз йәнә уйғур яшлириниң игилик тиклиши тоғрисида пикир-қарашлирини елиш үчүн уйғур яшлиридин истанбул университети оқуғучиси ислам ели билән сөһбәт елип бардуқ.
Ислам ели мундақ деди: “палван яшлар мәркизи тәрипидин орунлаштурулған мусабай игилик тикләш пирограммисиниң тонуштуруш паалийити наһайити әһмийәтлик вә көңүллүк өтти. Игилик тикләш идийәси болған бир түркүм яшлар бир йәргә йиғилип ака ука мусабайлар һәққидә мәлуматларға игә болдуқ вә буниңдин кейин палван яшлар мәркизи тәрипидин өтүлидиған дәрсләр, карханичилиқ дәрсликлири вә игилик тикләш һәққидики мәлуматлар қатарлиқ мушундақ әһмийәтлик дәрсликләр һәққидә алдин хәвәр тапқан болдуқ. Пәқәт мәнла әмәс мушу пирограммиға қатнашқан барлиқ яшларниң мушу күнниң наһайити әһмийәтлик өткәнликидин наһайити хурсән болди, рази болди дәп ойлаймән”.
Биз йәнә уйғур яшлиридин хәдичә билән сөһбәт елип бардуқ. Хәдичә бу һәқтики пикир-қарашлирини баян қилип мундақ деди: “вәтинимиз шәрқий түркистанда узун йиллардин буян хәлқимизгә зулум селиватқан хитай тарихта өткән муһим шәхсләрниң иш-излирини йоқитиватиду, тарихимиздин өчүрүватиду, мушундақ пәйттә муһаҗирәттә яшаватқан биз яшлар мусабайларға охшаш муһим шәхсләрниң роһидин өгиниш, тарихимизда өткән мәшһур шәхсләрниң вәтинимизгә һәм җәмийитимизгә болған тәсири күчини яшлиримизға әслитиш вә уларниң пидакарлиқ роһини давамлаштуруш үчүн избасарларни йетиштүрүшни наһайити муһим вә әһмийәтлик иш дәп ойлаймән”.
Хәдичә йәнә яшларниң яхши оқуш шараитиға еришиши вә вәтән, милләт үчүн хизмәт қилиши үчүнму игилик тикләш керәкликини тәкитлиди.